• Әхбаратлар еқими
  • 07 Маусым, 2018

Астана – яшлар шәһири

Йеқинда елимизниң жүриги – Астанаға қәдәм тәшрип қилдим. Униңға Мәдәнийәт вә спорт министрлиги йенида қурулған Яш шаир-язғучилар кеңиши сәвәп болди. Астана шәһириниң 20 жиллиқ шанлиқ тойи һарписида мәзкүр кеңәш әзалири пайтәхтимиз төридә баш қоштуқ. Астанаға дәсләпки қетим келишим еди. Шуңлашқа шәһәр һәққидә бираз тәсиратлирим билән бөлүшүшни тоғра көрдүм... Астанаға сәяһәт Дәсләпки күни биз қазақ хәлқиниң өтмүшидин сир чекидиған Есил дәриясиниң сол қирғиғиға селинған Тунҗа Президентимизниң тәшәббуси билән қәд көтәргән «Бәйтереккә» көтирилдуқ. Униң үстидин күндин-күнгә гөзәллишиватқан шәһәргә қарап бәһирләндуқ. Растимни ейтсам, шәһәр қияпитини тил билән ейтип йәткүзүшкә қийниливатимән. Һәқиқәтәнму гөзәл шәһәр бопту. Шуниңдин кейин аләмгә қазақ сәнъитини паш қиливатқан атақлиқ сәнъәткарлар ордиси Астана опера вә балет театри, «Ханшатыр» сода-седиқ мәркизи, «EXPO – 2017» шәһәрчиси кәби әһмийити зор бирқатар җайларни зиярәт қилип, һөзүр алдуқ. Шәһәр ичи таза һәм идитлиқ. Хәлқиму аддийдәк билинди, маңа. Бу йәргә елимизниң көплигән җайлиридин келип, истиқамәт қиливатқанлар көп екән. Асасән яшлар. Йәнә келип, һәрхил милләт вәкиллиридин тәркип тапқан. Маңа дәсләп учрашқан жигит өзини “Али” дәп тонуштурди. Чимкәнт шәһиридин көчүп келип, ишләветипту. Астанада туруватқиниға 15 жилдин ешипту. Али хәлиқләр достлуғи һәққидә көп нәрсиләрни ейтип бәрди. Униң қазақ, уйғур, түрк вә башқиму милләтләрниң вәкиллири болған достлири көп екән. Али җиһаз ясайдиған цехта ишләйдекән. Бош вақтида киракәшлик қилип, аилисини асрайдекән. Униң ейтиши бойичә, ишләймән дегән яшларға Астанада иш орунлири йетәрлик охшайду. Пәқәт хаһиш керәк. Күтүлмигән учришиш Әтигәндин башлап шамал чиқишқа башлиди. Вақит өткәнсири у аста-аста күчийиватиду. – Челәкниң шамилини елип кәлгән охшимамсән, – дәп, мән ятқан меһманханиға бири кирип кәлди. У һазир астаналиқ, әсли челәклик болған тонушум Бәгзат Исмайилов екән. Ана жутини, дост-бурадәрлирини сеғинған жутдаш иним иккимиз узақ муңдаштуқ. Мән жуттики йеңилиқларни сөзләп бәрдим. У Астананиң гепини қилди. Бәгзат иккимиз талаға чиққумиз кәлмәй сөһбитимизни давамлаштурдуқ. Униңға Астана шәһиригә келишимдә, жутумниң уттур қоллап-қувәтлишигә егә болғанлиғимни ейтиведим, у «Жутдашларниң өмлүгигә апирин!» дәп, мәғрурланди. Бәгзат Гумилев намидики Евразия миллий университетида тәһсил көрүветипту. Бир чәттин қурулуш ширкитидә ишләйдекән. Йеқинда университетта «Астана – сениң нәзәриңдә» намлиқ чоң әнҗуманға иштрак қилип, мутәхәссисләрниң жуқури баһасиға егә бопту. Яш кәсип егисиниң Астана шәһиридә қелиш ойиму бар екән. – Елимизниң кәлгүси – яшларниң қолида. Кәлгүси ишларниң башламчиси Астана болмақ, – дәйду у тәсирлинип. Шу күни кәчтә иккимиз димиғиңға уйғур һидини уруп туридиған «Турпан» рестораниға ғизалинишқа бардуқ. Андин у жутиға атиған халтисини һәдийә қилди. Иккимиз «Қәйәрдә болсақ, аман болайли» дәп бир-биримизни қиймай хошлаштуқ. Иҗаткарлар баш қоштуқ Әтиси Миллий академиялик китапханиниң мәҗлис залида мәдәнийәт вә спорт министри Арыстанбек Мухамедиулы яш иҗаткарлар билән учрашти. Яш шаир-язғучилар кеңишиниң баш қошушиға министр өзи риясәтчилик қилди. – Бүгүн тарихий әһмийәткә егә күн, – дәп сөзини башлиди у. – Сәвәви, министрлик йенида мундақ кеңәш илгири-кейин болмиған. Кейинки вақитларда яшлар әдәбияти һәққидә һәрхил гәпләр көпийип кәтти. Шуңлашқа бу һәққидә яш қәләм саһибилирини тиңшашқа кәлдим. Өзәмниңму ой-пикирлири бар. Андин кеңәшниң орунбасари, шаир Ақберен Елгезеккә сөз берилди. Натиқ «Яшлар әдәбиятиниң бүгүнки әһвали» мавзусида доклад оқуди. У өз докладида Қазақстанда «Азия әдәбият академиясини» қуруш вақтиниң кәлгәнлигини алаһидә қәйт қилди. – Ақберенниң тәкливидә җан бар, – деди А.Мухамедиулы. – Биз һазир Миллий сәнъәт академияси йенида әдәбият факультетини ечишни ойлаштуруватимиз. Чүнки әдәбият билән сәнъәтни бөлүп қарашқа болмайду. Кинематография, рәссамчилиқ, эстрада вә миллий нахша-сазлиримиз хәлиқара дәриҗигә көтирилди. Йошуридиғини йоқки, яшлар әдәбияти чәттә қеливатиду. Шуңлашқа яшлар иҗадийитиниң әң яхшилирини Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиниң алтә тилиға тәрҗимә қилиш мәсилиси туриду. Шу арқилиқ бир бөлигини Европа билән Америкиниң, бир бөлигини Азия билән Африкиниң әдәбий аренилириға чиқириш керәк. Министрниң бу сөзидин кейин шаир Бауыржан Қарағызулы «Мәнивий йеңилиниш: яшлар әдәбиятини чәт әлләргә тәрғип қилиш» мавзусида доклад оқуди. Натиқ өз баянатида бирмунчә тәклипләрниму бәрди: – Биринчи новәттә жуқарқи оқуш орунлирида бүгүнки «қазақ әдәбияти» дәрисликлирини қайтидин қараш лазим, – деди Бауыржан Қарағызулы. – Сәвәви, билим дәргаһлирида «бүгүнки әдәбиятимиз мошу» дәп, техичә өткән әсирниң, йәни 60 – 80-жиллиридики әдәбият үлгилирини оқутуп кәлмәктә. Иккинчидин, 30 – 40 яштики шаир-язғучилиримизға Һөкүмәт тәрипидин дөләтлик статусқа егә мукапат җарий қилиш керәк. Һәрқандақ қәләм саһибиниң иҗадийити нәқ 30 билән 40 яш арилиғида өсүп, камал тапиду. Қазақ әдәбиятида айтыс алаһидә орунни егиләйду. Бу һәққидә тонулған яш айтысчи Мухтар Ниязов вә талантлиқ яш шаир Қалқаман Сарин салмақлиқ ой-пикирлири билән ортақлашти. Қ.Сарин қазақ хәлқиниң атақлиқ шаири Муқағали Мақатаев һәққидә кино чүшириш тәкливини бәрди. Қазақстан Язғучилар иттипақиниң Алмута вилайәтлик шөбисиниң мудири, шаир Ерлан Жүнис йезидики яшлар иҗадийитиниң бүгүнки әһвалиға тохтилип, китап чиқириш мәсилиси бойичә уларға шараит яритиш охшаш мәсилиләрни оттуриға ташлиди. Учришишта яш иҗаткарлар – Мирас Асан яшлар иҗадийитини аудионусхида таритиш, Бейбит Сарыбай сәнъәт академиясидә яш драматургларға дөләт тәрипидин грант бөлүш охшаш мәсилиләрни көтәрди. – Бийил әдәбият саһасиға көп хираҗәт бөлүнди, – дәп сөзини йәкүнлиди Арыстанбек Мухамедиулы. – Униң асасий қисми иҗаткарларниң қәләм һәққи үчүн төлиниду. «Жас толқын» серияси бойичә яш иҗаткарларниң әсәрлирини йоруққа чиқириш керәк. Униң үчүн 1-июльғичә иҗаткарлар әсәрлирини бизгә өткүзүши һаҗәт. Мошу йәрдә “яш уйғур иҗаткарлири үчүн йеңидин қурулған кеңәшниң қандақ әһмийити бар?” дегән соалниң туғулуши тәбиий. Биринчидин, министрликниң уйғур иҗаткарлирини чәттә қалмаслиғини нәзәрдә тутуп, кеңәшкә җәлип қилғанлиғиға хошал болдуқ. Буму бизгә болған чоң һөрмәт! Иккинчидин, әһмийити зор фестиваль-көрүкләргә иштрак қилишқа имканийәт яритилмақта. Җүмлидин «Жас толқын» серияси бойичә чиқидиған конкурсқа ишик очуқ. «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири ичидин бир-иккисиниң әсәрлирини таллап өткүзсәк болидекән. Әсәрлиримизни башқа тилларға, болупму қазақ тилиға тәрҗимә қилиш мәсилисиму оң йешимини тапмақта. Буниң һәммисини җәмләп ейтқанда, уйғур яш иҗаткарлириниң мустәқил Қазақстан әдәбиятида өз орнини шәкилләндүрүшкә зор иқбал йәткүзүшигә камил ишинимән. Бизгә пәқәт тохтимай иҗат қилиш керәк. «Елимниң жүриги сән, Астана!» Шу күни кәчқурунлуғи Қазақстан миллий концерт залида яш иҗаткарлар билән әдәбият мухлислири иштрак қилған «Елимниң жүриги сән, Астана» намлиқ әдәбий-музыкилиқ кәч өткүзүлди. Дәсләптә бир түркүм яш иҗаткарлар министрлик тәрипидин Тәшәккүрнамиләр билән тәғдирләнди. Андин яшлар новәт билән сәһнигә көтирилип, өз иҗадийитидин шеирларни оқуди. Әнди «Астана сазы» фольклорлуқ ансамбли қазақ хәлқиниң миллий күйлири билән кәчниң мәзмунини техиму бейитти. Мәзмунлуқ өткән кәчтин кейин Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң уюштуруши билән розидарларға иптар берилди. Шуниң билән яш шаир-язғучилар кеңишиниң дәсләпки паалийити утуқлуқ өтти. У һәммимизгә илһам беғишлиди. Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

648 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы