• Сәнъәт
  • 07 Маусым, 2018

Сәһнидә – «Астана»

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Мәлумки, Алмута шәһири илгиридинла дуниядики әң гөзәл, көркәм шәһәрләрниң бири һесаплансиму, у пайтәхткә айланғандин буян өзигә алаһидә түс киргүзди. Амма моҗут шараит, болупму җумһурийитимизниң истиқбали елимиз пайтәхтини йеңи җайға көчиришни тәләп қилди. Шундақ қилип, бәхит қуши өз вақтида тиң йәрләр мәркизи һесапланған Ақмолиға қонди. Әгәр ядиңларда болса, җумһурийәт пайтәхтини Алмутидин Ақмолиға көчириш мәсилиси дәсләпки қетим 1994-жили 6-июльда Президент тәрипидин Парламент (у чағда Алий Кеңәш) депутатлири алдиға қоюлған еди.Әлвәттә, дөләт пайтәхтини бир җайдин иккинчи җайға көчириш оңай иш әмәс. Йошурушниң һаҗити йоқ, дәсләп бу тоғрилиқ һәрхил пикирләр болди. У чағда көпчилик бу йеңилиқни қандақту-бир ишәнмәслик билән яки болмиса бу пәқәт жирақ келәчәктә әмәлгә ашурулидиған иш сүпитидә қобул қиливеди. Дөлитимиз пайтәхтини Алмутидин Ақмолиға йөткәш мәсилиси қозғалғанда аддий пухраларла әмәс, һәтта депутатлар буниңға қарши чиқти һәм ишәнмиди. «Шәһәр пайтәхт болалмайду», дегүчиләрму тепилди. Мәмликитимиз интайин еғир ихтисадий әһвални бешидин кәчүрүватқанда, зор иҗтимаий-сәясий чарә әқилгә сиғмайдиғандәк көрүнәтти. Амма сәясий рәһбәр, мәмликәт йетәкчисиниң даналиғи – әтики күнни ойлаш, жирақни көрүштур. Әйнә шундақ есил пәзиләтләрни бойиға сиңдүргән Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев бу мәсилидә өзиниң ирадисини, қәтъийлигини билдүрди. Аридин төрт жил өтә-өтмәйла Президент тәкливиниң тоғра екәнлиги, йәни ишәнчә вә илһам билән қолға елинған ишни қисқа қәрәлдә орунлашқа болидиғанлиғи әмәлиятта толуқ тәстиқләнди. Бираз министрликләр мәркәзгә көчирилгәндин кейин Президент «Ақмола шәһирини Қазақстан Җумһурийитиниң пайтәхти дәп елан қилиш тоғрилиқ» Пәрманни елан қилди һәм йеңи пайтәхтни қанунлаштурди. Пайтәхтни дуния җамаәтчилиги алдида рәсмий тонуштуруш мәрасими йеқинлашқанда, Ақмола шәһири Астана шәһири болуп өзгәртилди. Йеңи пайтәхт – Астана шәһири пүткүл дунияға тонуштурулди. Мана мошу зор, тарихий вақиә өткән һәптидә Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида Қазақстан Җумһурийитиниң хәлиқ артисти Мурат Әхмәдиев тәрипидин сәһниләштүрүлгән «Астана» публицистикилиқ драмисида намайиш қилинди. Язғучи-драматург, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Әхмәтҗан Һашириниң қәлимигә мәнсүп драмида мәмликәтниң сәясий тәрәққиятиниң, йеңи пайтәхт Астананиң бәрпа қилинишиниң, демократик сәясий вә һоқуқ системилириниң шәкиллиниш басқучлири тәпсилий йорутулди. Шундақла қоюлумда Дөләт рәһбириниң һәққанийәтни, әтрап муһитни, келәчәкни тәсәввур қилишиға бағлиқ өзгәртиш, мәхсәтни бәлгүләш һәм униңға йетиш, дөләтниң барлиқ гражданлирини сөз йүзидә әмәс, бәлки әмәлиятта бирләштүрүш охшаш надир лидерлиқ хусусийәтлири ечип берилди. Тәкитләш керәкки, драмида Астанадәк шәһәр селишта Дөләт рәһбириниң қәһриманлиғи, әқил-парасити, ярқин обризи Уйғур театри сәһнисидә дәсләпки қетим гәвдиләнди. Мәзкүр спектакль Президентниң туғулған күнигә, Астана шәһириниң 20 жиллиқ сәнәсигә беғишланди. Шундақла бу қоюлумни Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевқа қазақстанлиқ уйғур сәнъәткарлириниң миннәтдарлиғиниң, иззәт-еһтираминиң рошән испати дейишкә болиду. Шуни ишәшлик ейтишқа болидуки, елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң ролини иҗра қилған режиссер һәм талантлиқ актер Әзиз Искәндәров тамашибин диққитигә сазавәр болалиди. Актерниң әсәр маһийитигә чоңқур чөккәнлигини, образға хас миллий колоритниң ярқин көрүнүши һәм қәһриманиниң натиқлиқ қабилийитини ипадиләш үчүн өз маһаритини ениқ көрситишни билгәнлигини сезивелиш тәс әмәс. Бирла ейтаримиз, униң уйғур әдәбий тилини йетилдүрүп, әсәрниң баш қәһриманиниң обризини йәниму йүксәлдүрүшкә һәрикәт қилидиғанлиғиға үмүт қилимиз. Шундақла кәлгүсидә бу әсәр һәққидә салаһийәтлик мутәхәссисләр тәрипидин баһалиқ пикир-тәклипләрниң ейтилидиғанлиғиға, униң техиму мукәммәллишип, театр репертуаридин өзиниң мунасип орнини алидиғанлиғиға ишинимиз. – Мундақ җиддий драмини сәһниләштүрүшкә җүръәт қилған Уйғур театри коллективиға апирин ейтишқа әрзийду,– деди қоюлумдин кейин сөз новитини алған СССР хәлиқ артисти, «Қазақстанның Еңбек ері» Асанәли Әшимов. – Бу муқәддәс сәһнидә талай улуқ сәнъәткарларниң изи бар. Шәхсән мәнму бираз жил мошу сәһнидә тәр төккәндим. Бүгүн силәр билән биз мошу муқәддәс дәргаһта зор иҗтимаий-сәясий әһмийәткә егә қоюлумни көрүш пурситигә егә болуватимиз. Шәхсән маңа бу спектакль яқти. Дөләт рәһбириниң дәсләпки қәдими – пайтәхтни Алмутидин Ақмолиға көчириш арзу-арманлири вә уни рояпқа чиқириш алдида ақсақаллар, зиялилар, җәмийәт әрбаплири билән мәслиһәтлишип, бу муһим мәсилиниң депутатлар муһакимисигә чүшүши вә ахири көзлигән мәхсәткә йетиши охшаш көрүнүшләр спектакль җәриянида маһиранә ипадиләнди. Мошундақ жуқури җавапкәрликни тәләп қилидиған қоюлумни көрсәткән Уйғур театриниң буниңдин кейин техиму гүллинип – яшнишиға тиләкдашмән. Бу муқәддәс дәргаһқа дөләт тәрипидин көпирәк көңүл бөлүнсекән дәймән. Чүнки Уйғур театри шуниңға лайиқ улуқ дәргаһ. Шуниңдин кейин сөз новитини алған Қазақстан Җумһурийитиниң мәдәнийәт вә спорт министри Арыстанбек Мухамедиулы өз ойини төвәндикичә изһар қилди: – Һөрмәтлик, қериндашлар! Бүгүн, һәқиқәтәнму алаһидә тилға алғидәк бир күн болди. Даңлиқ нахшичи, исми ривайәткә айланған «Яшлиқ» ансамблини тәшкил қилғучи, икки қәрәл Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати болған, бүгүнки күндә Уйғур театриниң бәдиий рәһбири хизмитини атқуруватқан Мурат Әхмәдиевниң иҗтимаий-сәясий әһмийити зор спектакльни сәһниләштүргини үчүн миннәтдарлиқ билдүримән. Инсценировка муәллипи, көрнәклик язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашириға һәм жуқури тәҗрибигә егә театр мудири Руслан Тохтахуновқа сәмимий миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Һәқиқәтәнму, бу интайин еғир спектакль. Ундақ болғини, өткән әсирниң 90-жиллири Дөләт рәһбириниң бешидин өткүзгән кәчүрмилирини һәм тарихимизда йүз бәргән шу бир қийин дәвирләрни әйни петичә ечип бериш, әлвәттә, чоң җавапкәрликни тәләп қилидиғанлиғи шүбһисиз. Умумән, Мурат Әхмәдиев тутуш қилған ишниң ақивити сөзсиз, утуққа елип келидиғанлиғиниң талай гувачиси болған едуқ. Мәсилән, «Яшлиқ» ансамбли қурулғанда сәнъәтсөйәр амма тәврәп кәтти десәм, ашуруп ейтқанлиқ болмайду. «Аппақ-аппақ тошқанлар» нахшиси һәммә йәрдә дегидәк иҗра қилинип, көпчиликни һаяҗанға бөлигән еди. Қисқиси, Әхмәдиев бар йәрдә утуқ бар, демәкчимән. Бүгүн униңға өзәңлар гува болуватисиләр. Дәрвәқә, бүгүнки спектакль техи һечбир театрда қоюлғини йоқ. Шуңлашқа йәнә бир қетим Уйғур театриниң коллективиға, шәхсән Мурат Абдрим оғлиға вә һөрмәтлик тамашибинларға сәмимий миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. Мәйрәм мубарәк болсун! Достанә мунасивәтлиримиз техиму мустәһкәмләнгәй! Мустәқил Қазақстан дөлити техиму гүллинип, яшнисун! «Астана» публицистикилиқ драмиси мана мошундақ көтирәңгү роһта вә сәмимий ейтилған изгү-тиләкләр билән аяқлашти. Қоюлумға қатнашқан һәммә артистлар өзлиригә жүкләнгән рольларни зор иштияқ вә интилиш билән иҗра қилди. Тамашибинму уларни гүлдирас чаваклар арқилиқ қизғин қарши алди. Бәхтишат СОПИЕВ чүшәргән сүрәтләр.

288 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы