- Әхбаратлар еқими
- 07 Маусым, 2018
Марш өткүзүлди
Пайтәхттики Есил дәриясиниң мәркизий қирғиғида Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт рәмзлири күни шәрипигә тәнтәнилик марш өткүзүлди.Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ Күчлири Миллий һәрбий-вәтәнпәрвәрлик мәркизи һәрбий оркестриниң қатниши билән өткән чарә-тәдбирни “Астана гражданлиқ альянси” юридик шәхсләр бирләшмиси шәһәрлик җәмийәтлик тәрәққият ишлири башқармисиниң қоллап-қувәтлишидә өткүзди.
Акция дәсләпки қетим шәһәрниң мәркизий дәрия қирғиғида өтти. Униңға пайтәхтниң барлиқ паалийәтчан яшлирини җәлип қилдуқ, – дәйду шәһәрлик җәмийәтлик тәрәққият ишлири башқармисиниң яшлар билән ишләш бөлүминиң баш мутәхәссиси Дулат Төребеков.
Униң сөзичә, маршни шәһәрлик яшлар активиниң бир йерим миңға йеқин вәкили – кадет корпусиниң, Қазақстан Җумһурийити Мудапиә министрлиги Пәхрий қаравул ротисиниң тәрбийиләнгүчилири, “Жас Отан” яшлар қанитиниң вәкиллири, пайтәхт алий оқуш орунлирида оқуватқан студентлар қоллап-қувәтлиди.
Униңдин ташқири акция даирисидә М.Өтемисов намидики Мәктәп оқуғучилири сарийи алдида Қазақстан эстрада юлтузлириниң, Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ Күчлири Миллий һәрбий-вәтәнпәрвәрлик мәркизи Мәркизий ансамбли артистлириниң вә Мудапиә министрлиги Пәхрий қаравул ротисиниң қатнишиши билән тәнтәнилик концерт болуп өтти. Кәч меһманлирини шундақла “Жас сарбаз” Җумһурийәтлик һәрбий- вәтәнпәрвәрлик һәрикити штаби балилар студиясиниң оқуғучилириму чоң хошаллиққа бөлиди.
445 рет
көрсетілді0
пікір