- Әхбаратлар еқими
- 07 Маусым, 2018
Телефон арқилиқ сөзләшти
Нурсултан Назарбаев Түркия Җумһурийитиниң Президенти Реджеп Тайип Эрдоған билән телефон арқилиқ сөзләшти.Сөһбәт давамида Президентлар иккитәрәплимә һәмкарлиқ вә регион күн тәртивидики мәсилиләрни муһакимә қилди.
Қазақстан Президенти Реджеп Тайип Эрдоғанни бийил 12-июньда Түркияниң Эскишехир шәһиридә Трансанатолия газ проводиниң (ТАНАП) рәсмий пайдилинишқа берилиши билән тәбриклиди. Дөләт рәһбири мәзкүр лайиһиниң Түркия Җумһурийитиниң транзит иқтидарини ашурушқа ярдәм қилидиғанлиғиға вә униң ихтисадий тәрәққиятиға хелә тәсир қилидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
Нурсултан Назарбаев билән Реджеп Эрдоған униңдин ташқири икки мәмликәт оттурисидики конструктив диалогни техиму чоңқурлитиш мәсилилирини қарап чиқти.
Телефон арқилиқ сөһбәткә Түркия тәрәп тәшәббускар болди.
443 рет
көрсетілді0
пікір