• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 18 Маусым, 2018

Қой терисидин пайдилиниш

Қедимида көрүк яки һазирқи замандикигә охшаш заманивий қолвақ, кемә, пароходлар болмиғачқа, әҗдатлиримиз әқил-параситини ишлитип, шуларниң хизмитини атқуридиған васитиләрни ойлап тапқан. Шундақларниң бири – қой терисини пүвләш арқилиқ ясилидиған салдур.Хуаңхе дәрияси бойидики йәрлик аһалиниң әң муһим қатнаш қураллиридин бири болған бу кәшпиятниң тарихи хелә узун. Тарихий мәнбәләргә асаслансақ, «Таң сулалисиниң тарихи» дегән китапта кала терисидин қолвақ ясап дәриядин өтүшкә болидиғанлиғи, «Суң сулалисиниң тарихи» намлиқ әмгәктә кала терисини ашлап, андин пүвләп, ичигә йәл тошқузса, су үстидә ләйләйдиғанлиғи һәққидә мәлуматларни учритишиңиз мүмкин. Әҗдатлиримиз шундақла сал ясашта қой терисидинму маһиранә пайдилинишни билгән. Йәни униң бирнәччисини жуқурида қәйт қилинған усулда пүвләп, андин уларни бир-биригә четиш арқилиқ сал ясиған. Хәлқимиз өтмүшигә тәвә әсәрләрниң биридә қой терисидин пүвләп ясалған сални мәдһийиләп йезилған «өрүлүп чүшмәйду, парчиланмайду, шамалдәк учуш үчүн пәқәт шула купайә» дегән шеирий мисралар шәрһиләнгән. Бу қурлардин гәп болуватқан салниң йеник, қолайлиқ һәм сүръәтликлигини, шундақла униң әйни дәвирләрдә инсан һаятидики муһим қатнаш васитилириниң бири болғанлиғини сезивелиш тәс әмәс. Шинҗаң хәлиқ радиостанцияси.

202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы