• Хәйрихаһлиқ
  • 18 Маусым, 2018

Издигини — изгүлүк

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Нураний анилар кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан һаҗим Муратова Яркәнт тәвәсидә ихтисат саһасида ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин бери Алмутида яшаватиду. Һаҗим аниниң кәңдаирилик хәйрихаһлиқ паалийитидин гезитханлиримизниң хәвири болса керәк. Гүлҗаһан ана 25 жилдин буян турмуш шараити төвән, көпбалилиқ, баққучисидин айрилған житим-йесирларға қол учини созуп, ярдимини берип келиватиду. Рамзан айлирида яхшилиқ қилмиса, көңли имин тапмайдиған анимиз бу қетимму инсаний һәм мусулманчилиқ пәрзи сүпитидә хәйрихаһлиқ паалийити билән наһийәләргә атлинипту.Һаҗим ана сәпирини киндик қени тамған Уйғур наһийәсидин башлиди. Андин Яркәнткә кәлди. Һаҗим ана бу қетим қейин жутидики 222 аилигә халисанә ярдимини елип кәпту. Униң Яркәнт шәһиридики 147 аилигә вә униң әтрапидики Кичик Чиған, Чоң Чиған, Алтөй, Чулуқай, Дехан Ғәйрәт йезилиридики 75 аилигә ун, гүрүч, май вә чай вә башқиму озуқ-түлүк түрлирини тарқитип бериду, дегән хәвәрни аңлап, фотомухбир Турсунмәһәмәт Мәшүров иккимиз йетип бардуқ. Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова, жигитбашлири Ташполат Саметов, Нуруллам Ваҗитов, Азат Гайитов, Абдуһемит Һәмраев, Нурмәһәмәт Абдуллаев, Яқупҗан Абдуқадиров, Сәйдәхмәт Розахунов вә башқиму жигитбашлири жиғилипту. Жут сәркилири нураний аниға өзлири башқуруватқан мәһәллиләр турғунлири намидин тәшәккүр ейтип, униң хәйрихаһлиқ иш-паалийитигә муваппәқийәт тилиди. Аниниң азадә һойлисида йеши йәтмиштин алқиған анилар билән ушшақ балилирини әгәштүрүп келиватқанларниң айиғи үзүләр әмәс. Жигитбашлири уларға йеник машинилири билән хизмәт көрситиватиду. Һәммиси аниға болған чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилмақта. Өмүрлүк җүптидин бевақит айрилған Халидәм Гайитова: “Биз Гүлҗаһан һаҗим анини өз анимиздәк көримиз. Униң мону улуқ ай, улуқ күнләрдә, шундақла «Мәктәпкә – йол» акциясидә, 1-октябрь қерилар күнидә вә башқиму мәрикиләрдә жутдашлиридин ярдимини айимайду. Жутумизда еғир ағриққа дучар болғанларғиму ярдәм қиливатиду. Гүлҗаһан анимизниң саламәтлиги мустәһкәм болсун, пәрзәнтлириниң турмуш-тирикчилигигә чоң бәрикәт бәрсун” дегән сөзләрни ейтти. Шундақла у күни Роза Севостянова, Руқийәм Ерданова кәби йеши йәтмиштин алқиған нураний анилар өзлириниң қәлб сөзлирини изһар қилди. Әнди наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова: “Гүлҗаһан Муратова – һазир Алмутида истиқамәт қиливатсиму, Яркәнт тәвәсидә пат-пат болуп, мәдәнийәт мәркизи тәрипидин уюштурулуватқан чарә-тәдбирләргә қатнишип, уларғиму турақлиқ һамийлиқ қиливатқан сахавәтлик аниларниң бири. Чүнки у өз вақтида мәдәнийәт мәркизиниң паалийитини җанландурушқа, җүмлидин наһийәдә анилар мәрикилири билән қизларға аит уюштуруватқан һәрхил мәдәний чарә-тәдбирләрниң тәшәббускари һәм уюштурғучиси, қоллап-қувәтлигүчиси болғанлиғини һәммә яхши билиду. Шундақла көпчиликниң гезит-журналларға йезилишиға дәвәт қилип, һаҗәт болса, уларға ярдәм қолини сунидиған әҗайип бир хислити бар. Аилиси намидин тапқан тәргининиң бир бөлигини ярдәмгә муһтаҗларға сәрип қиливатқан меһир-шәпқәтлик нураний анимиз аман болсун” дәп сәмимий пикрини ейтти. Гүлҗаһан Һаҗим Муратова Панфилов наһийәсидин башқа Уйғур наһийәсидә 180 аилигә, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қорам йезисида 35 аилигә, Талғир наһийәсиниң Гүлдала йезисида 30 аилигә вә Алмута шәһиридә 30 аилигә халисанә ярдимини көрсәтти. Панфилов наһийәси. Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт.

1000 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы