• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 21 Маусым, 2018

Тохри тили йезиғидики вәсиқиләр

Тохри тили һинди-европа тиллири системисиға мәнсүп. Бу тилдики вәсиқиләрниң дәсләп ХХ әсирдә Шинҗаңдин тепилғанлиғи һәққидә хатириләр бар. Униң һазир сақлинип қалған парчә-пурат қалдуқлири V – VІІІ әсирләргә тәәллуқ болуп, Лондон, Берлин, Санкт-Петербург, Токио, Беҗин, Үрүмчи шәһәрлиридики мирасгаһларда сақланмақта.Германиялик мутәхәссисләр униң намини Майтари Смитқа асаслинип “тохри” дәп атиған. Бу тил қедимий Кингит, Күсән қатарлиқ җайларда қоллинилған. Кингит – идиқут тили “А хил йәрлик шевә”, күсән тили “В хил йәрлик шевә” дәп аталған. Униң А хилидикилиридики вәсиқиләр 520 бәтлик будда әсәрлири болуп, диндин хали мәзмунлар йоқниң орнида. Әнди униң қәғәзгә, яғачқа йезилған там рәсимлириниң һәрхил материаллиридики буюмлар 3100 парчидин ашиду. Уларда будда томлири бар. Карванларниң йол хети, бутханилар һесавити, шеир-нәзимләрму өз әксини тапқан. Тохри тилидики материаллар Шинҗаңдики қедимий милләтләр вә әлнәғмә һинди-европа тил системисидикиләрниң ана жути вә көчүш сәвәплирини, будда дининиң Оттура Азиягә вә мәмликәткә тарқилиши җәрияни билән будда қаламлириниң мәнбәсини тәтқиқ қилишта зор әһмийәткә егә. “Тәңритағ” уйғурчә тори.

117 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы