• Жиллар вә адәмләр
  • 21 Маусым, 2018

Етизда тавланған ана

Өткән әсирниң атмишинчи жиллиридин башлап, Панфилов наһийәсидә баһалиқ зираәт көмүқонақ өстүрүштә мол һосул елишқа қол йәткүзгән деханларниң атақ-нами чиқишқа башлидидә, исимлири наһийәдә әмәс, вилайәт, җумһурийәт даирисидә кәң тонулди. Алдираңғу вақит чапсан өтүп, уларниң қатарлирини шалаңлаштурувәтти, һазир санақлиқла дехан-мөтивәрләр қалди. Шуларниң бири – Селимәм Ишан қизи Һәмраева. У яқ бийил һаятиниң 90-даваниға көтирилди. Атақлиқ дехан билән талай қетим учришип, сөһбәтләшкән едим.Селимәм һәдә әсли бүйүк сәрдар, қошақчи Садир палванниң әвладидин болиду. Өзиму Яркәнт тәвәсидики бовиси намида аталған Садир йезисида 1928-жили дехан аилисидә дунияға кәлгән. Садирлиқлар меһмандост, әмгәксөйгүч, иҗаткар, ирадилик хисләтләргә егә. Шуңлашқа йеза турғунлири арисидин атақлиқ деханлар, тәшкилатчилар, ишчилар, язғучи, алимлар йетилип чиқти. Шуларниң қатарида дехан қизи Селимәм Һәмраеваму болди. У җумһурийитимизниң Алий Кеңишигә депутат болуп сайланған. Бу дәриҗигә йетиш йоли, әлвәттә, йеник болғини йоқ. Селимәм йезида башланғуч мәктәпни тамамлиғандин кейин, туюқсиз уруш башлинип, көңүллүк һаят ғәм-қайғуға чөмди, йезидики әр-жигитләр кәйни-кәйнидин мәйданға атланди. Шуларниң қатарида акиси Шәмшидин бар еди, униң җәңгиварлиқ йоли узунға созулмиди. Курск йенида болған шиддәтлик җәңләрниң биридә қәһриманларчә һалак болғанлиғи тоғрилиқ өйигә “қара хәт” кәлдидә, ата-ана, қериндашлирини зар жиғлитип қойди. Қелиплашқан еғир әһвалға бола Селимәмму оқушини давамлаштуралмай, әмгәккә арилишишқа мәҗбур болди. Шу жили у бари-йоқи 13 яшта еди. Чоңлар билән егиликниң һәммә саһалириға қатнишип, ишлиди. Яз күнлири ашлиқ, әпүйүн, көктат өстүрди, һосулини жиғиштурушқа қатнашти, ашпәзликму қилди. Қишта болса, фермиларда ишлиди. Селимәм һәрқачан иш нормисини ашуруп орунлап, егилик рәһбәрлириниң етивариға елинди. Сүрити колхозниң һөрмәт тахтисидин турақлиқ орун алди. – Уруш жиллири аниларниң, яшларниң көрсәткән ғәйрәт-ирадисигә апирин ейтишқа болатти – дәйду Селимәм һәдә әшу жилларни есиға елип. – Еғирчилиқларға қаримай, көңлимиз көтирәңгү, оюн-күлкимиз биллә еди, сениң-мениң йоқ, инақлиғимиз алаһидә еди. Вақит билән һесаплашмай ишләттуқ. Биз, яшлар, күндүзи етиз, фермиларда әмгәк қилсақ, кәчқурунлуғи новәттики оюн-концертларға тәйярлиқ көрәттуқ, аһали арисида тәшвиқат ишлириниму жүргүзәттуқ. Уруштин кейинму әһвал бирдин яхшилинип кәткини йоқ, қалақлашқан хәлиқ егилигини тикләш вә риваҗландуруш йолида чоң әвлат тәр төкүп, җанпидалиқ әмгәк қилди. Йеңилиқ, өзгиришләр қанат яйди. Әллигинчи жиллири ихчам егиликләрни бирләштүрүш җәрияни жүргүзүлди. Шәһәр әтрапидики “Әмгәкчи”, “Трудпахтилиқ”, “Елтай” егиликлири Каганович намидики колхозға бирләштүрүлүп, уни йеза егилигиниң маһир тәшкилатчиси Н.Н. Головацкий башқурди. Кейин униң тәркивигә тағ етигидики Садир, Сәрибәл, Турпан йезилиридики егиликләрниму қошувалдидә, “Октябрьниң 40 жиллиғи” колхози болуп, тирикчилигини давамлаштурди. Рәис егилик ихтисадини көтириш деханчилиқни тәрәққий әткүзүшкә бағлиқ екәнлигигә көз йәткүзүп, баһалиқ зираәт көмүқонақ өстүрүшни җиддий қолға алди. Уни өстүрүшни асасән яшлар қолға елип, һосул йетиштүрүштә чоң утуқларға йәтти. Турсун Һошуров, Мәрийәм Ниязова вә башқилар көмүқонақ өстүрүшниң пионерлири аталди, өз участкилиридин рекордлуқ һосул елип, исимлири пүткүл Иттипаққа мәлум болди. 1957-жили колхозда көмүқонақ мәйдани икки һәссә ашурулуп, бирқанчә йеңи звенолар қурулди. Шуларниң биригә йетәкчилик қилиш әмгәктә тавланған С.Һәмраеваға тапшурулди. Колхоз идарисидә болған сөһбәттә, у қисқичила мундақ деди: – Маңа ишәнчә билдүргиниңлар үчүн рәхмәт ейтип, уни әмгигим билән ақлашқа тиришимән... Йеңи звеноға “Ярқудуқ” участкисидин жигирмә гектар йәр вә бәш киши бөлүнүп берилди, улар деханчилиқта хелә жиллар ишләп, тәҗрибиси бар Иззәт Зубаршаева, Санийәм Исламова, Нурәхмәт Беширов, Пәзиләт Сухратова вә Хеличәм Кәримова еди. Звено әзалири дәсләпки күнләрдинла өзара мәслиһәтләшкән һалда бәл бағлап әмгәк қилишқа тиришти, қишлақ агротехникилиқ оқушқа қатнишип, тәҗрибилирини толуқтурди. Шу жили баһарму әтигән келип, терилғу ишлириға қолайлиқ болди. Терилғуға звено әзалири пухта тәйярлиқ көрди, һәр гектар йәргә 14 тоннидин чириған қиғ в икки йүз килограммдин минерал оғут сиңдүрүлди. Бир күни илғар механизаторлар Һели Мусаев, Исмайил Ибдәшев, Қурван Исмайилов икки күнниң ичидила йәр һайдаш вә уруқ сепиш ишлирини сүпәтлик тамамлиди. Йәргә һәқиқий меһир билән үҗрә қилса, у байлиғини айимайду. Дегәндәк шу жили алтун күз Селимәмләргә хошаллиқ әкәлди, улар һәр гектар йәрдин 55 центнердин таза дан алди. Улар бу көрсәткүчини келәси жили 65 центнерға көтәрди, буму һосул елишниң чеки әмәс еди. 1959-жили наһийә деханлири көмүқонақ йетиштүрүшни техиму ашуруш бойичә Талдиқорған вилайити йеза егилиги әмгәкчилиригә мураҗиәт қобул қилди. Бу мураҗиәт, наһийәлик вә вилайәтлик гезитларда елан қилинди. Буниңда наһийә бойичә көмүқонақ мәйдани 1958-жилдики 6545 гектардин 1959-жили 12400 гектарға йәткүзүлүп, һәр гектардин 40 центнердин таза дан елиш көрситилгән. Җүмлидин “Октябрьниң 40 жиллиғи” колхозида мәзкүр зираәт мәйдани 1100 гектарға йәткүзүлүп, униң һәр гектаридин 60 центнердин һосул елиш көздә тутулған. Мураҗиәттә: “...Мәрийәм Ниязова, Турахан Қурманалиева, Банихан Сайитова, Турсунхан Ниязова, Селимәм Һәмраева, Турсун Сабитов охшаш “Октябрьниң 40 жиллиғи” колхозиниң атақлиқ көмүқонақ өстүргүчилири һәр гектар йәрдин 90 – 100 центнердин һосул елишқа вәдилирини бәрди” дәп атап өтүлгән. Илғарлар шу вәдилирини шәрәплик орунлап чиқти. Шу жили Селимәм Һәмраева 385-Панфилов сайлам округи бойичә Қазақстан Алий Кеңишиниң депутати болуп сайланди. Шу күндин башлап кәтмән тутуп етизда ишләп жүргән аддий деханға болған көзқараш өзгичә болди. Әшу жили Селимәм әндила һаятиниң 31-даваниға көтирилгән еди. Мундақ ейтқанда, пешқәдәм дехан жилларни беһөддә өткүзмиди, һәр жилда өчмәс изи бар. Селимәм һәдә аилидә сәккиз пәрзәнт өстүрүп, уларни заманға лайиқ тәрбийилиди, оқутуп қатарға қошти. Йолдиши Аблемит Гайитовму колхозда узун жил шофер болуп ишләп, илғарлар қатаридин чүшмигән инсандин еди. Бирақ у һазир аримизда йоқ. Бу күнләрдә уларниң шанлиқ әмгәк йолини пәрзәнтлири, нәврә-чәврилири давамлаштуруп келиватиду. Абдукерим ЯРКӘНДИЙ. Панфилов наһийәси.

166 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы