• Әхбаратлар еқими
  • 21 Маусым, 2018

21 учумкар «Алтын белгі» саһиби аталди

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Бийилқи оқуш жилида җумһурийәт бойичә 147023 оқуғучи мәктәпни тамамлаш алдида емтиһан сүпитидики хуласә аттестациядин өткән. 6780 мәктәп тамамлиғучи “Алтын белгі” елишқа муйәссәр болған. Әнди уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдин 21 учумкар «Алтын белгігә» сазавәр болди.Өткән һәптидә елимизниң барлиқ җайлирида, шу җүмлидин оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған билим дәргаһлиридиму мәктәп тамамлиғучиларниң оқуғучилиқ дәвир билән хошлишиш кәчлири дағдуғилиқ өткүзүлди. Уларда «Алтін белгі» вә «Алаһидә үлгидики шаһадәтнамә» саһиблири һәмминиң диққәт-нәзәридә болуп, көпчилик уларни сәмимий тәбриклиди. Бу йәрдә шуни алаһидә тилға елишқа әрзийдуки, бийил оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң (14 таза вә 49 арилаш) 11-синипини 783 нәпәр жигит вә қиз тамамлап, мустәқил һаят йолиға атланди. Уларниң ичидә 21 учумкар «Алтын белгі» саһиби аталди. Уйғур наһийәсидин – Назугум Арвахунова, Аманнисахан Мәтниязова, Әйсаҗан Нәсирдинов, Юлтуз Ядикар (И.Бәхтия намидики 3-уйғур оттура мәктиви), Шахназ Яқупова (5-Чонҗа уйғур оттура мәктиви), Гүлзар Авдунова, Адиләм Зихруллаева (М.Тейипов намидики Кичик Дехан оттура мәктиви), Муқәддәс Карлинова (М.Җәлилов намидики Кәтмән оттура мәктиви), Садиқ Сидиқов (Ширин оттура мәктиви), Нурбек Батуров (Һ.Искәндәров намидики Ават оттура мәктиви), Малика Иминҗанова (Дардамту оттура мәктиви), Әмгәкчиқазақ наһийәсидин – Румиләм Давутова (Садир намидики Таштиқара оттура мәктиви), Панфилов наһийәсидин — Шахмира Исмайилова (А.Розибақиев намидики Пәнҗим оттура мәктиви), Малика Сетивалдиева (Яркәнт шәһири, Әмгәкчи оттура мәктиви), Дилинур Вәлиева, Имран Аюпов, Рабийәм Қурбанова (Яркәнт шәһири, Җамбул намидики оттура мәктәп), Талғир наһийәсидин – Мадина Данахунова (Гүлдала оттура мәктиви), Аделя Әлиева (Бесағаш оттура мәктиви), Алмута шәһиридин – Гүлбәһрәм Азнибақиева (М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназия), Розмира Һашимҗан (М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктиви) әйнә шулар җүмлисидиндур. Әнди улар 20-июньдин — 1-июльғичә болған арилиқта алий оқуш орунлириға қобул қилиш үчүн өткүзүлидиған Биртуташ миллий тест синиғини тапшуриду. Мошу йәрдә өзгә тиллиқ мәктәпләрдә билим алған бирқатар уйғур пәрзәнтлириниң «Алтын белгі» саһиби аталғанлиғини тәкитләп өткүмиз келиду. Өз новитидә, биз җай-җайлардики билим дәргаһлирини муваппәқийәтлик тамамлиған қаракөзлиримизни сәмимий тәбрикләп, уларниң келәчигигә ақ йол тиләймиз.

485 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы