• Асасий мақалилар
  • 21 Маусым, 2018

Әсир садаси

Ершат ӘСМӘТОВ, «Уйғур авази» Биз у яки бу түзүмгә мунасивәтлик һәқиқәтни қанчә йошурмайли, йоқитишқа урунмайли, мәлум вақит өткәндин кейин униң қайтидин тиклинип, тарих сәһиписидин орун алидиғанлиғи муқәррәр. Амма бәзидә униңға йетиш үчүн онлиған, һәтта йүзлигән жиллар тәләп қилиниду. Бүгүнки күндә өзиниң бир әсирлик тәвәллудини нишанлаватқан Қазақстан уйғур мәтбуатиниң қалиғичи – «Садаий таранчи» гезитиниң тәғдири буниңға ениқ мисал болалайду. Өз вақтида мәлум бир күчләр уни тарих сәһиписидин өчиришкә қанчә тиришсиму, уларниң бу һәрикити нәтиҗә бәргини йоқ. Бир түркүм алим-тәтқиқатчилиримизниң, журналистлиримизниң тинмай издиниши, шиҗаәтлик әмгиги түпәйли адаләтлик тәнтәнә қазинип, мәзкүр нәшир миллий мәтбуатимизниң башламчиси сүпитидә бүгүнки әвлатқа тәғдим қилинди.Әң әвзили, пүткүл аңлиқ һаятини мәтбуат тарихини тәтқиқ қилишқа беғишлиған салаһийәтик алимлиримиз Қазақстан Журналистлар академиясиниң президенти, тарих пәнлириниң доктори, профессор Сағимбай Қозыбаев, тарих пәнлириниң намзити Мунир Ерзин, шәриқшунас Шаһимәрдан Нурумов, журналистлар Абдукерим Тудияров вә Минәмҗан Асимов қатарлиқ мәтбуатимиз җанкөйәрлириниң мустәқил Қазақстанда ана тилимизда чиқиватқан бирдин-бир қәрәллик нәшир – җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң униң вариси екәнлиги һәққидә пикирни алға сүрүши бизни хошал қилиду. Пурсәттин пайдилинип, биз уларға өзимизниң сәмимий миннәтдарлиғини билдүримиз. “Уйғур авазида” миллий мәтбуатимизниң асаси – “Садаий таранчи” гезитиниң 100 жиллиғи һәққидә мәсилә көтирилгәндин буян телефон, учур арқилиқ келиватқан тәбрикләр үзүләр әмәс. Һәрхил чарә-тәдбирләрдә яки җәмийәтлик орунларда болғинимизда, гезитханлиримизниң салам-сааттин кейинла биздин сорайдиғини: “Гезитниң тәвәллудини қачан нишанлаймиз?” Мана әнди уларниң соалиға җавап беридиған пәйт кәлди. Миллий мәтбуатимиз тәвәллудиниң биринчи басқучи – Қазақстан уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиғиға беғишланған конференция Қазақстан хәлқи Ассамблеяси вә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән әтә, 22-июнь күни Алмутидики “Достлуқ өйидә” өтидиған болди. Униңға исми елимизгә тонулған җәмийәт әрбаплириниң, депутатларниң, аммивий әхбарат васитилири рәһбәрлириниң, иҗадий зияли әһлиниң вә башқа һөрмәтлик меһманларниң қатнишиши күтүлмәктә. Журналистларниң кәспий мәйрими вә хәлқимиз үчүн әһмийити зор сәнәни нишанлаш һарписида миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Риад Қурбанов Алмутидики Қазақ Миллий китапханисиниң архивида сақлиниватқан уйғур мәтбуатиниң тарихиға мунасивәтлик муһим бир һөҗҗәтни издәп тепип, униң көчәрмисини бизгә әвәтипту. Униң мәтини төвәндикичә (өз әйни петичә бериливатиду). Миллий китапхана: Аз учрайдиған һөҗҗәтләр фонди. «Заря свободы» гезити. Кеңәшләрниң Йәттису вилайәтлик инқилавий оргини 1918-жил 22-май Верный шәһири. № 57 Гр. Һәмра Ферединов рәислигидә вә катип Абдулла Розибақиевниң қатнишиши билән 1918-жили 17-май күни өткән Алмута шәһириниң ишчи таранчилириниң умумий жиғининиң №1 протоколи Жиғин ечилғандин кейин мәсилиләр төвәндики пунктлар бойичә муһакимә қилинди: 4. Еқимдики мәсилиләр тоғрилиқ муһакимиләр бойичә тохтам қилинди: «Заря свободы» гезитида иттипақ намидин ишчи таранчи аһалиға ишчи хәлқиниң дүшмәнлири, әксил инқилапчилар тәрипидин тарқитиливатқан иғва ғевәтләргә ишәнмәслик, уларниң тәсиригә берилмәслик тоғрилиқ мураҗиәт елан қилинсун. Тәклип бир еғиздин қобул қилинди вә иттипақ башқармисиға уни орунлаш тапшурулди. 5. Муһакимидә Комиссиягә «Шора» таранчи-туңган кеңишиниң литографиясигә тәәллуқ, мошу литографиядә бесиливатқан «Садаий таранчи» (Таранчилар авази) гезитиниң нәшир қилинишиниң тохтап қелиши мунасивити билән несийә билетлирини тәйярлашни қолға елиш мәсилиси тәвсийә қилинди. «Садаий таранчи» гезити Йәттисудики мусулманларниң бирдин-бир оргини болғанлиқтин, вилайәттики барлиқ мусулманлар Хәлиқ һакимийитиниң барлиқ декретлири вә башқиму сәясий вақиәләр һәққидә гезит арқилиқ мәлуматларни елип туриду. Бу ишчи мусулманларни сәясий тәрбийиләш үчүн керәк болғанлиқтин, умумий жиғин типографиялик услуб билән мошу гезитни чиқиришни давамлаштурушни тоғра дәп һесаплайду. Редакцияниң әзаси гр. А.Розибақиевниң тәкитлишичә, редакциядә басмихана вә гезитни тарқитиш почта хизмәтлири үчүн мәбләғ йоқлуғи түпәйли, һәртәрәплимә муһакимидин кейин тохтам қилинди: гезитни мәбләғ билән тәминләш үчүн 5000 рубльни заем сүпитидә ярдәм беришкә Ишчилар, Солдатлар, Деханлар вә Мусулманлар депутатлири кеңишигә илтимас қилип мураҗиәт қилинсун. Х. Ферединов. катип А. Розибақиев. (иттипақниң 490 әзаси). Елимиз Президенти – Милләт лидери Н.Ә. Назарбаев өзиниң өткән жили Қазақстан хәлқигә йоллиған «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисида:“Мәнивий йеңилиниш миллий аң-сәвийәниң түрлүк плюслирини қийлаштуруп, давамлаштуридиған күчи билән әһмийәтлик. Бу – тарихниң һазирқи күн билән ярқин келәчәкниң утуқлирини уйғунлаштуридиған миллий хатириниң концепцияси” дәп язиду. Демәк, биз өтмүшимизгә мураҗиәт қилип, тарихимиздики бир һәқиқәтни болсиму бүгүнки әвлатқа йәткүзүш арқилиқ мәнивий йеңилинишқа қарап бир қәдәм ташлидуқ. Һә, милләт мәнпийити йолидики мундақ изгү ишларни әмәлгә ашуруш һәрбиримизниң муқәддәс пәрзидур.

195 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы