• Әхбаратлар еқими
  • 21 Маусым, 2018

Иҗадий вә илмий зиялилар форуми

Астанада МДҺ әллири XIII Иҗадий вә илмий зиялилар форуми болуп өтти.Форумниң ечилиш мәрасимиға Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықова қатнашти. Дөләт кативи тәнтәнилик мәрасимда сөзгә чиқип, Президент Нурсултан Назарбаевниң форум қатнашқучилириға йоллиған мураҗиитини оқуп бәрди. – МДҺдики Мәдәнийәт жили даирисидә өтүватқан бу қетимқи форумниң күн тәртиви XI Астана ихтисадий форумида ейтилған аләмшумул синақ вә умумдуниявий тенденцияләргә һәм җәмийәт аң-сәвийәсини йеңилаш программисиниң вәзипилиригә толуқ мас келиду. Биз “Рухани жаңғыру” программисини башлап, риқабәткә тақабил турушни, прагматизмни, миллий охшашлиқни, билимниң үстүнлүгини сақлап қелишни, эволюциялик тәрәққиятни вә аң-сәвийәниң очуқлуғини Қазақстан миллитини тәрәққий әткүзүшниң асасий әвзәлликлири сүпитидә бәлгүлидуқ. Аләмшумул дуния сәяситидә мошу надир қәдрийәтләр һәрбир хәлиққә йеқин вә чүшинишлик, – дейилиду Дөдәт рәһбириниң мураҗиитидә. Форум қатнашқучилири муназирә мәйданлирида кәспий өзара һәрикәтниң, мәдәнийәтләрара диалогни шәкилләндүрүшниң, билим беришни инсанийлаштурушниң, варислиқниң вә яшлар билән иш елип бериштики инновацияләрниң түрлүк аспектлири бойичә пикирләшти. Тәнтәнилик чарә-тәдбиргә шундақла Хәлиқара гуманитарлиқ һәмкарлиқ фонди башқармисиниң рәиси, Әзәрбәйҗан Җумһурийитиниң Россия Федерациясидики Пәвқуладдә вә Толуқ һоқуқлуқ Әлчиси Полад Бюльбюль оглы, мәзкүр фонд башқармисиниң қош рәиси, Россия Федерацияси Президентиниң хәлиқара мәдәний һәмкарлиқ бойичә мәхсус вәкили Михаил Швыдкой, Қазақстан Җумһурийитиниң мәдәнийәт вә спорт министри Арыстанбек Мухамедиулы, дөләт органлириниң вәкиллири, Һәмдостлуқ мәмликәтлиридин кәлгән 200дин ошуқ делегат, җәмийәт әрбаплири, илим-пән, мәдәнийәт, маарип вә башқа саһаларниң вәкиллири қатнашти. Чарә-тәдбир аяқлашқандин кейин дөләт кативи МДҺ әллириниң гуманитарлиқ саһадики бирләшкән ишиға беғишланған көргәзмини зиярәт қилди.

426 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы