• Әхбаратлар еқими
  • 27 Маусым, 2018

Мениң баш муһәррирлирим

Мән өзәм таллавалған сөйүмлүк кәспим билән 30 жилдин ошуқ әмгәк қилдим. Күрти, Балқаш, Кеген наһийәлиридә ишлидим. Журналистикида корректорлуқтин башлап муһәррирниң орунбасари лавазимиғичә болған барлиқ балдақларни бесип өттүм. Униңдин ташқири йәттә жил Қазақ телерадиокорпорациясиниң Уйғур наһийәсидә ечилған бөлүмчисидә муһәррир болуп ишлидим. Мошу жиллар ичидә маңа рәһбәр болған, өзлириниң тәҗрибилирини үгәткән, мәслиһәтлирини бәргән инсанлар һечқачан ядимдин кәтмәйду.Шәхсән өзәмниң журналистикиға келишимниң өзи қизиқарлиқ. Қазақ миллий университети журналистика факультетиниң 3-курсида оқуватқинимда балиларға беғишланған әсәрлиримни йезип гезитларға әвәтип тураттим. Әдәбият нәзәрийәси пәнидин дәрис беридиған оқутқучимиз – шаир Қадир Мирзалиев мениң иҗадийитимни көрүп жүргән екән. Бир күни у мени чақиривелип, тез арида емтиһанларни тапшуруп, Алмута вилайәтлик тәшвиқ-тәрғибат бөлүмигә беришимни җекилиди. Шу йәрдә Баймолда Мусин дегән кишиниң көрсәтмиси билән Күрти наһийәлик «Шұғыла» гезитиниң тәһриратиға қарап йол туттум. Бу йәрдә мени гезитниң баш муһәррири Өтеген Қубиев хушчирай күтүвалди. Әйнә шу дәсләпки баш муһәрририм маңа кәспимниң қир-сирлирини үгәтти. Үч жилдин кейин болса, «Балқаш еңбеккері» гезитиға, йәни Балқаш наһийәсигә йөткәлдим. Бу йәрдә баш муһәррир Сайлаубек Байдүйсенов болди. Кейинирәк Кеген наһийәлик «Коммунизм нұры» гезитида Жолшы Бикебаевниң қол астида ишлидим. 1990-жили Уйғур наһийәлик «Или вадиси» гезитиниң йенида қазақ тилида «Іле шұғыласы» гезити йоруқ көрүшкә башлиди. Гезитниң шу вақиттики баш муһәррири Нурмәһәмәт Ихазов мени Кегәндин чақиртивалди. Өзара уни биз Нур ака дәттуқ. Нур акам маңа алаһидә ғәмхорлуқ қилидиған. Ишқа киришим биләнла мени өй билән тәминлиди. Баш муһәррир гезитниң мәзмунлуқ чиқишини наһайити тәләп қилатти һәм барлиқ йол-йоруқларни көрситип туридиған. Дәсләп қазақ редакциясидә кадр тапчиллиғиму болди. Нур акиниң ярдими билән аста-аста гезит ишиға кәспий журналистларниму җәлип қилишқа башлидуқ. Нур ака зерикмәй яшларға журналистика охшаш қийин кәсипниң қир-сирлирини үгитәтти. Һазир шу яшлар тонулған журналистлар қатарида әмгәк қилип кәлмәктә. Улар мошу кәмгичә устази сүпитидә Нурмәһәмәт Ихазовни пәхирлиниду. Шуниңдин кейин Туйғун Рәмәков, Абдуманап Аблизов, Абулҗан Мусияров, Анар Дүйсенбайқызы охшаш кәсипдашлар биллә ишләш бәхтигә муйәссәр болдум. Улар билән өткүзгән иҗадий паалийитим һечқачан есимдин чиқмайду һәм уларни дайим махтиниш билән, һаяҗанлар илкидә әсләп туримән. Мана бүгүн мәтбуат хадимлири өзлириниң кәспий мәйримини нишанлаватиду. Шу мунасивәт билән барлиқ кәсипдашлиримни чин қәлбимиздин тәбрикләп, иҗадий утуқлар тиләймән. Ескермес Ысқақулы, Қазақстан журналистлар иттипақиниң әзаси.

454 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы