• Мукапат мубарәк!
  • 27 Маусым, 2018

Мукапат мубарәк

Мәлумки, 2007-жили «Экспресс К» гезити атақлиқ журналист вә язғучи Геннадий Толмачев намидики мукапат тәсис қилған еди. Өткән һәптидә бийилқи мукапат егилириниң нами ениқ болди. Жюри әзалири тәвсийә қилинғанларниң елимиз аммивий әхбарат васитилириниң тәрәққиятиға қошқан үлүши, уларниң елан қилған мақалилириниң әһмийитини нәзәрдә тутуп, лауретларни елан қилди. Шуларниң ичидә «Легенды редакторского корпуса Казахстана» номинацияси бойичә Қазақстан мәтбуатиниң тарихини, шуниң ичидә уйғур мәтбуатиниң тарихини тәтқиқ қилған тонулған алим, Казақстан журналистлар академиясиниң президенти, тарих пәнлириниң доктори, профессор Сағымбай Қозыбаевму бар. Сағымбай Қабаш оғли «Новое поколение» гезитида йоруқ көргән «Этюды на полях» мақалилар цикли үчүн мукапатланди. Мукапат егилиригә мәхсус диплом, икки миң бәш йүз доллар көләмидә ахчилиқ соға тапшурулди. Биз, “Уйғур авази” гезитиниң коллективи, садиқ достумиз, миллий мәтбуатимиз җанкөйәри Сағымбай Қозыбаевни бу утуғи билән сәмимий тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик вә иҗадий утуқлар тиләймиз.

281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы