• Жиллар вә адәмләр
  • 27 Маусым, 2018

Ғалҗатниң тағлирида униң изи бар

(Мәшһур композитор, профессор Қуддус Ғоҗамияровниң туғулғининиң 100 жиллилиға даир) Сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авазиниң» новәттики санини қолумға елип, алди билән варақлап қарап чиқимәндә, кейин оқушни қайси мақалидин башлаш керәклиги һәққидә ойлаймән. Бу қетим язғучи Авут Мәсимовниң Қуддус Ғоҗамияров тоғрилиқ мақалисини оқупла, мәнму Қуддус акам тоғрилиқ көргән-билгинимни гезитханларға йәткүзүшкә алдирап, қолумға қәләм алдим.Мән 1959-жили һәрбий хизмәттин келип, йеза егилиги институтиға оқушқа чүштүм. Радиодин күндә дегидәк Қуддус Ғоҗамияров билән Евгений Брусиловский бирликтә язған «Алтун тағлар» симфонияси бериләтти. Сәнъәттин хәвирим болмиғачқа, бу әсәргә анчә чүшинип кәтмәттим. «Уйғур болғандин кейин уйғурчә яхши әсәрләрни яратқини тоғра әмәсмеди», дәп қояттим. 1960-жилниң бешида Алмутидики КазПИниң жуқарқи курсниң студентлириниң тәшәббуси билән Тельман Мәшүровниң башчилиғида Алмутидики алим, шаир, язғучи композиторлар билән Алмутиниң барлиқ алий оқуш орунлирида оқуватқан студентларниң учришиши өтти. Жиғинға риясәтчилик қиливатқан Тельман Мәшүров сәһнидин орун алған Қуддус Ғоҗамияров, Ғоҗәхмәт Сәдвақасов, Айшәм Шәмиева, Һезмәт Абдуллин, Җамалидин Босақов, Илья Бәхтия, Һаким Мәшүров, Бувихан Әлахунова вә башқилар билән тонуштуруп, һәрқайсисиға сөз бәрди. Улар өзлириниң иш-паалийити тоғрисида сөзләп, шаирлар шеирлирини оқуди вә студентлар тәрипидин қоюлған соалларға җавап бәрди. Бир вақитта залдин риясәтчи Қуддус акамға язмичә әвәтилгән бир соални оқуди. Униңда «Сиз немишкә уйғурчә музыка язмайсиз? Сизниң язған әсәрлириңизни пәқәтла чүшәнмәймән”, дәп йезилипту. Бирақ соални бәргән адәм өзиниң исим-фамилиясини язмапту. “Бу соални бәргән кимду” дәп у яқ-бу йеқимға қаридим, бирақ көп адәмниң ичидин тепиш мүмкин болмиди. Мана бу мениңму көптин бери ойлап жүргән көкригимдики гәп еди. Бир чағда Қуддус акам орнидин туруп: “Мундақ соални музыкидин һечбир хәвири йоқ кишила қоюши мүмкин” демәсму! Һәқиқәтән бу сөзләр маңиму тәәллуқ болғачқа, бешимдин бир қапақ соғ су қуювәткәндәк болди. Қуддус акам һелиқи соалға җавап ретидә сөзини давам қилди. «Әгәр мән музыкини уйғурниң дап-думбиғиғила язсам, уйғур хәлқини дунияға қандақ тонутимән? Мән уйғурчиму язимән. Амма көпирәк аләмниң музыкантлири тонуйдиған тилдики әсәрләрни яритишқа тиришиватимән. Айшәм һәдәм иккимиз Прагиға барғанда, Чехословакияниң симфониялик оркестри язған «Ризвангүл» поэмисини орунлиғанда, һәр иккимизниң көзидин хошаллиқтин тарам-тарам яш кәткән еди», дәп йенида олтарған Айшәм Шәмиевани гувалиққа тартти. Кейин Айшәм һәдәм сөзлигәндә Қуддус Ғоҗамияровни бәк махтап, униң мәшһур композитор екәнлигигә һәмминиң көзини йәткүзди вә уйғур хәлқиниң сәнъитини көтиришкә бу кишидин хәлқимиз көп үмүт күтидиғанлиғини алаһидә тәкитлиди. «Әгәр һәрбир уйғур, уйғур сәнъитигә Қуддус Ғоҗамияровтәк үлүш қошса, нур үстигә нур болатти», дәп сөзини йәкүнлиди алим. Кәлгүсидә һәқиқәтәнму шундақ болди. 1978-жили Қуддус ака өзиниң 60 яшлиқ тәвәллудиға мунасивәтлик Уйғур наһийәсигә қәдәм тәшрип қилди. Наһийә рәһбири Һашим Арзиев Қуддус акамни әлгә тонуштуруш мәхситидә Һаким Мусаев, Һасан Яқуповниң һәмралиғида ишни Ғалҗаттин башлиған. Һөрмәтлик меһманларни йеңи ечилған мәктәпниң алдида йеза кеңишиниң рәиси Шарип Мәмиров, партком кативи Кермақын Мухаметжанов, муәллимләр коллективи, оқуғучилар вә җамаәтчилик болуп күтүвалдуқ. Һаким Мусаевниң һәмралиғида Қуддус ака башқуруп кәлгән меһманлар мәктәпниң мәҗлисләр залиниң төридин орун алди. Наһийә иҗраий комитети рәисиниң орунбасари Һасан Яқупов Қуддус акамниң иш-паалийити тоғрилик доклад оқуди. Кәлгән меһманларму биридин кейин бири сөз елип, композиторни махтиди, улуқлиди. Кәч йеза яшлири тәрипидин уюштурулған концертлиқ программиға улашти. Шу вақитқичә йеқиндин тонуш болмиған композитор билән бизниң өйдики зияпәт үстидә сөһбәтләштуқ. Композитор вә униң өмүрлүк җүпти Нинеләм һәдимиз, шундақла уларға һәмра болуп кәлгән композитор, шаирлар билән йеқиндин тонуштуқ. Әтиси меһманларға Ғалҗатниң тағлирини көрситиш мәхситидә УАЗ машинилириға олтирип, «Хасан сай», «Ат тохтатқан», «Чедир таштин» ешип, Ғалҗат ғолиниң бешиға йәттуқ. Композитор билән шаирлар чедирдәк, төгидәк һаңларни, бириниң үстигә бирини әттәйләп тизип қойғандәк ташларни көргинидә бөләкчә тәсирләнди. Дайимла ямғур, мөлдүр яғидиған бу хасийәтлик җайда бу күни һава очуқ болуп, күн күлүп турғачқа, меһманларниң кәйпияттиму үстүн еди. Дәйтихан йейилип, тамақ кәлтүрүлгәндә, Қуддус ака башқа дуа бериш һоқуқини өзидин кичик қазақ хәлқиниң атақлиқ шаири Туманбай Молдағалиевқа бәрди. Бу олтиришимиз наһайити көңүллүк һәм мәзмунлуқ өтти. Әтиси әтигәнлиги Қуддус акам вә униң билән биллә кәлгән меһманлар меһмандостлуғи үчүн миннәтдарлиғини изһар қилип, йолиға раван болди. 1988-жили Қуддус Ғоҗамияров бир топ алим, шаирлар билән Чаринға кәлди. Йеза турғунлири 400 орунлуқ Мәдәнийәт өйигә лиқ толди. Бүйүк композиторниң 70 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған бу кәчниң ахири яшлар тәрипидин уюштурулған концертлиқ программиға улашти. Тәнтәнидин кейин Қуддус ака билән Туманбай аға бизниң өйдә меһманда болди. Улар хошлишиш алдида Света иккимизни чақирип, рәхмәт ейтти вә өзиниң китавиға иллиқ сөзләрни йезип, бизгә соға қилди. Кейин Қуддус акам билән вилайәтлик, җумһурийәтлик чоң жиғинларда дайим көрүшүп жүрдүм. Һә, һазирзә мәшһур композитор билән учрашқан вақитлиримни пәхирлиниш илкидә әскә алимән. Нурвәг СЕЙИТОВ. Уйғур наһийәси.

240 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы