• Иҗадий кәч
  • 27 Маусым, 2018

«Шатлиқ гүли» шатлиқ дәмләрни беғишлиди

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, « Уйғур авази» Йеқинда Яркәнт шәһиридики Мәдәнийәт өйидә Панфилов наһийәлик «Жаркент жаухарлары» иҗадий бирләшмисиниң тәшәббуси, наһийә һакими Темирлан Бектасовниң қоллап-қувәтлиши билән мәзкүр бирләшминиң оқутқучиси Гүлшат Қасимованиң иҗадий кечи болуп өтти.Гүлшат Қасимова – наһийәгә тонулған хореограф. У һаятиниң 35 жилини мәзкүр саһаға беғишлиған сәнъәткар һәм устаз. Яркәнт гуманитарлиқ техникилиқ колледжида кәлгүси устазларға уссулниң қир-сирлиридин тәлим бериватқан Гүлшат Нурдәвлет қизи мәзкүр билим дәргаһидики «Айжанқиз» уссулчилар ансамблини тәшкил қилди. Ансамбль репертуарида бүгүнки күндә 20 милләтниң уссуллири бар «Айжанқыз» ансамбли 2009-жили Хәлиқ ансамбли намини елишқа муйәссәр болди. Ансамбль тәрикивидә студент қиз-жигитләр билән бирликтә яш устазларму бар. Иҗадий кәчкә наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң хадимлири «Арман шоу» театриниң артистлири Арман Саурықов билән Мағжан Болыспаев риясәтчилик қилди. У күни Гүлшат Қасимованиң шагиртлири уйғур, қазақ, рус, өзбәк, молдован, испан, цыган, татар, туңган вә башқиму хәлиқләрниң миллий уссуллиридин чачқа чачти. Болупму уйғур хәлиқ уссуллиридин «Қәшқәр сәними», «Тойнамә», қазақниң «Бүркүт биі», «Қара жорға» уссуллири, шундақла пәқәт жигитләрниң орунлишидики «Әнҗан полькиси» билән «Цыган уссулини» тамашибин давамлиқ алқишлиди. – Бүгүн биз «Жаркент жаухарларыниң» гөһири, уссулчилар устази Гүлшат Қасимованиң әҗайип талантиға йәнә бир қетим қайил болуватимиз, –деди иҗадий кәчтә сөзгә чиққан наһийә һакими Темирлан Бектасов. – Өз кәспигә садақити билән, тинимсиз, иҗадий издинип ишләватқан қериндишимизниң педагогикилиқ паалийити түпәйли сәһнидә өз һүнәрлирини намайиш қиливатқанларға қарап һәвәсим техиму улғайди. Бүгүн биз наһийәдә истиқамәт қиливатқан милләтләрниң достлуғи билән бирлигини мошу муқәддәс сәһнидинму көрүватимиз. Униң үчүн кечә-күндүз терикмәй, зерикмәй иҗат қиливатқан устазға апирин ейтип, иҗадий утуқлар тиләймән. «Жаркент жаухарлары» иҗадий бирләшмисиниң рәиси шаир-язғучи, Алмута вилайитиниң Пәхрий граждини Базархан Жақыбай, мәзкүр бирләшминиң иш-паалийитидин хәвәрдар қилип, бу хилдики иҗадий кәчләрниң дәсләпки қетим уюуштурулуватқанлиғини тәкитләп, хореографқа бирләшмә намидин чапан йепип, гүлдәстиләр тутти. Шундақла Яркәнт шәһириниң һакими Ермек Нурахметов, Яркәнт гуманитарлиқ техникилиқ колледжиниң мудири Сара Темирбаева, устазлар намидин Меһрибанум Алимова, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Абдусалам Әлиев, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Нураний анилар кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан һаҗим Муратова тәбрикләп хатирә соғилирини тәғдим қилди. Иҗадий кәч меһманлири Абдурешит Һошуров, Адилҗан Ниязов, Әквәрҗан Исмайилҗанов, Қәһриман Тохтибақиев билән Саид Сейитов, Рувим Султанов, Дариға Райымберди, «Арман шоу» театри «Саһинур» уссулчилар топи тиләклирини нахша-уссуллири арқилиқ йәткүзди. Ахирида Гүлшат Қасимова сөз елип, уссул шәйдалириниң кечигә қәдәм тәшрип қилған наһийә рәһбәрлиригә, тамашибинларға миннәтдарлиғини билдүрди. Шундақла өзиниң сәнъәттики һәм педагогикилиқ паалийити, «Айжанқыз» уссулчилар ансамблиниң сабиқ әзалири һәм бүгүнки күндә тәрбийилиниватқан шагиртлириниң қол йәткүзүватқан утуқлири һәққидә ейтип бәрди. Сәнъәт йолиға дәвәт қилип, униң қизиғи билән қийинчилиғиға төзүшкә тәрбийилигән аниси пешқәдәм устаз Мейманқиз аниға пәрзәнтлик тилигини изһар қилди. Гүлшатни кичигидин билимән, – дәйду пешқәдәм устаз, «Реһимҗан» сәнъәт мәктивиниң мудири Реһимҗан Тохтахунов биз билән мәзкүр концерттин алған тәсиратлирини бөлүшүп. – Мәктәптә оқуп жүргән чағлиридинла сәнъәткә қизиқип, мәдәний чариләрдә миллий уссулларни бабиға йәткүзүп орунлап, көпчиликниң диққитини өзигә җәлип қилған еди. Шәһәрдики С.Киров һазирқи Хелил Һәмраев намидики оттура мәктәпни әла баһаларға тамамлап, Ташкәнтики Сәнъәт институтида актерлуқ факультетида тәһсил көрди. Әмгәк паалийитини наһийәдә башлиди. Пәнҗим йезисидики вә шәһәрдики Мәдәнийәт өйлиридә ишлиди. Уссулға болған қизиқиши һәм шагирт тәрбийиләш мәхситидә арилиқта Алмута Қизлар педагогикилиқ институтиниң хореография факультетидиму билим алди. Қош дипломлуқ мутәхәссис шуниңдин бери наһийәдә уссулчиларға устазлиқ қилип кәлмәктә. Мән бүгүнки кәчтин алаһидә һөзүрләндим. Чүнки 20 милләтниң уссулини жуқури дәриҗидә, һечбир нуқсансиз иҗра қилишниң өзи әҗайип жуқури маһарәтни вә җиддий тәйярлиқни тәләп қилидиғанлиғи сөзсиз. Өзиниң әвришим уссуллири, устазлиқ паалийити билән көпчилик көңлидин чиқиватқан Гүлшат Қасимоваға мустәһкәм саламәтлик вә иҗадий утуқлар тиләймиз. Панфилов наһийәси.

235 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы