• Асасий мақалилар
  • 27 Маусым, 2018

«Садаий таранчи» – миллий мәтбуатимизниң башламчиси

Шәмшидин АЮПОВ, Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» «Достлуқ өйидә» Қазақстан уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған әнҗуман болуп өтти.Мәлумки, өткән әсирдә, йәни 1917-жили 7-ноябрь күни Октябрь инқилави ғәлибә қазинип, үч айдин кейин Қазақстанда, ениғирағи, Йәттису тәвәсидә 1918-жилниң февраль ейида Һүсәйинбәг Юнусов рәһбәрлигидики уйғур-туңган комитетиниң оргини сүпитидә Қазақстандики уйғур мәтбуатиниң дәсләпки қалиғичи – «Садаий таранчи» гезити чиқишқа башлиди. Әгәр «сада» – үн, аваз мәнасини билдүрсә, «таранчи» – илилиқ уйғурларниң шу дәвирдики атилиши. Демәк, «Садаий таранчи» – илилиқ уйғурларниң авази яки «Уйғур авази». Мәзкүр гезитни чиқиришқа уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди Абдулла Розибақиев, шу вақитта тонулған журналист Нәзәрғоҗа Абдусемәтов, мәтбәәчи Һүсәйинбәг Юнусов көп әҗир сиңдүриду. Гезитниң дәсләпки муһәррири, татар зиялиси Зәриф Бәширий болди. Мәлуматларға қариғанда, «Садаий таранчиниң» икки сани Йәттисуда Кеңәш һакимийити техи орнитилмиған шараитта чиққан. Бирқанчә сани (алтә сани) 1918-жили мартта һакимийәт большевикларниң қолиға өткәндин кейинки мәзгилдә нәшир қилинған екән. Гезитниң алтә саниниң чиққиниға қаримай, у уйғурлар һаятида чоң вақиә болған. Бу гезитта уйғурларниң мәдәний һаяти, әдәбияти, умумән, Оттура Азия вә Қазақстанниң шу вақиттики һаят-нәпәси һәққидә мәлуматлар берилгән. Шундақла 1917 –1918- жилларда қелиплашқан мурәккәп вәзийәткә уйғурларниң көзқариши вә униңға мунасивәтлик тутқан мәвқәси ипадиләнгән. Гезитниң һәрбир сани йезиларға саватлиқ адәмләр билән әвәтилип, улар деханларға оқуп бәргән. «Садаий таранчи» гезити кәң амма арисида миллий мәнпийәт чүшәнчилирини қелиплаштурушқа тиришқан. «Садаий таранчи» йоқ йәрдин барлиққа кәлгән гезит әмәс, униң дунияға келиши үчүн алдин-ала, җиддий зәмин һазирланған еди. Уйғурлар мәтбәәчилик һүнирини он биринчи әсирниң өзидила егилигән әҗдатлириниң қедимий мәдәнийитигә варислиқ қилиш роһида яшиди вә бу әмәлини үнүмлүк һалда давамлаштурди. Йәттисуда уйғур мәтбуатиниң пәйда болушини һәргиз ушбу варислиқ роһидин бөлүп қарашқа болмайду. «Садаий таранчи» гезити – шу дәвирдики уйғурларниң авази болуш сүпити билән өз хәлқиниң ихтисадий, иҗтимаий-сәясий вә мәдәний һаятини мәлум дәриҗидә болсиму йорутқан әхбарат васитиси. Шуниң үчүн мәзкүр гезитниң нусхилирини издәп тепиш вә уни кәң уйғур җамаәтчилигигә тонуштуруш—бүгүнки күндә бизниң новәт күтүп турмайдиған вәзипилиримиздин бири дәп қарилишқа тегиш. Гезит нусхилириниң уйғур хәлқиниң мәдәний мираслири ғәзнисигә қайтурулуши – чоң әһмийәтлик тәдбирләрдин болуп қалғуси. Бу йолда күч чиқириш һәммимизниң ортақ вәзиписи болуп һесаплиниду. Пүткүл аңлиқ һаятини мәтбуат тарихини тәтқиқ қилишқа беғишлиған салаһийәтлик алимлиримизниң мустәқил Қазақстанда ана тилимизда чиқиватқан җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң униң қануний вариси екәнлиги һәққидә пикирни оттуриға қоюши бизни, әлвәттә, хошал қилди. Мана мошу хилдики изгү пикирләр өткән һәптидә Алмутидики “Достлуқ өйидә” алимлар, депутатлар, зиялилар, журналистлар, җәмийәтлик вә миллий мәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири вә яшларниң қатнишиши билән болуп өткән Қазақстан уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған әнҗуманда йәнә оттуриға қоюлди. Әнҗуманда дәсләпки тәбрик сөз билән минбәргә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари, ҚҖ Президенти Мәмурийити ҚХА Кативатиниң рәһбири Леонид Прокопенко көтирилди. У әнҗуман иштракчилирини Қазақстан уйғур мәтбуатиниң йүз жиллиқ сәнәси билән тәбриклигәч, қазақстанлиқларниң өзара разимәнлиги билән бирлик-иттипақлиғини кәң йорутуп келиватқан уйғур мәтбуатиниң, җүмлидин җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң җәмийитимиздики ролиниң алаһидә екәнлигини қәйт қилип, мундақ деди: – Һөрмәтлик достлар вә кәсипдашлар! Бүгүн мошу залда жиғилғанларни чин қәлбимдин тәбрикләймән. Чүнки бүгүн пүткүл Қазақстан мәтбуати, болупму уйғур мәтбуати үчүн чоң мәйрәм. Мошуниңдин йүз жил илгири, йәни 1918-жили Қазақстандики уйғур мәтбуатиниң дәсләпки қалиғичи — «Садаий таранчи» гезити йоруқ көрди. Униң нәшир қилинишиға көрнәклик җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиев, журналист Нәзәрғоҗа Абдусемәтов вә башқилар көп күч чиқарди. Өткән әсирниң 20-жиллири уйғур мәтбуати чоң йүксилиш йолиға чүшти, Қазақстан вә Мәркизий Азиядә тәрәққий әтти. «Кәмбәғәлләр авази», «Қутулуш», «Инқилапчи шәриқ» гезитлири, «Биринчи чамдам» альманахи йоруқ көрүшкә башлиди. Мошу нәширләрдә тәвәдә истиқамәт қиливатқан уйғурлар һаяти, мәдәнийити, аддий ишчилар тоғрилиқ мақалилар, әдәбий әсәрләр бесилип турди. Қазақ хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди Ахмет Байтурсыновниң: «Гезит – милләтниң қулиғи, көзи вә тили» дегән дана ибариси бар. Демәк, шу дәвирдә бир түркүм уйғур нәширлириниң пәйда болуши, биринчи новәттә, уларниң мәнивий йеңилинишидин дерәк бериду. Әйнә шу әнъәниләрни мунасип рәвиштә һәм жуқури дәриҗидә «Уйғур авази» гезити давамлаштуруп келиватиду. Һазир һәрхил тилларда, шуниң ичидә уйғур тилида, көплигән нәширләрниң пәйда болушиға қаримай, «Уйғур авази» гезити қазақстанлиқ уйғурлар үчүн җәмийәтлик пикирниң асасий мәркизи болуп қалмақта. Мәзкүр гезит бирнәччә қетим һәрхил җумһурийәтлик конкурсларниң лауреати аталди. 2001-жили гезит қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик, достлуқ мавзулирини йорутқанлиғи үчүн Қазақстан Журналистлар иттипақиниң Кемел Тоқаев намидики мукапитини йеңивалди. 2005-жили Қазақстан журналистлар академияси тәсис қилған «Алтын жұлдыз» алий журналистлар мукапити билән тәғдирләнди. Шу жили Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң гражданлиқ җәмийәт, хәлиқләр достлуғи мәсилилиригә беғишланған материаллар үчүн елан қилған конкурсида ғалип чиқти. «Уйғур авази» гезити маарип-ақартиш ишлири билән паал шуғуллинип кәлмәктә. Гезитниң тәшәббуси вә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән 2015-жили «Разимәнлик карвини» намлиқ җумһурийәтлик акция өтти. Акция даирисидә уйғур шаир-язғучилири, зиялилири, алимлири Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Талғир наһийәлирини, Орал шәһирини зиярәт қилип, аһали билән учришип, Президент тәшәббуслирини, стратегиялик программилирини тәшвиқат-тәрғибат қилди. «Уйғур авази» гезитиниң барлиқ паалийити елимиздики достлуқ, милләтләрара разимәнлик, течлиқни сақлаш мәсилилиригә қаритилған. Гезитниң мошу әнъәниләрни келәчәктиму давамлаштуридиғиниға ишәнчим камил. Мән силәрни – һәммиңларни мошу чоң мәйрәм билән чин қәлбимдин тәбрикләймән. Андин натиқ бир түркүм гезитимиз ветеранлири — Мунир Ерзинға, Абдукерим Тудияровқа, Илахун Җәлиловқа, Илахун Һошуровқа, Абдуғопур Қутлуқовқа, Хуршидә Илахуноваға, Ядикар Сабитовқа вә гезитимизниң өз мухбирлири — Гөһәрбүви Исмайилҗановаға (Панфилов наһийәси бойичә), Рашидәм Рәһмановаға (Әмгәкчиқазақ наһийәси бойичә), Сабирәм Әнвәроваға (Уйғур наһийәси бойичә) һәм гезитимизниң баш муһәррири Ершат Әсмәтовқа Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Тәшәккүрнамисини һәм «Уйғур авази» гезитиниң коллективиға хатирә соғисини тапшурди. Шуниңдин кейин гезитимиз сәһиписидә «Уйғур авази» – Садаий таранчиниң» вариси» дәп дәсләпкиләрдин болуп тәшәббус көтирип, һәммә сөйүп оқуйдиған, қәдир тутидиған «Уйғур авазиниң» 100 жиллиқ сәнәсини нишанлашниң зөрүрлүгини ейтқан Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов минбәргә көтирилип, өз ой-пикрини төвәндикичә изһар қилди: – Һөрмәтлик мошу жиғинға қатнишиватқан қериндашлар! Силәрни мәдәний һаятимиздики чоң мәйрәм билән тәбрикләймән. Силәр мошу тәшәббуслар көтирилгәндә бизни қоллап-қувәтлидиңлар. Әлвәттә, “бу сәнәни нишанлаш үчүн фактлар керәк” дәп бирнәччә қетим тәкитләнгини һәммимизниң есида. Шу пәйттә «Қазақстан уйғурлириниң мәтбуатиға йүз жил толди» дәп бизгә мәдәт бәргән Қазақстан Журналистлар академиясиниң президенти, тарих пәнлириниң доктори, профессор Сағымбай Қозыбаев болди. Сағымбай Қабаш оғлиниң гезит-журналларда мошу мәсилигә мунасивәтлик язған мақалилирини оқуғанда роһландуқ, үмүтләндуқ. Алаһидә тәкитләш лазимки, өткән жили ҖУЭМниң кәңәйтилгән мәҗлисидә тарихчи алимниң ейтқан пикирлиридин кейин Қазақстандики уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиғини өткүзүш мәсилисини күн тәртивигә чиқардуқ. Шундақла пүткүл аңлиқ һаятини уйғур мутбуатиниң тарихиға беғишлиған, кечини – кечә, күндүзни күндүз демәй, архивларда тинмай издәнгән тарих пәнлириниң намзити Мунир Ерзинниң әмгиги алаһидә. Пурсәттин пайдилинип, һәр икки алимға тәшәккүр изһар қилмақчимән. Мана, техи йеқиндила 1918-жили 22-май күни өткән, Абдулла Розибақиевниң өзи қатнашқан жиғинниң протоколи қолумизға тәгди. Бу һәммимиз үчүн чоң утуқ болди. Инқилаптин кейин, техи «ақлар» билән «қизилларни», «большевик» билән «меньшевикни» илға-пәриқ қилмиған бир пәйттә, төрт айдин кейинла Алмута шәһиридә миллий гезитниң йоруқ көрүши чоң вақиә болған. Бийил шундақла биз «Ату» паҗиәсиниң 100 жиллиғиниму хатириләп өттуқ. «Ату» паҗиәсидә 50 миңға йеқин қериндашлиримиз наһәқтин-наһәқ етип өлтүрүлди. Биз мошу миллий тарихимиздики паҗиәлик сәһипигә Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин кейин тамамән башқичә пикир шәкилләндүрдуқ, тарихий һәқиқәтни тиклидуқ. Қошумчә қилиш керәкки, ҖУЭМниң тәшәббуслирини Қазақстан хәлқи Ассамблеяси қоллап-қувәтлиди. Шундақла биз бийил 12-май күни болуп өткән ҖУЭМниң кәңәйтилгән мәҗлисидә дөләт тили билән тәңла латин графикиси асасидики уйғур латин елипбәсини қобул қилдуқ. Әгәр биз сағлам ой-пикирләр билән қарисақ, бүгүнки мәйрәм – бизгә әҗдатлиримизниң қалдурған мираси. Чүнки мәдәнийәт, маарип һәрбир уйғурниң қенида бар. Уни һазир алим Сағымбай Қозыбаев, мәдәнийәтшунас Мурат Әвезов “Уйғур авази” гезитида елан қилинған мақалилирида тәкитлиди. Буниңдин миң жиллар илгири уйғурлар кәшип қилған йезиқни тәвәдики барлиқ милләтләр пайдиланди. Чиңғизханниң барлиқ дөләт һөҗҗәтлири уйғур тилида йезилғанлиғиға тарих гува. Бизму йәргә қарап қалғинимиз йоқ. Жуқурида ейтқинимдәк, инқилаптин үч-төрт ай өтүпла гезитимиз чиқти. Бизниң вәзипимиз – мошу әҗдатлиримизниң мошу улуғвар ишлирини мунасип давамлаштуруп, келәчәк әвлатқа тапшуруп бериш. Сөзүмниң ахирида һәммиңларни йәнә бир қетим бүгүнки мәтбуатимизниң шанлиқ мәйрими билән тәбрикләймән. Андин Шаһимәрдан Үсәйин оғли Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисидики Қазақстан хәлқи Ассамблеяси депутатлиқ топиниң рәһбири Саутбек Абдрахмановниң иллиқ салимини йәткүзүп, униң гезит коллективиға йоллиған тәбрикнамисини оқуп бәрди. Новәттә әнҗуман модератори, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов «Қазақстан уйғур мәтбуатиниң қалиғичи –«Садаий таранчи» мавзусида доклад қилғандин кейин, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутатлири – Қуаныш Султановниң, Фахреддин Қаратаевниң, Турғын Сыздықов билән Тарас Хитуовниң Қазақстан уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиғи мунасивити билән гезитимиз коллективиға әвәткән тәбрик хәтлирини оқуп бәрди. Қазақстан Журналистлар академиясиниң президенти, тарих пәнлириниң доктори Сағымбай Қозыбаевниң нутқи залда олтарғанларни һәқиқий мәнасида җанландурувәтти. У өзигә хас бом вә җараңлиқ авази биләнла әмәс, шундақла миллий мәтбуатимизниң тарихиға аит ениқ фактлар биләнму һәмминиң диққитини бирдин өзигә җәлип қиливалди. – Һөрмәтлик кәсипдашлар, қериндашлар! Мән силәргә охшаш футбол ишқивази. Хорватия командиси өз ғалибийитини мошу уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиғиға беғишлиған болса керәк. Бу, әлвәттә, һәзил. Тәкитлишим лазимки, пат-йеқинда Талдиқорған шәһиридә вилайәт дәриҗисидә вилайәтлик қазақ тилидики «Жетісу» вә рус тилидики «Огни Алатау» гезитлириниң 100 жиллиқ тәвәллудлири нишанлиниду. У гезитларниң һазирқи намлири. Мәлумки, инқилаптин кейин елимиздә айрим вилайәтлик гезитларниң асаси селинди. Шуларниң арисида Өскәмәндә «Голос Алтая», Павлодарда «Звезда Приртышья» гезитлири болди. Әнди Алмутида 1918-жили 8-мартта «Заря свободы» гезити рус тилида, шу жили 22-июньда «Мухбир» гезити қазақ тилида чиқти. Алаһидә тәкитләш керәкки, мошу йәрдә чиқиватқан нурғун гезитларниң, улар уйғур тилида, қазақ яки рус тилида болушидин қәтъий нәзәр, барлиғиниң идеявий илһамчиси Абдулла Розибақиев болди. Шу гезитларниң нурғунлириниң редколлегия әзаси, мәһәррири болған. Мана һазир «Огни Алатау» гезити «100» дегән йезиқ билән чиқиватиду. Мән бүгүнки конференциядин кейин «Уйғур авази» гезитиниң баш бетигә «асаси 100 жил илгири селинған» дәп йезилиду, дәп үмүт қилимән. Буниңға икки сәвәп бар. Биринчиси, ҖУЭМниң кәңәйтилгән жиғинидин кейин редакция қолидики һөҗҗәтләр, йәни Абдулла Розибақиев қол қойған жиғинниң №1 протоколи. Бу протоколда чиқип турған «Садаий таранчи» гезитини қоллаш тоғрилиқ йезилған. Иккинчиси, Россиядики иккинчи чоң китапхана һесаплинидиған Санкт-Петербургтики Салтыков-Щедрин китапханисиниң архивлирида «Садаий таранчи» гезитиниң бир-икки номери бар екәнлигигә ишәнчим камил. Әпсус, шәхсән өзәм Санкт-Петербургта оқуған пәйтлиримдә мошуниңға анчә көңүл бөлмәптимән. Келәчәктә яш алимлар уни тапиду дегән үмүтим бар. Мени хошал қилидиғини, һазир уйғур хәлқиниң һәқиқәтәнму қедимий хәлиқ екәнлиги чүшәнчиси қайта тикләнмәктә. Һәқиқәтәнму уйғурлар инсанийәт тәрәққиятиға чоң төһпә қошқан мәдәнийәтлик хәлиқ, түркий тиллиқ хәлиқләрниң йезиғиниң асасини салған милләт. Мениң «Люди мы не боги» дегән китавимда уйғур хәлқиниң тарихиға беғишланған мақалилар бар. Қошумчә қилсам, “илгири қазақларда гезит-журналлар болмиди”, дәп ейтилип кәлди. Шу вақитта «Айқап» журнали, «Дала уалаяты», «Туркестан уалаяты» гезитлири, Ахмет Байтурсынов билән Әлихан Бөкейханов чиқарған «Қазақ» гезити қәйәрдә қалди? Худаға шүкри, һазир биз уларниң тарихини яхши тәтқиқ қилдуқ. Мана силәргиму шундақ вақит аллиқачан кәлди. Мән мошуниңдин он жил илгири гезитниң шу вақиттики баш муһәррири Йолдаш Азаматовқа бу мәсилини ейтқан. Йолдашқа “гезит 1957-жили әмәс, униңдин илгири чиққан, гезитниң чиқишини Абдулла Розибақиев исми билән бағлаштуруш керәк” дегән едим. Абдулла Розибақиев билән Сәкен Сейфуллин – икки милләтниң икки әҗайип қалиғичи. Улар бизниң мунасивәтлиримизниң бәйнәлмиләл принциплирини ярқин көрситиду. Һазирму кәч әмәс. Абдулла Розибақиевниң роһиму хуш болиду дәп ойлаймән. Мән силәрни бүгүнки мәйрәм билән чин қәлбимдин тәбрикләймән. Тарих пәнлириниң намзити Мунир Ерзинниң кеңәш дәвридә нәшир қилинған уйғур гезитлириниң һәммисигә ортақ бир умумийлиқниң барлиғини, «Садаий таранчи», «Кәмбәғәлләр авази», «Қутулуш», «Коммунизм туғи», «Йеңи һаят» гезитлири партия вә һөкүмәт сәяситини, чарә-тәдбирлирини тәшвиқ қилиш билән биллә, уйғур җамаәтчилигиниң өзигә хас мәсилилиригә — тарихиға, миллий мәдәнийитигә, тили билән әдәбиятиға, маарипиға, урпи-адәтлиригә вә тиләк-истәклиригә аит мәсилилирини иккиләнмәстин көтирип кәлгән болса, бу йөнилишни һазир «Уйғур авази» гезитиниң давамлаштуруватқанлиғини, демәк, буниңдин мәтбуатимизниң бир-биригә варислиқ қилиш тенденциясини очуқ көрүвелишкә болидиғанлиғини тәкитлигинидә һәм униң «Уйғур авази» гезити — Қазақстан уйғур мәтбуатиниң дәсләпки қалиғичи һесаплинидиған «Садаий таранчи» гезитиниң қануний вариси, дәп қараш тәкливини оттуриға ташлиғанда, алқишлар техиму овҗ елип, 90 яшниң үзини көргән мөтивәргә нисбәтән һөрмәтниң чәксиз екәнлигиниң ярқин бир ипадиси болди. Әнҗуман җәриянида Қазақстан курдлири этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Князь Мирзоев, Қазақстан татарлири вә башқуртлири конгрессиниң вице-президенти Гриф Хайруллинниң еғизидин уйғур мәтбуатиниң тарихини тикләш вақтиниң аллиқачан кәлгәнлигини вә улар бу ишни әмәлгә ашурушқа өзлириниң ярдәм беришкә тәйяр екәнлиги бир еғиздин изһар қилинди. Әнди «Уйғур авази» гезитиға жигирмә бәш жил рәһбәрлик қилған Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Йолдаш Азаматов сөз болуватқан мәсилә бойичә өз ой-пикрини төвәндикичә изһар қилди: – Һөрмәтлик қериндашлар! Мән бүгүнки баш қошушқа көп тәйярланмидим. Шуниңға қаримай, өз пикримни изһар қилишни тоғра көрүватимән. Мениң пикрим жуқурида сөзлигән натиқларниң пикирлиригә қарши келишиму мүмкин. Чүнки биз демократиялик дөләттә яшаватимиз. Шуниң үчүн һәрқайсимиз өз ойимизни ейтишқа һәқлиқмиз. Мән узун жиллар давамида җәмийәтшунаслиқ пәнләр академиясидә Абдулла Розибақиевниң иҗадий паалийитини, мәтбуат тарихини тәтқиқ қилдим вә дипломлуқ ишимни яздим. Мана йеңи Сағымбай Қозыбаев маңа «Садаий таранчи» гезитини уйғур мәтбуатиниң дәсләпки қалиғичи” дәп аташ тәкливини бәргәнлигини ейтти. Һәқиқәтәнму «Садаий таранчи» дәсләпки гезит. Гезитниң алтә сани чиққан. Жуқуридики натиқлар бу гезитни “Абдулла Розибақиев чиқарди” дегән пикирни ейтти. Мән бу пикирләргә тамамән қошулмаймән. Мениңда Москвада вә Қазақстан Президенти архивлиридин топлиған материаллар бар. Гезит немишкә йепилип қалған? Сағымбай өз дәлиллирини кәлтүриду. Абдулла Розибақиев болса, мундақ дәп язиду: «Гезит литографиялик услуб билән бесилған. Литография Совнарком тәрипидин ахча бәлгүлирини чиқириш үчүн елинғандин кейин гезит чиқириш тохтап қалди». Бу йәрдә һечбир романтика йоқ. «Садаий таранчи» гезити тоғрилиқ нурғун тәтқиқатлар болди. Бирақ мошу кәмгичә гезитта немә йезилғанлиғи, қандақ материаллар берилгәнлиги тоғрилиқ һеч мәлумат йоқ. Мән гезитни көргән бирла адәмни билимән. У – Қадир Һасанов. Абдулла Розибақиев гезитта «Милләт оғлиниң милләт оғлиға язған хети» дегән мақалиниң бесилғанлиғини язиду. Бирақ у мақалини ким язғанлиғи ейтилмайду. Гезитниң бари-йоқи алтә сани чиққан. Демәк, униң уйғурлар һаятида чоң вақиә болуши мүмкин әмәс. Раст, «Садаий таранчи» гезити дәсләпки нәшир. Мән Қазақстандики уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиғини нишанлашқа қарши әмәсмән. Хәлқимиз шуниму билиши керәкки, 1921-жили чиққан «Кәмбәғәлләр авази» гезити кейинирәк җәмийәттә чоң роль ойниған. Шуңлашқа мән «Уйғур авази» гезитини «Садаий таранчи» гезитиниң вариси” дәп йезишқа қарши. Шундақла «таранчи» дегән сөз милләт әмәс. У пәқәт җоңғарларниң уйғурларға қойған ләқими, йәни «дехан», «йәр һайдиғучи» дегәнни билдүриду. Йолдаш Азаматовниң күтүлмигән йәрдин ейтқан бу пикри пүткүл конференция қатнашқучилирини һәйран қалдурди. Ейтқан болар едуқки, көпчилигиниң наразилиғинила әмәс, ғәзивини туғдурди. Йолдаш Абдуқадир оғлиниң илилиқ уйғурларниң шу дәвирдики атилиши – “таранчи” сөзигә нисбәтән ейтқан пикригә, униң гепини бөлүп, профессор Сағымбай Қозыбаев мундақ рәддийә бәрди: – Йолдаш Азаматов «таранчи» дегән сөзни “мәсхирә” дәп тәкитлимәктә. Бирақ, тарихқа нәзәр ташлисақ, шу дәвирләрдә қазақларни «қара қирғизлар», «қайсақлар» дәп атиғанғу. У мутлақ башқа дәвир еди. Бу – тарих. Таранчи – у уйғур. У яққа көңүл бөлүшниң һаҗитиму йоқ. Мана аримизда корей хәлқиниң вәкили, Парламент Мәҗлисиниң депутати Роман Ким олтириду. Мошуниңдин бирнәччә жил илгири мән “Қазақстанда корей тилидики дәсләпки гезит 1923-жили чиққан” дегән мәлуматни таптим. Илгири һазирқи «Коре Ильбо» гезитини (илгәрки «Ленин кичи» – ред.) 1937-жилдин бери чиқиватиду”, дәп йезип кәлгән. Униң Владивостокта чиққан пәқәт бирла сани тепилғандин кейин корей җамаәтчилиги чоң тәнтәнә өткүзди һәм китапму тәйярлидуқ. Һазир гезитниң баш бетидә «Асаси 1923-жили селинған» дәп йезип келиватиду. Шуңлашқа мән бүгүнки мәсилидә йәнә толуқтурушлар һаҗәт дәп ойлаймән. Мошу йәрдә бизму өз вақтида «Садаий таранчи» гезитини бүгүнки уйғур мәтбуатиниң, йәни «Уйғур авазиниң» башлиниши дәп қараш тәкливини оттуриға қойған көрнәклик алимлар Сағымбай Қозыбаев билән Мунир Ерзинниң, шәриқшунас Шаһимәрдан Нурумовниң вә журналистлар Абдукерим Тудияров билән Минәмҗан Асимовниң елип барған издиниш-тәтқиқатлириға асасланған һалда пикир қилсақ, «Садаий таранчи» – таранчи авази, йәни «Уйғур авази» – уйғур миллитиниң йоқини пүтүн қилидиған, жиғисини жиғлайдиған бир нәшир. Әнҗуманниң хуласә сөзи Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҚХА Кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумовқа берилди. Һөрмәтлик қериндашлар, қиммәтлик қазақстанлиқлар, биринчи новәттә, бүгүнки әнҗуманға қатнишиватқан Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари – Кативат рәһбири Леонид Прокопенкоға, көрнәклик алимлар Сағымбай Қозыбаев билән Мунир Ерзинға, жирақ-йеқиндин кәлгән барлиқ миллий мәдәнийитимиз җанкөйәрлиригә сәмимий миннәтдарлиғимни билдүримән, – деди Шаһимәрдан Үсәйин оғли. Биз бүгүн уйғур хәлқиниң тарихидики шанлиқ сәнә – Қазақстан уйғур мәтбуатиниң, җүмлидин униң дәсләпки қалиғичи – “Садаий таранчи” гезитиниң һәм униң вариси болған “Уйғур авазиниң” 100 жиллиғини нишанлаватимиз. Иманим камилки, жиллар өтүп, дуниядики әң чоң Бонн, Стокгольм, Стамбул қатарлиқ чоң шәһәрләрдики нами дунияға мәшһур мирасгаһларда сақлиниватқан бебаһа нәмунилиримизни бизниң балилиримиз, нәврә-чәврилиримиз тәтқиқ қилип, буниңдин йүзлигән жиллар илгири чиққан гезитлиримизниң санлирини хәлқимизгә тәғдим қилиду. Барлиғиңларни Қазақстан уйғур мәтбуатиниң дәсләпки қалиғичи – “Садаий таранчиниң”, униң вариси “Уйғур авазиниң” 100 жиллиқ мәрикиси билән чин қәлбимдин тәбрикләймән. Әнҗуман давамида «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов әнҗуман иштракчилириға вә мошу тарихий сәнәни уюштурушқа көп күч чиқарған Шаһимәрдан Нурумов рәһбәрлигидики җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзалириға вә униң йенидики ханим-қизлар кеңишиниң әзалириға һәм ушбу изгү ишни йеқиндин қоллап-қувәтлигән Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә вә «Қазақ газеттері» ҖЧЙниң рәһбәрлиригә, мәнивий вә маддий җәһәттин қоллап-қувәтлигән онлиған милләтпәрвәр җанлар — һамийларға сәмимий миннәтдарлиғини билдүрди. Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, ушбу мәйрәм мунасивити билән “Әсир садаси” намлиқ китап нәшир қилинди вә бирқатар тәшкилий ишлар уюштурулуп, чоң зияпәт берилди. Мана мошу ишларға маддий җәһәттин яр-йөләк болған “Крахмал – ширнә” заводиниң баш мудири, Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Закир Кузиевқа, “Cosmo TRAVEL.KZ” җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң мудири Маһирәм Шәриповаға вә ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң әзалири Гүлҗаһан Муратоваға, Сәнәм Бешироваға, Мизангүл Авамисимоваға, Шәмшиқәмәр Абдурахмановаға, Каминур Сопиеваға, Таҗиниса Тохтиеваға, Зорәм Авутоваға, Турсунай Иминоваға, Бостан Ғазиеваға, Рошәнгүл Тохтахуноваға вә башқиму бирқатар гезитимиз җанкөйәрлиригә миннәтдарлиғимизни билдүрүп, ишлириға утуқ тиләймиз. Җәмләп ейтсақ, тәсирлик өткән әнҗуман униң қатнашқучилириға унтулмас тәсиратларни һәдийә қилди вә бир түркүм алим- тәтқиқатчилиримизниң тинмай издиниши, шиҗаәтлик әмгиги түпәйли адаләтлик тәнтәнә қазинип, «Садаий таранчи» гезити миллий мәтбуатимизниң башламчиси сүпитидә бүгүнки әвлатқа тәғдим қилинди. Әвзили, биз өтмүшимизгә мураҗиәт қилип, тарихимиздики бир һәқиқәтни болсиму бүгүнки әвлатқа йәткүзүш арқилиқ мәнивий йеңилинишқа қарап бир қәдәм ташлидуқ.     Һөрмәтлик достлар! Бу күн — уйғур мәдәнийәт тарихидики муһим күнләрниң бири. Қазақстандики уйғур мәтбуатиниң асасиниң селинғиниға 100 жил толуватиду. Мошуниңдин бир әсир илгири, заман өзгәргән, җәмийәт өзгәргән бир пәйттә дәрһал гезит чиқирип үлгириши уйғур мәдәнийитиниң чоңқур томурлирини, милләт зиялилириниң сәгәклигини яққал көрситиду. Йүз жил ичидә уйғур мәтбуати ярқин вә дағдам йолни бесип өтти, миллий мәдәнийәтни көтиришкә нурғун ярдәм қилди. Нами өзгәрсиму қәлби өзгәрмигән бу нәширниң сәһипилиридә Қазақстанниң тарихи һәртәрәплимә йорутулди. Мустәқиллик жиллири гезит йеңи чоққиларға йетип, мустәқил дөләтниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға һәссә қошуп кәлмәктә. Нәширниң Қазақстандики милләтләрара достлуқни тәрғибат қилишқа қошқан төһписиму зор. Мениң һаятимдиму уйғур гезитиниң өзигә яриша изи бар. Студентлиқ дәвримдә «Коммунизм туғи» гезитида бирнәччә мақаләм йоруқ көргән. Қазақстан Компартияси Мәркизий комитетиниң тәшвиқат вә тәрғибат бөлүмидики мәтбуат секторини башқурған пәйтимдә нәширгә кураторлуқ қилдим. Шу вақитларда уйғур гезити әркин оқуш шараитиға йәткән еди. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қоллап-қувәтлиши билән, Қазақстан уйғурлири җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи җәмийәтлик бирләшмиси вә җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң уюштуруши билән өтүватқан тәнтәнигә қатнашқучиларни мошу чоң сәнә билән тәбрикләп, һәммиңларға яхшилиқ, утуқлар тиләймән. Достлуғимиз мәңгү мустәһкәм болсун! Һөрмәт билән, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисидики Қазақстан хәлқи Ассамблеяси депутатлиқ топиниң рәһбири Саутбек АБДРАХМАНОВ. Һөрмәтлик «Уйғур авази» гезитиниң коллективи! Силәрни Қазақстан уйғур мәтбуатиниң асасиниң селинғиниға 100 жил толуши мунасивити билән тәбрикләймән! «Уйғур авази» гезити Қазақстан Җумһурийитиниң әхбарат кәңлигидә өзигә лайиқ орнини егиләп, милләтләрара разимәнликни, мәдәний, мәнивий мунасивәтләрни күчәйтишкә, Президентниң елимизниң дана сәяситини тәрғибат қилишқа мунасип төһпә қошуп келиватиду. Силәр мәмликитимизниң ярқин, яхшилиқ тәрәплирини оқурмәнләргә йәткүзүп, елимизниң тәрәққияти үчүн әмгәк қилған шәхсләр тоғрилиқ мақалилар елан қиливатисиләр. Силәрниң иҗадийитиңларға утуқ, аилилириңларға зор бәхит тиләймән! Әмгәклириңлар үнүмлүк болсун! Һөрмәт билән, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Қуаныш СУЛТАНОВ. Һөрмәтлик қериндашлар! Елимизниң гүллинишигә, мошу йәрдики бирлик вә өмлүкниң күчийишигә өзигә хас үлүшини қошуп, қазақстанлиқ бирпүтүнлүкни тәрғибат қилишта алаһидә орни бар нәшир «Уйғур авази» гезитиниң асаси селинғиниға 100 жил толуши мунасивити билән чин жүрәктин тәбригимизни қобул қилиңлар. Бу күн Қазақстан уйғурлири җамаәтчилигиниң вә барлиқ Қазақстан хәлқи үчүн алаһидә күн. Дәсләп «Садаий таранчи» — уйғур авази дегән мәнани билдүридиған бу нәшир кейин «Кәмбәғәллар авази», «Коммунизм туғи» дәп, әнди Вәтинимиз мустәқиллик алғанда «Уйғур авази» дәп аталди. Бу гезит қазақ хәлқи билән уйғур хәлқи арисидики чайқалмас достлуғиниң алтун көрүгигә айланди. Мошу алтун көрүгимизниң асаси мәккәм һәм мустәһкәм болсун. Бүгүнки тәвәллудлуқ мәйрәм мубарәк болсун қиммәтлик достлар! Изгү нийәт билән, Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутатлири Турғын СЫЗДЫҚОВ, Тарас ХИТУОВ. Һөрмәтлик тәшкилий комитет! Силәрни Қазақстан уйғур мәтбуатиниң асасиниң селинғиниға 100 жил толуши мунасивити вә келиватқан барлиқ мәтбуат хадимлириниң кәспий мәйрими билән чин жүригимдин тәбрикләймән! Мустәқил Қазақстан — достлуқ макани. Бу чүшәнчә бүгүнки таңда дуния дәриҗисидә етирап қилинған. Барлиқ милләтләр бирпүтүн дөләтниң турғуни болуп, бир чаңирақ астиға бирикиши, елимиздә течлиқ вә турақлиқниң орниғини келәчәк әвлатқа үлгә болиду дәп һесаплаймән. Шуниң билән биллә, бүгүнки таңда елимиздә аммивий әхбарат васитилириниң роли наһайити зор. Җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң коллективи Президентниң «Мәңгілік Ел» идеясиниң вә униң стратегиялик йөнилишини тәрғибат қилидиған нәшир сүпитидә һазир җәмийәтлик пикирни қелиплаштурушқа вә миллий бирликни күчәйтишкә төһпә қошуватисиләр. Қазақстан уйғур мәтбуати асасиниң селинғининиң 100 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған мәйрәмлик тәнтәниниң өтүшигә, һакимийәт билән хәлиқ арисидики тәрғибат йолидики һәрбир әмәлгә ашуруватқан ишлириңларға, изгү нийәтлириңларға утуқлар тиләп, иҗадий йүксилиш, аилилириңларға бәхит-саадәт, саламәтлик тиләймән! Һөрмәт билән, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Фахреддин ҚАРАТАЕВ.

243 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы