• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2018

“Сән яшайсән!”

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Нахшичи, сазәндә Абдурешит Һошуровниң рәһбәрлигидики «Қайнам» иҗадий бирләшмисиниң қурулғиниға бир жил толди. Иҗадий бирләшмә наһийәдә атап өтүлүватқан мәдәний-аммивий чарә-тәдбирләргә паал қатнишипла қалмай, жил давамида бирқанчә йәккә концерт, иҗадий кәчләрни уюштурди. Йеқинда әйнә шу иҗадий бирләшмә наһийәлик Мәдәнийәт өйидә сәнъәткар, устаз Һакимжан Тохтахуновниң хатирисигә «Сән яшайсән!» мавзусида хәйрихаһлиқ концерт өткүзди.Тәкитләш керәкки, бу күни әтигәнлиги мәрһумниң өйидә кәсипдашлири, дост-бурадәрлири, шагиртлири баш қошти. Униң қәбригә гүлчәмбәрләр қоюп, роһиға дуа-тәгбир тилавәт қилди. Һакимҗан Тохтахуновниң роһиға атап берилгән нәзиргә еғиз тәгкәндин кейин, у устазлиқ қилған Билал Назим намидики мәктәптә мәрһум тәрбийилигән шагиртлар билән учришип, әслимилири билән ортақлашти. Кәчқурунлуғи Мәдәнийәт өйидә Һакимҗан Тохтахуновниң хатирисигә хәйрихаһлиқ концерт уюштурулди. Бу күни 400 орунлуқ Мәдәнийәт өйидә бош орун қалмиди. Шуниңға қарап биз мәрһумниң мухлислириниң, шагиртлириниң нәқәдәр нурғун екәнлигигә йәнә бир қетим көз йәткүзгәндәк болдуқ. Концертлиқ программа башлиништин авал Һакимҗан Тохтахуновниң һаяти, иҗадий-педагогикилиқ паалийити һәққидә чүширилгән һөҗҗәтлик фильм көрситилди. Фильмда униң достлири иллиқ әслимилирини ейтип өтти. Һакимҗан Тохтахуновниң балилиқ дәври Яркәнт шәһиридә өтти. У Крупская намидики оттура мәктәптә оқуватқан чағлиридила сәнъәткә қизиқти. Шу түпәйли бу йолни таллап, Талдиқорған шәһиридики Жансүгиров намидики педагогика институтиниң музыка факультетида билим алди. Әмгәк паалийитини Талдиқорған шәһиридә мәдәнийәт саһасидин башлап, андин өзи туғулуп өскән Яркәнт тәвәсигә кәлди. У музыкиниң эстрада жанриниң йетүк мутәхәссиси сүпитидә бу йөнилишкә бәл бағлиған яшларниң бешини қошуп, «Дияр», «Чәмбәр» ансамбльлирини тәшкил қилди. Андин әмгәк паалийитини Алмута шәһиридә җумһурийәтлик Уйғур театрида давамлаштурди. Арилиқта Панфилов наһийәсиниң рәһбәрлигиниң тәкливигә бенаән Яркәнт шәһиридики Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивидә өсмүрләргә музыка пәнидин дәрис бериш билән биллә наһийәлик вә Яркәнт шәһәрлик мәдәнийәт бөлүминиң қоллап-қувәтлиши билән яшлар арисида аммибаплиққа егә болған КВН клубини тәшкил қилди. Андин аилә шараитиға бола, Алмута шәһиригә көчүп берип, җумһурийәтлик циркта ишләйду. Буниңдин икки жил бурун шундақ қизиқ һәм иҗадий издиниш билән ишләватқан пәйттә униң «сәнъәт» дәп соққан жүриги мәңгүгә тохтиди. Йүзлигән яшларниң устази, сәнъәткар Һакимҗан Тохтахунов һаяттин өтсиму, у тәрбийиләп қатарға қошқан шагиртлири бар вә уни өлди дейишкә болмайду. Мана шу тәдбирчан яшлар уни һәрқачан хатириләп, хуш мубарәк исмини яд етип кәлмәктә. Сулайман Айдаров билән Ялқун Нурахуновниң риясәтчилигидә өткән концертта Абдурешит Һошуров, Қудрәт Тохтахунов, Ялқун Мавинов, Имәрҗан Йүсүпов, Рәшит Сабитов, Бәхтияр Мәсимов, кәчниң меһманлири «Дияр» топиниң нахшичиси Рустәм Ниязов билән йәккә нахшичи Санийәм Исмайилниң иҗрасидики нахшиларни тамашибин қизғин қарши алди. «Саһинур» уссулчилар топиниң орунлишидики уйғур миллий чинә-тәхсә уссуллириниму көпчилик давамлиқ алқишлиди. Хәйрихаһлиқ концертта Һ.Тохтахунов тәшкил қилған, КВН, йәни хушхойлар вә тапқурлар клубиниң оюнчилириғиму новәт берилди. Бу күни наһийәлик Мәдәнийәт өйи йенида қурулған «Арман шоу» театриниң артистлири Арман Саурықов билән наһийәлик «Тил тәгмисун» КВН топи өзлириниң хушхой һәзил, чақчақлири, тапқурлуғи билән һәммини қайил қилди. Ахирида риясәтчи жигитләрниң иҗазити билән концертниң уюштуруш топиниң рәиси Абдурешит Һошуров, Панфилов наһийәсиниң Пәхрий гражданлири Реһимҗан Тохтахунов, Шарип Рәхмидинов, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Абдусалам Әлиев, дост-бурадәрлири намидин Шавкәт Нәзәров вә башқилар сөзгә чиқип, Һакимҗан Тохтахунов билән өткүзгән әстин чиқмас иллиқ хатирилири билән ортақлашти. Панфилов наһийәси.

969 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы