• Дидар ғенимәт
  • 05 Шілде, 2018

Аридин атмиш жил өтүпту...

Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Инсан һаятидики әң есил чағлар ана мәктәп билән зич мунасивәтлик болса керәк. Дәсләпки қоңғурақниң садаси, устазлириниң ейтқан әқил-несиһити, синипдашлириң билән өткүзгән есил дәқиқиләр жүригиңниң чоңқур қетида сақлинип қалидекән. Шуңа, арида мәйли қанчә жиллар өтсиму, синипдашлар һаман бир-бирини издәйду...Он вә жигирмә жиллиқ синипдашлар учришишини өткүзүватқанлар барчилиқ, лекин мәктәп тамамлап топ-тоғра атмиш жил өткәндин кейин җәм болуп, дидарлашқан синипдашлар камдин-кам. Әлвәттә, мундақ бәхит һәркимгә буйрувәрмәйду. Хулләс, йеқинда мән мана шундақ бир ғенимәт пәйтниң гувачиси болдум. Йәни, 1958-жили Чоң Ақсу йезисидики оттура мәктәптин учум болған түләкләр 60 жилдин кейин Чонҗа йезисидики «Дәстихан» кафесиға жиғилди. Бу күни ариға жиллар селип учрашқан синипдашларниң шатлиқтин беши көккә йәткәндәк болди. Һәр тәрәптин синипдашлирини издәп, мәзкүр учришишни уюштурған чонҗилиқ Мәхсум ака Адиловниң ейтип беришичә, 1948-жили Чоң Ақсу йезисидики оттура мәктәптә икки уйғур синипи ечилған екән. Уруштин кейинки еғир жилларда Уйғур наһийәсидики барлиқ йезиларда 10 жиллиқ мәктәп болмиғанлиқтин, Чоң Ақсудики оттура мәктәпкә яқа жутлардин оқуғучилар келип оқаттекән. Шу сәвәплик, уйғур синипидики оқуғучиларниң сани 76гә йетипту. Уларға Разийәм Һабитова, Нурванәм Абдуллаева, Яқуп Мәхсүтов, Розихан Мәңсүрова, Қурбан Ғоҗәхмәт, Яқуп Абдиримов, Х.Турдиева, Баһавдун Надиров, Маһинур Садиқова, Турди Муһәммәтов қатарлиқ устазлар дәрис бәргән. Әпсус, бүгүнки күндә уларниң ичидә химия пәниниң муәллими М.Садиқова вә немис тилидин оқутқан устази Т.Муһәммәтовтин башқиси аләмдин өтүпту. – У заманларда бүгүнкидәк баяшәтчилик йоқ. Уруштин кейин мәктәпләрниң әһвали мүшкүл болди. Қәләмниң орниға химиялик қериндашни, сияниң орниға қарсилдақниң сүйини пайдилинип, бир парчә таза вараққа зар болдуқ. Бир өйниң балилири бир мәктәп формисини новәт билән кийип, мәктәпкә бараттуқ. Оқуйдиған китап йоқ, башланғучта Айшәм Шәмиеваниң язған программиси асасида һәрип тонусақ, жуқарқи синипларда устазлиримиз ШУАРлиқ әдипләрниң әмгәклирини тепип келип оқутқан еди. Чоң Ақсудики оттура мәктәптә 10 жил толуқ уйғур тилида билим елип чиққан дәсләпки түләкләр биз болдуқ, – дәйду Мәхсум ака. 1958-жили Чоң Ақсу оттура мәктивидин учум болған түләкләрниң ичидин һәрхил саһаниң илғар мутәхәссислири йетилип чиқипту. Атап ейтсақ, Замандин Имамдунов инженер-энергетик, Рабул Җәруллаев подполковник, Мәхсум Адилов инженер-гидротехник, Светлана Розахунова, Союз Низахунов, Иззәтхан Нурахунова маарип саһасиниң, Нариман Қадиров, Хатәм Ғуламова, Рая Һасанова, Маһинур Яқупова медицина саһасиниң хадимлири болса, Реһимбүви Һезизова тиҗарәтчи, Санийәм Давутова ихтисатчи, Сраждин Ниязов, Җамалдин Низамдинов, Әхмәт Зайитов өз вақтида колхозда тәҗрибилик механизаторлардин болған екән. Әнди Селимәм Шайимова, Тамиләм Тохтәмова «Алтун һалқа» саһиби аталған, көп балилиқ анилар. Бу учришишқа Рабул Җәруллаев риясәтчилик қилип, синипдашлар қизғин сөһбәткә чүшти. Мәктәп һаятини, яшлиғини әсләп, бүгүнки турмуш-тирикчилигидин сөз қилишти. Һели мәрһум устазлири билән синипдашлирини яд әйләп, бир минут сүкүнат сақлиди. Тәкитләп өтүш керәкки, 60 жиллиқ учришишқа кәлгән синипдашлар буниңдин авал 40, 50, 55 жиллиқ учришишларда жәм болушқан екән. Бу қетимқи жиғилишта улар 3 айда бир қетим баш қошуп туруш қарариға кәлди вә дәсләпки олтириш алмутилиқ Реһимбүви Һезизованиң өйидә өтидиған болди. Изгү тиләклиридә сеғинишини йәткүзүп, вақитни көңүллүк өткүзгән синипдашлар бир-бирини қиймай хошлашти.

301 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы