• Мукапат мубарәк!
  • 05 Шілде, 2018

Ветеранларға һөрмәт билдүрүлди

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Йеқинда «Достлуқ өйидә» өткән Қазақстан уйғур мәтбуатиниң 100 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған әнҗуманда Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари, ҚҖ Президенти Мәмурийити ҚХА Кативатиниң рәһбири Леонид Прокопенко  бир түркүм гезитимиз ветеранлириға Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Тәшәккүрнамисини тапшурған еди. Уларниң арисида аңлиқ һаятини миллий мәтбуатимизниң риваҗлинишиға беғишлиған пешқәдәм журналистлар Нурәхмәт Исмайилов билән Тохтасун Бейшановму бар. Мәзкүр әнҗуманға саламәтлигигә бола қатнишалмай қалған ветеранлиримизға Тәшәккүрнамиларни «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, униң орунбасари Бәхтишат Сопиев вә бөлүм муһәррири Шөһрәт Мәсимов өйлиригә берип тапшурди.Биз кәлгәндә 86 яшлиқ Нурәхмәт ака өйигә йеқин аридики киоскиларниң биригә гезит сетивалғили чиқип кетиптекән. Кәсипдишимизни чүшәндуқ. Униң редакциядә ишлигән жиллири күндилик мәтбуатни диққәт билән оқуп, айрим мақалиларниң бәзи йәрлирини бәлгүләп қоятти. Нурәхмәт ака бу адитини һазирму ташлимапту. Бизни өйгә тәклип қилған Нурәхмәт ака гезитимизниң дәсләпки қәдәмлири, униңда көтирилгән мәсилиләр тоғрилиқ гәп қилип, һәрхил жилларда ишлигән кәсипдашларни әсләп, гезит һаятидин қизиқ һекайиләрни сөзләп бәрди. «Силәрни көрүп яшлиғим, биллә ишлигән кәсипдаш ағинилирим ядимға чүшти. Рәхмәт кәлгиниңларға. Мениңдин редакциядики жигитләр билән қизларға салам ейтиңлар», дәп хошлашти биз билән. Ахирқи вақитларда сәл мүҗәзи болмай жүргән Тохтасун ака болса, “Силәрниң келидиғиниңларни аңлап, сақийипла кәттим”, деди бизни көрүп. Ақсақалниңму гезит һәққидә ейтари көп. Болупму у гезитқа муштири топлаш бойичә көп ишларни қилған. У һазирму бу «қилиғини» ташлиғини йоқ. Гезитимиз муштирилириниң көпийишигә өйдә олтирип үлүшини қошмақта. Хошлишиш алдида Тохтасун ақсақал өзигә һөрмәт көрсәткән Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә вә “Уйғур авазиниң” тәһриратиға чәксиз миннәтдарлиғини билдүрүп, дуасини бәрди.

344 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы