• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2018

Йеңи аллеяни көздин кәчүрди

Дөләт рәһбири пайтәхттики йеңи “Ұлытау” аллеясини көздин кәчүрүп, “Қазақ еліне мың алғыс” монументи алдиға жиғилған Қарағанда вилайити этномәдәнийәт бирләшмилириниң вәкиллири билән сөһбәтләшти.Нурсултан Назарбаев хәлиқ хатирисидә Қазақстан тарихидики қийин сәһипиләр тоғрилиқ әслимиләрни сақлап қелишниң муһим екәнлигини тәкитлиди. – Биз һазир пайтәхттә көрүватқан һәммә нәрсә мошу 20 жилда қолға кәлтүрүлди. Астанани пүткүл Қазақстан салди вә селиватиду, башқичә болушиму мүмкин әмәс. Шуңлашқа биз мошу юбилейни барлиқ вилайәтләрниң қатнишиши билән кәң нишанлаймиз. Мән дөлитимиздә яшаватқан барлиқ адәмләрниң өзини яхши сезишини, бу йәрдә һәммисигә яхши болушини халаймән, – деди Қазақстан Президенти. Дөләт рәһбири пайтәхтни техиму илгирилитиш ишида хәлиқ бирлигиниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини тәкитлиди. – Биз достлуқ вә өзара һөрмәтни сақлишимиз керәк. Мән һәммисиниң Қазақстанда қелип, яшишиниң, ишлишиниң вә тәрәққий етишиниң тәрәпдари. Әң муһими – яхши мунасивәтни сақлап қелиш, – дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев.

566 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы