• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 11 Шілде, 2018

Үчбурһан будда ғари

Үчбурһан будда ғари – ІV – VІІІ әсирләргә тәвә Cуле бәглигиниң будда ибадәтханиси. Қәшқәр шәһириниң шималиға қарап 18 километр жирақлиққа җайлашқан. Оттуридики ғарниң икки темиға айрим-айрим ишик оюш арқилиқ үч ғар бир гәвдә қилип туташтурулған. Алди- кәйни һоҗрилиқ бу қурулминиң арқа темидин ишик ечилип, кәйни һоҗриға улаштурулған.Оттурисидики ғарниң кәйни һоҗрисидики җәнубий теминиң дәл оттурисиға таштин оюлған Сакямуни һәйкили турғузулған.Һәйкәлниң қалдуқ егизлиги 2.1 метр келиду. Шәрқий вә ғәрбий ғарниң алди һоҗрисиниң икки темида айрим-айрим бут тәкчилири бар. Ғар ичидә там рәсимлириму сақлинип қалған. Шәрқий тәрәптики ғарниң торусида юлтуз, ай қатарлиқ асман җисимлириниң рәсимлири, уларниң әтрапиға айландуруп ақ нур, шундақла олтарған һәм өрә турған 14 буддиниң қияпити ипадиләнгән. Кәйнидики һоҗриниң шәрқий вә ғәрбий теми, ишик маңлай яғичи билән ишикниң икки тәрипидики тамлардиму будда рәсимлири әкис әттүрүлгән. Оттура ғарниң алди һоҗрисиниң темида қоюқ рәңдә сизилған баш нури, гәжгә нури вә бәдән нури бар. Там рәсимлири асасән сус рәңләрдә берилгән. Уларниң бәдиий түзүлүши аддий, өзгириши аз болуп, қедимий буддизим там рәсимлири услубида сизилған. Тәңритағ уйғурчә тори.

189 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы