• Замандаш
  • 11 Шілде, 2018

Улар бәхиткә лайиқ

Чоңларда «Кимниң балиси сән?» дегән соал қелиплашқан әмәсму!? Әркинҗан ака уларға «Лохмәнниң оғли» десила болди, чоң әвлат вәкиллири бирдин у кишини тонувалиду. Сәвәви, Лохмән Надиров Челәк тәвәсидин йетилип чиққан инавәтлик зияли еди. Улуқ Вәтән урушиниң иштиракчиси вә миллий мәдәнийитимиз җанкөйәри сүпитидә уни тонумайдиғанлар камдин-кам болидиған. Әйнә әшу есил зат һаят болған болса, келәр жили топ-тоғра йүз яшқа толатти...Мақалимиз қәһримани Әркинҗан Лохмән оғлиниму бүгүнки күндә тонуйдиғанлар аз әмәс. Һәш-пәш дегичә, уму 70 яшқа йәтти. У һаятиниң бу пәллисигә қуруқ қол кәлмиди. Атиниң исим-шәрипини яд етиш – пәриз, әнди униң башлиған ишини давамлаштуруш, варислиқ қилишниң орни бөләк. Әркинҗан ака Надиров әйнә шу ата изи билән маңған әзимәт. Алмутида туғулуп, Қазақ спорт вә тән-тәрбийә институтини утуқлуқ тамамлиған у Байсейит йезисидики Исмайил Тайиров намидики оттура мәктәпкә ишқа орунлишиду. Мана мошу билим дәргаһида топ-тоғра 40 жил ишләйду. Муәллимлик – иши қийин, лекин шәрәплик кәсип. Буни баштинла тоғра чүшәнгән Әркинҗан ака шагиртлириға тән-тәрбийә дәрисидин пәқәт билим берип, оюн түрлирини үгитипла қоймай, уларниң һәртәрәплимә билимлик қилишқа, спортқа дегән иштияқ-һәвәсини ашурушқа көп күч чиқириду. Дәрисләрдин сирт уларни спортниң аммибап түрлири – футбол, баскетбол, волейбол, бокс, узақ мусапигә жүгрәш бойичә һармай мәшиқләндүрди. Арилиқта кәспи бойичә көп тәҗрибә топлиған у яш кадрлар үчүн наһийәлик, вилайәтлик муәллимләр семинарлирида докладлар оқуп, тәҗрибиси билән бөлүшти. Җәмийәттә сағлам һаят тәризини қелиплаштуруш бойичә пикир-тәклиплири, асас-дәлиллири көпчиликниң диққәт-нәзәригә елинип, нәзәрийәвий билим сүпитидә мәхсус методикилиқ қолланма сүпитидә пайдилинилди. Алаһидә тәкитләйдиған нәрсә шуки, Әркинҗан ака Надировниң көп жиллиқ әмгәк-әҗри беһөддә кәтмәй, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан пәйтидә униңға Қазақстан Спорт вә туризм министрлиги (һазирқи Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң) «Қазақстан Җумһурийитиниң спорт саһасиға әмгиги сиңгән мәшиқләндүргүчиси» дегән пәхрий нами берилди. У бу атаққа мунасип. Әркинҗан ака үчүн әң асасий мукапат – әл-жутиниң һөрмити. Әмгәк паалийитиниң дәсләпки чағлирида оқуғучиларға оқуш-үгиниш үчүн мәктәп базисиниң шараити яр бәрмигәнликтин, униң тәшәббуси вә уюштуруши арқилиқ бирқәдәр мүмкинчиликләр яритилди. Өз новитидә шагиртлириму уни йәргә қаратмиди. Мәсилән, И.Әһәтбақиев теннис бойичә, В.Шамсутдинов, Р. Тоғузбаев, Ш.Бәрзамов, У.Мәхпиршаев бокс бойичә, Р.Мәхпиршаев әркин күрәш бойичә спорт маһирлири аталди. Ейтмақчи, Әркинҗан ака тәрипидин уюштурулған бирқатар чарә-тәдбирләрниң тәрбийәвий әһмийити зор болди. Җүмлидин йеник атлетика бойичә спорт маһири, икки дүркүн дуния чемпиони, атақлиқ марафончи Алпыс Ермағамбетов билән оқуғучилар арисида өткүзүлгән учришиш оқуғучиларниң қәлбидә чоңқур тәсират қалдурди. Мәшһур уйғур рәссами, ярқин намайәндә Авакри Шәмси һөрмитигә беғишланған бокс бойичә турнирниң өткүзүлүшиму шагиртлириға илһамбәхш дәмләрни һәдийә қилди. Мана мошундақ әмгәксөйгүчлүги паалийәтчанлиғи түпәйли у әл-жутиниң ишәнчисигә еришип, һөрмәт қазанди. Әркинҗан ака өз кәспини чин дилидин сөйүп,нурғун вақтини шагирт тәрбийиләшкә беғишлисиму,бир дәқиқә аилисини унтиғини йоқ. Юлтузи қошулған Гүлҗәһрә Үзәр қизи иккисиниң аилә қурғиниға бийил 50 жил толди. Һәм тәғдирдаш, һәм кәсипдаш иккиси пәриштәдәк төрт қизни қатарға қошуп, җәмийәткә лайиқ инсанлардин қилип йетилдүрди. Мана мошундақ шагиртлири билән пәрзәнтлириниң утуқ-муваппәқийәтлиридин дайим күч-нәп еливатқан ата-ана тәң муңуп, кәң аләм шатлиғини сүрүп келиватиду. Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

938 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы