• Турнир
  • 19 Шілде, 2018

Журналистлар күч синашти

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Йеқинда Алмута вә Астана шәһәрлиридә журналистларниң онлайн режимда www.chess.сом шахмат интернет-мәйдани базисида чапсан шахматтин (рапиду) турнир өтти. Бу турнир әхбарат вә коммуникация хадимлириниң күнигә беғишланди. Қазақстан аммивий әхбарат васитилириниң кубоги үчүн бийил дәсләпки қетим өтүватқан турнирни уюштуруш тәшәббускари Қазақстан шахмат федерацияси болди. Тәкитләш лазимки, турнирға журналистлардин ташқири, иҗадий җәриянға беваситә мунасивити бар хадимларму, йәни операторлар, режиссерлар, сценаристлар билән фотомухбирлар қатнашти.Чапсан оюн шәклидә өткән турнир аммивий әхбарат васитилири вәкиллири арисидиму «падишалар оюни» ишқивазлириниң нурғун екәнлигини көрсәтти. Турнирда дәсләпки үч орунни егилигәнләр кубок вә мәхсус дипломлар билән тәғдирләнди. Турнирниң баш һамийи «Эйр Астана» авиакомпанияси биринчи орунға – Анталиягә, иккинчи орунға – Санкт-Петербургқа, үчинчи орунға Батумиға йолланма соға қилди. Шуни мәмнунийәт билән тәкитләймизки, онлайн режимда, йәни рәқивиңниң ким екәнлигини билмәй-көрмәстин ойнаш бойичә өткән турнирға гезитимизниң штаттин ташқири мухбири Арслан Әлахуновму қатнашти. Шахматтин хелила тәҗрибигә егә кәсипдишимиз бу қетимму маһир шахматчи екәнлигини намайиш қилған һалда мүмкин болған 7 пайдин 5 пай топлиди вә 3 – 4-орунларни бөлүшти. Алдиңқи орунларға қол йәткүзмисиму заманивий усулда өз қабилийити арқилиқ көпчиликни қайил қилған Арслан турнирниң асасий тәшәббускари Динара Сәдвақасованиң қолидин Тәшәккүрнамә вә хатирә соғиларни елишқа муйәссәр болди.

177 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы