- Дидар ғенимәт
- 19 Шілде, 2018
Студентлиқ дәвирни әскә алди
Мәлумки, 1989-жили Уйғуршунаслиқ институтиниң мудири, академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасов билән тонулған алим Каммунар Талиповниң тәшәббуси билән Ташкәнт дөләт университети Шәриқшунаслиқ факультетида Уйғур бөлүми ечилған еди. Әлвәттә, бу мәдәний һаятимизда чоң вақиә болған. Бу бөлүмдә һәр жили Қазақстандин он бала вә Өзбәкстандин он бала билим елип турди. Әпсус, мәзкүр бөлүм 1998-жили, айрим сәвәпләргә бола, йепилип қалди.Бийил жуқурида қәйт қилинған бөлүмниң ечилғиниға оттуз жил толуватиду. Шу мунасивәт билән өткән һәптидә мошу билим дәргаһида билим алған сабиқ курсдашлар баш қошти. Шундақла униңға хитай вә уйғур тиллиридин дәрис бәргән устази Йүсүпҗан Кебиров қатнашти.
Жиғилғанлар дәсләп һели мәрһум И.Исмайилов, И. Розибақиев, Т.Ниязов қатарлиқ устазлириниң роһиға атап қуръан тилавәт қилғандин кейин, бир минут сүкүт сақлап хатирилиди. Шуниңдин кейин курсдашлар арисидин сөз алған Сәйлигүл Аблесенова ТашДУ Шәриқшунаслиқ факультети Уйғур бөлүминиң ечилиш тарихи, әһмийити һәққидә тәпсилий тохтилип өтти. Тәкитләш лазимки, мәзкүр бөлүмни әлликтин ошуқ жигит-қиз тамамлиди.
Өз новитидә сөз алған устаз Йүсүпҗан Кебиров мәзкүр учришишниң уюштурғучилириға сәмимий миннәтдарлиғини билдүрди вә мошуниңдин жигирмә жил илгири йепилип қалған уйғур бөлүми бийил қайтидин ечилиш алдида турғанлиғини елан қилди. Униң тәқитлишишичә, һазирчә бу бөлүмгә пәқәт өзбәкстанлиқ уйғурларла қобул қилинидекән.
Кәч давамида жиғилғанлар студентлиқ алтун дәвриниң есил пәйтлирини әсләп өтти. Алаһидә әһмийәткә егә баш қошуш қатнашқучилири келәр жили мундақ чарә-тәдбирни Ташкәнттә өткүзүш қарариға кәлди.
Ялқун МӨМҮНОВ.
250 рет
көрсетілді8
пікір