• Бизниң сөһбәт
  • 19 Шілде, 2018

«Пенсиягә чиқиш җәрияни аддийлаштурулди»

Пенсия елиш мәсилиси, һәр қачан муһим иҗтимаий мәсилиләрниң бири болуп кәлгән. Тәрәққий әткән һәр қандақ дөләт аһалини иҗтимаий һимайә қилишниң мошу тәрипигә алаһидә диққәт бөлиду. Буниңдин Қазақстан Җумһурийитиму истисна әмәс. Мәсилән, елимиздә һәр жили пенсия миқдари көпийип туриду. Әнди мошу айдин башлап елимиздә пенсиягә чиқиш вә пенсия төләмлирини бәлгүләш җәрияниға өзгиришләр киргүзүлди. Шуларға бағлиқ һөрмәтлик дәм елишқа чиққанлар көпәйтилгән пенсия миқдарини елишқа башлиди. Бирақ шундақ болсиму тәһриратимизға пенсия миқдарини ашуруш җәрияни тоғрилиқ нурғунлиған соаллар келип чүшмәктә. Өз новитидә бизму гезитханларниң илтимасини қанаәтләндүрүш мәхситидә базилиқ пенсия бәлгүләш методикисидики өзгиришләр, көздә тутулған айрим имтиязлар, умумән, әмәлгә ашурулған пенсия ислаһити тоғрилиқ айрим соаллар билән Қазақстан Җумһурийити Әмгәк вә иҗтимаий һимайә министрлиги Әмгәк, иҗтимаий һимайә вә миграция комитетиниң Алмута шәһири бойичә департаменти рәһбириниң орунбасари Ризвангүл ДӘРАЕВАҒА мураҗиәт қилдуқ.– Ризвангүл Мәмәҗан қизи, киргүзүлгән өзгиришләр түпәйли пенсиягә чиқиш җәрияни бираз болсиму аддийлаштурулған болса керәк? – Әлвәттә. 1-июльдин тартип һөрмәтлик дәм елишқа чиқмақчи болғанлар илгәрки жиллардикидәк үч йәргә әмәс, бәлки пәқәт «Гражданлар үчүн һөкүмәт» дөләт корпорациясигә бирла әризә билән мураҗиәт қилиду. Берилгән әризә вә аз тәләп қилинидиған һөҗҗәтләр асасида дөләт корпорацияси мураҗиәтни қарап чиқиду. Буниңда асасий мәлуматлар дөләт органлириниң әхбарат базилиридин елиниду. Пенсия миқдари автоматлиқ рәвиштә һесаплиниду. – Бийилдин башлап пенсия рәсмийләштүрүлгәндә әмгәк стажиму һесапқа елинидиған болди... – Тоғра. Илгири, йәни 1998-жилниң 1-январь күнидин тартип бийилғичә күчидә болған пенсия қануниға мувапиқ, йеши бойичә пенсия төләмлирини һесаплап чиқарғанда, 1998-жилғичә топланған әмгәк стажи вә үч уда жилниң ичидики оттура айлиқ тапавити һесапқа елинатти. Пенсия системисини йеңилаш даирисидә 2018-жилниң 1-июлидин башлап дөләт базилиқ пенсиясини қайта һесаплаш әмәлгә ашурулди. Бу йәрдә шуни әслитип өтмәкчимәнки, пенсияниң умумий миқдари икки төләм түридин – пенсияниң пикирдашлиқ қисмидин (оттура айлиқ тапавәт һәм 1998-жилғичә топланған әмгәк стажи) вә пенсия йешиға йәткән барлиқ гражданларға қошумчә бәлгүләнгән дөләт базилиқ пенсия төлимидин ибарәт. Базилиқ пенсия төлиминиң миқдари 2018-жилниң июль ейиғичә һәммиси үчүн охшаш (15 274 тәңгә) болған. Әнди бийил июль ейидин етиварән, дөләт базилиқ пенсия төлиминиң миқдари пенсия системисиға қатнишиш стажиға қарап қайта һесапланди. Аддий тил билән ейтқанда, пенсия системисиға қатнишиш стажиға 1998-жилниң 1-январиғичә болған әмгәк стажи вә мәҗбурий пенсия бәдәллири төләнгән вақит қошулди. Буниңда 1998-жилниң 1-январиғичә болған әмгәк стажи қошумчә һөҗҗәтләр тәләп қилинмайла, пенсия ишидики һөҗҗәтләр бойичә һесапқа елиниду вә у йеши бойичә пенсия төләмлири бәлгүләнгән әмгәк стажиға мувапиқ келиду; мәҗбурий пенсия бәдәллири төләнгән вақит пенсия төләмлири әвәтилгәнлиги тоғрилиқ мәркизий әхбарат базисида бар мәлуматлар бойичә һесапқа елиниду. Пенсия системисиға қатнишиш стажи дөләт базилиқ пенсия төлими бәлгүләнгән пәйткә қәдәр һесаплиниду. Умумий әмгәк стажи 10 жилғичә болғанда, дөләт базилиқ пенсиясиниң миқдари яшаш минимуминиң 54 пайизини тәшкил қилиду. 10 жилдин ошуқ болған һәр бир жилға қошумчә 2 пайиз қошулиду, бирақ у, умумән алғанда, 100 пайиздин ашмаслиғи керәк. Шундақ қилип, 33 жил вә униңдинму көп әмгәк стажиға егә пенсионерларниң дөләт базилиқ пенсиясиниң миқдари 100 пайизни тәшкил қилиду. Яшаш минимуминиң миқдари җумһурийәт бюджети билән тәстиқлиниду. 2018-жили у 28 284 тәңгини тәшкил қилди. – Мошуларниң һәммисини аддий мисаллар арқилиқ чүшәндүрсиңиз? – Хоп. Пенсионер 2005-жили пенсиягә чиқти, дәйли. 1998-жилғичә болған әмгәк стажи–26 жил 7 ай. Пенсия топлаш һесап-чотидики мәлуматлар бойичә пенсия төләмлири 1998-жилдин тартип 4 жил 10 ай мабайнида әвәтилгән. Барлиғи болуп дөләт пенсиясини қайта һесаплаш үчүн умумий стажи 31 жилни (26 жил 7 ай+ 4 жил 10 ай) тәшкил қилиду. Дөләт базилиқ пенсиясиниң миқдари яшаш минимумидин (27 153 тәңгә) 96% (10 жил–54% ; 21x2% =42%; 54%+42%=96%) миқдарида һесапланди. Башқичә ейтқанда, июль ейидин тартип пенсионер 11 879 тәңгә ошуқ (27 153–15 274=11 879) елиши керәк. Йәнә бир мисал. Мәсилән, пенсионерниң әмгәк стажи бари-йоқи 9 жилни тәшкил қилиду. Бу әһвалда дөләт базилиқ пенсиясиниң миқдари илгәрки пети ( яшаш минимуминиң 54 %) қалиду, бу– 15 274 тәңгә. Умумий пенсия миқдари өзгәрмәйду. Умумий әмгәк стажи 33 вә униңдин нурғун жилни тәшкил қилған пенсионерлар үчүн дөләт базилиқ пенсияси әң көп миқдарда һесапланди вә яшаш минимуминиң 100 пайизини яки 28 284 тәңгини (жил бешидики билән селиштурғанда 13 010 тәңгә ошуқ) тәшкил қилди. – Мабада әмгәк стажида үзүлүш болуп қалса, у пенсия миқдариға тәсир қиламду? – Пенсиягә чиққанда умумий стаж һесапқа елинғанлиқтин, тәсир қилмаслиғиму мүмкин. Бирақ умумий әмгәк стажиниң үзлүксиз болғини яхши. Әмгәк китапчисидики стажға бағлиқ ениқсизлиқларни архив һөҗҗәтлири билән тәстиқлигән әқилгә мувапиқтур. Шуңлашқа мән пенсиягә чиққучиларға һөҗҗәтләрни алдин-ала тәртипкә кәлтүрүшни мәслиһәт қилған болар едим. Әнди архивтиму мәлуматлар тепилмиса, қанунға мувапиқ, уни сот арқилиқ тәстиқләшкә болиду. – Әмәлгә ашурулған ислаһатта мәлум имтиязларму көздә тутулған болса керәк? – Әлвәттә. Анилиқни рәғбәтләндүрүш вә гражданларниң айрим категориялирини қоллап-қувәтләш мәхситидә пенсия системисиға қатнишиш стажиға ишлимәйдиған аниниң яки атиниң бала 3 яшқичә киргичә уни беқип-күткән вақти, умумий мөлчәрдә 12 жил әтрапида; нака бала 16 яшқа киргичә беқип-күткән вақит; һәрбий хизмәттә, мәхсус дөләт вә һоқуқ қоғдаш органлирида хизмәт қилған вақит; Қазақстан Җумһурийити дипломатик хизмити вә хәлиқара тәшкилатлар хадимлириниң йолдиши (рәпиқиси) чәтәлдә яшиған вақит, бирақ умумий мөлчәрдә 10 жилдин ашмаслиғи керәк; һәрбий хизмәтчиләр аяллириниң мутәхәссислиги бойичә ишқа орунлишиш имканийити болмиған җайларда яшиған вақти, бирақ умумий мөлчәрдә 10 жилдин ашмаслиғи керәк;1998-жил 1-январьдин кейин «Байқоңур» комплексиниң Россия тәшкилатлиридики әмгәк паалийити вақти; биринчи топтики накани, иккинчи топтики ялғуз яшайдиған накани вә башқиларниң ярдимигә муһтаҗ йеши бойичә пенсионерларни, шундақла 80 яшқа йәткән чоңларни беқип-күткән вақит қошулиду. Иҗтимаий тәминат тоғрилиқ йәнә бир йеңилиқ. Дөләт рәһбири Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев бийил Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә җумһурийәт Һөкүмитигә 1-июльдин тартип кичигидин биринчи топтики нака болуп, балағәткә йәткән балини беқип-күтүватқан ата-анилар үчүн һәр айлиқ дөләт ярдәм пулини бөлүшни тапшурди. Мундақ дөләт ярдәм пулини бәлгүләш үчүн әризиләр 1-июльдин тартип қобул қилиниватиду. Буниң үчүн турушлуқ җай бойичә «Гражданлар үчүн һөкүмәт» дөләт корпорациясигә; электронлуқ һөкүмәт портали арқилиқ; І топтики накалиқ биринчи қетим бәлгүләнгән әһвалда турушлуқ җай бойичә медицина-санитарлиқ экспертиза бөлүнмисигә мураҗиәт қилиш керәк. Кичигидин тартип биринчи топтики нака балини беқип-күткәнлиги үчүн һәр айда берилидиған дөләт ярдәм пулиниң миқдари яшаш минимуминиң 1,05 пайизини (бүгүнки күнгә қәдәр 29 699 тәңгә) тәшкил қилиду. Аилидә икки вә униңдин көп кичигидин биринчи топтики нака бала тәрбийилиниватқан болса, дөләт ярдәм пули уларниң һәр қайсисиға берилиду. Әнди кичигидин биринчи топтики нака балини бир нәччә адәм күтүп-бақса, дөләт ярдәм пули уларниң биригила төлиниду. – Пенсиягә чиққучиларни пенсия фондида топланған ахчисиниң тәғдири ойландуриду... – Соалиңизни чүшәндим. Әгәр илгири пенсионер топланған пенсия пулини қандақ вә қачан–бир жилдиму, һәр айда яки кварталдиму– елиш керәклигини өзи һәл қилатти. Әмәлиятта пенсионер һөрмәтлик дәм елишқа чиққанда, топланған пенсия пулиниң нурғун қисмини дәрһал еливалатти. Бийилдин башлап топланған капитал пәқәт һәр айда бөлүп төлинидиған болди. Әнди, әгәр пенсиягә чиққичә топланған ахча әң төвән пенсия миқдаридин 12 һәссә аз болса, у чағда толуқ еливелишқа болиду. Мәлумки, 2018-жилда мәмликәттики әң аз пенсия миқдари 33 745 тәңгини тәшкил қилиду. Бу рәқәмни он иккигә көпәйтсәк, 404 940 келип чиқиду. Фондтин бир вақитта әйнә шунчилик мөлчәрдила ахча елишқа болиду. Әскәртимәнки, әгәр фондта топланған ахча миқдари жуқуридики рәқәмләрдин ашмиғандила,толуқ еливелишиңиз мүмкин. – Көплигән кишиләрни елимиздә пенсиягә чиқиш йешиниң ашурулуп-ашурулмаслиғи қизиқтуриду. – Бүгүнки күнгичә әр кишиләрниң пенсиягә чиқиш йеши 63 яшта тохтиди. Әнди аялларниң пенсиягә чиқиш йеши болса, қанунда бәлгүләнгән тәртип бойичә һәр жили өзгирип, алтә айға көпийиватиду. Бийил аяллар 58,5 йешида пенсиягә чиқишқа башлиди. Қазақстанда аялларниң толуқ пенсиягә чиқиш йеши вақитниң өтүши билән, йәни 2027-жили әр кишиләрниң йешиға тәңләштүрүлиду. Шундақла гражданларниң айрим топлири экологиялик җәһәттин хәтәрлик зониларда яшап, саламәтлигигә зиян йәткүзүлгәнликтин қәрәлидин балдур пенсиягә чиқиш һоқуқиға егә. – Ризвангүл Мәмәҗан қизи, мәзмунлуқ сөһбитиңиз үчүн рәхмәт. Сөһбәтләшкән Шөһрәт МӘСИМОВ. МУӘЛЛИПТИН:Көрүп турупсиләрки, пенсия билән тәминләш системисидики өзгиришләр анчила сезиләрлик әмәс. Әнди киргүзүлгән йеңилиқлар болса, уни техиму яхшилашқа, гражданлар үчүн аддийлаштурушқа вә уларниң пенсиягә чиқивелишиға шараит яритишқа қаритилған. Әгәр гезитханларда пенсия бәлгүләшкә һәм пенсия фондида топланған ахчисиға мунасивәтлик башқиму соаллар пәйда болса, “Гражданлар үчүн һөкүмәт” дөләт корпорациясигә вә пенсия топлаш фондиға мураҗиәт қилип, өзлирини қизиқтуруп-ойландуруватқан мәсилиләрни айдиңлаштуралайду.

271 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы