• Әхбаратлар еқими
  • 25 Шілде, 2018

Яркәнт юлтузиға һөрмәт

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Йеза егилиги ишләп-чиқиришиниң маһир тәшкилатчиси Азат Мәшүровниң аримиздин кәткинигә 18 жил болди. Бүгүнки күндә мәрһумниң туғулуп өскән ана жути Пәнҗим йезисида бир коча, шундақла йезидики А.Розибақиев намидики мәктәптә бир синип Азат Мәшүровниң намида атилиду.Йеқинда Панфилов наһийәси рәһбәрлигиниң тәшәббуси һәм уюштуруши билән барлиқ аңлиқ һаятини ана жутиниң ихтисади билән мәдәнийитиниң риваҗлинишиға беғишлиған җәмийәт әрбаби Азат Мәшүр оғлиниң намида Яркәнт шәһиридики бир коча аталди. У күни Азат Мәшүров намидики йеңи кочиға мәрһумни билидиған жут-җамаәтчилик вәкиллири билән биллә вилайәт, наһийә рәһбәрлири, жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар қәдәм тәшрип қилди. Дәсләп сөз алған наһийә һакими Темирлан Бектасов мәрһумниң һаяти , әмгәк паалийити һәққидә тәпсилий тохталди. Шундақла у Алмута вилайитиниң һакими Амандық Баталовниң тәбрик хетини йәткүзүп, мәрһумниң рәпиқиси, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси Дүрнәм Мөрдүн қизиға һөрмәт билдүрүп,чапан кийгүзди. Шуниңдин кейин минбәргә көтирилгән Алмута вилайәтлик ақсақаллар кеңишиниң рәиси, өз вақтида Азат Мәшүров билән бир сәптә болған Ермек Келемсейит, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Йолдаш Азаматов, Қазақстан Җумһурийитиниң Пәхрий журналисти Абдукерим Тудияров, пәнҗимлик Қурманғали Нүсипов, җәмийәтлик ишларниң активисти Реһимҗан Тохтахунов, коча турғунлири намидин Мәһәммәтҗан Мәңсүров вә башқилар Азат Мәшүровниң көп қирлиқ паалийити, алий вә инсаний пәзиләтлири һәққидә ейтип, униң билән биллә өткүзгән әстин чиқмас хатирилири билән ортақлашти. Өз новитидә Дүрнәм Мәшүрова өмүрлүк жүпти Азат Мәшүр оғлиниң исмини яд етип, ушбу мәрикини уюштуруватқан наһийә вә шәһәр рәһбәрлиригә, мәрасимға қатнишиватқан жутдашлириға, жирақ-йеқиндин қәдәм тәшрип қилған меһманларға, дост-яранлириға аилиси намидин миннәтдарлиғини изһар қилди. Дүрнәм Мөрдүн қизи бәзи бир йеңи коча турғунлириға, жүмлидин, мәрасим һарписида грек -рим күришидин Азия чемпиони аталған спортчи А.Қабдынасарға , шу күни сүннәткә олтарғузулған С. Босақовқа хатирә соғилирини тапшурди. Андин Ермек Келемсейит, Дүрнәм Мәшүрова билән Алмута вилайити һакиминиң орунбасари Жеңис Туяқов Азат Мәшүров намидики кочиниң рәмзлик лентисини қийди. У күни «Шатлиқ», «Жаркент әуендері» «Саһинур»ансамбьлири билән « Сапар» топи нахша-уссуларни иҗра қилип, көпчилик көңлидин чиқти. Талантлиқ сәнъәткар Санийәм Исмайил Дүрнәм Мәшүрованиң шеириға композитор Дилмурат Баһаров иҗат қилған «Яркәнт юлтузи» нахшисини дәсләпки қетим ижра қилип, Яркәнттин чиққан юлтузниң һаятини нахшиси арқилиқ күйлиди. Бу күни Азат Мәшүров намидики коча турғунлири билән жиғилған көпчилик Санийәм Исмайилниң нахшилиридин бәһриман болушти. Ахирида Азат Мәшүровниң роһиға беғишлап «Атлантик» кафесида нәзир берилди. Бу йәрдиму уни билидиған дост-яранлири иллиқ хатирилири билән ортақлашти. Панфилов наһийәси.

523 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы