• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 08 Тамыз, 2018

“Сән” билән “сиз” оттурисидики һөрмәт

Мәйли турмушта яки хизмәттә болсун, көпинчә кишиләр өзидин чоңларни «өзлири», «сили» қатарлиқ һөрмәт сөзлири билән атайду.Чоңларниң көргән-билгәнлири көп, улар бәлгүлүк турмуш тәҗрибисигә егә. Аримиздики қисмән кишиләр чоңларни худди тәңтушлиридәк «сәнләпла» чүшиду. Адәттә, тәңтушлар бир-бирини сәнлисә һечнәрсә билинмигини билән, чоңларни сәнләш уларни етирап қилмиғанлиқ, көзгә илмиғанлиқтур. Бәзиләр: «шундақ аташқа адәтлинип қаптимән» дәйду. Гәрчә сиз шундақ қариған билән, чоңлар ундақ қаримаслиғи, сиз тоғра чүшәнгән билән, чоңлар башқичә һисиятта болуши мүмкин. Адәм башқиларни һөрмәтләшни билгәндила, һөрмәт тапалайду, башқиларға әдәплик болғандила пәзилитини намайән қилалайду, башқиларға ярдәм бәргәндила, ярдәмгә қол йәткүзиду. Башқиларни һөрмәт қилғанлиқ маһийәттә өзимизни һөрмәт қилғанлиқтур. Навада сизни көзгә илмиған, һөрмәт қилишни халмиған, етиварсиз қариған бири «сәнләп» гәп қилса, «мени көзгә илмиди» дәп хапа болушиңиз турған гәп. «Сәнләш» башқиларға қопал туйғу берипла қалмай, аңлимаққиму һөрмәтсизликтин чүшәнчә бериду.Нәзәр салидиған болсақ, һәрқайсу жутларниң яш пәрқигә асасән чоңлар, оттура яшлиқлар, балилар вә аялларни чақирғанда толиму йеқимлиқ қоллинидиған дурданә сөзләрни үгинишимиз шәрт. Кишиләр арисидики мунасивәттә гәп-сөзниң силиқ, мәдәнийәтлик, илмий, әдәплик ейтилишиниң интонацияниң өлчәмлик болушиниң башқиларға беридиған тәсири вә башқиларни майил қилиш күчигә охшимайду. Шуңа конилар: «Буғдай ешиң болмиса, буғдай сөзүң йоқмиди», «Яхши сөз ташни яриду», «Қилиғи сәтниң гепи сәт» дәп бекарға ейтимиған. Әдәп-әхлақ, әнъәнә, илғар мәдәнийәт тәкитлиниватқан бүгүнки күндә гәп-сөзүмиз мәдәнийәтлик, һөрмәт түсигә тойсунки, һәргизму әксичә болуп қалмисун.

154 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы