• Әхбаратлар еқими
  • 08 Тамыз, 2018

Миллий әдәбиятимизниң җәвһири

(Язғучи, драматург Шайим Шаваевниң туғулғиниға - 80 жил) Шайим ака Шаваев ХХ әсирниң иккинчи йеримидики миллий әдәбиятимизниң истедатлиқ вәкили. У уруш жиллири туғулуп-өскән болсиму, китапханларни һәрдайим бәрпакарлиқлиққа йетәклигән язғучи. Шуңлашқа мән Шайим ака Шаваевни вақит вә бошлуқ үстидин ғалибийәт қазанған мәдәнийәт әрбаплири қатариға һеч иккиләнмәй қойимән. Чүнки әдип тиклигән бәдиий муһит алаһидә қайнамға егә болғачқа, у һәр вақит өзигә җиддий тартип туриду. Шу түпәйли китапхан униң әсәрлиридә яритилған һәрбир образ, тәбиийки, җәвһәр билән баравәр екәнлигини сезиду, униңдики парлиған қуяш нурини ениқ тәсәввур қилалайду. Әдипниң бойида әйнә шундақ истедат болғачқа, униң әсәрлири бирдинла кеңәш дәвридә наһайити иллиқ қобул қилинип, шан-шөһрәт елип кәлгән.ХХ әсирниң 70 жиллири яш язғучилар Турған ака Тохтәмов билән Шайим ака Шаваев уйғур әдәбиятиниң даңқини егиз көтәргәнлиги техи хәлқимизниң ядида. Улар қедимий уйғур әдәбиятиниң һәқиқий мәнадики варислири екәнлигини испатлиған еди. Шуңлашқа язғучиниң әсәрлиридә әхлақ тоқунушлирини җәзмән көрүшкә болиду. Шайим акиниң Москвада бесилған әсәрлири бепаян кеңәш зиминида қуяш кәби өзиниң нурини һәртәрәплимә чачти. Әдипниң 1975-жили «Гранатовый цветок» вә 1977-жили «Цветная тюбетейка» қатарлиқ повесть вә һекайилилиридин тәркип тапқан топламлири рус тилида йоруқ көрди. Төһпикар намайәндә кеңәш оқурмәнлири үчүн уйғур миллий әдәбиятиниң гөзәл тәққаслаш услублирини, миллий турмушниң муһим қир-сирлирини һәртәрәплимә тонуштурған еди. Қазақ хәлқиниң даңлиқ шәхслириниң бири Мурат Авезов Шайим ака Шаваевниң әсәрлирини наһайити жуқури баһалап, униң һекайә-повестлиридики поэтикилиқ аһаң вә гармониялик һадисиләрни тәпсилий тәкитләп өткән. У «уйғур миллий турмушиниң өзигә хас көрүнүшлирини сизишта алаһидә бир услуб таллавелип, үстүн маһарәт билән йезип чиққанлиғини» рәсмий тәкитлиди. Болупму қазақ әдәбиятшунасиниң тәриплиши билән ейтқанда, Шайим ака Шаваев «уйғур йезилиридики иҗтимаий типикилиқ көрүнүшләрни, атап ейтқанда, деханларниң йәргә болған еқидә, меһир-муһәббитини, уларниң кәч күздики хошаллиқ кәйпиятлирини, мол һосуллуқ пәйт-дәқиқилиридин пәйда болған уссул вә нахша-сазлирини, равап-дутар-тәмбир аһаңлирини, өтмүштики әҗдатлириниң яднамилирини, әҗрини вә җәлипкар ома нахшилирини, ушшақ бала-өсмүрләрниң чеқираш-вақираш, үшқетиш, омақ-қийғитишлирини» алаһидә бәдиий планда тәсвирләп бәргәнлиги үчүн китапханлар арисида бөләкчә шан-шөһрәткә еришкән. Уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти Мурат Һәмраевму бу вақиәләрдин интайин мәмнун болуп, «қедимий уйғур әдәбиятиниң гөзәл яшлиғи» дәп сүрәтлигән еди. Һәқиқәтәнму, бу утуқ-долқунлар миллий муһитимизни кәдимкидәкла силкип-қозғиди, роһий һалитимизни тәврәндүрди, алға қарап маңидиған ирадимизни чиңитти. У чағда уйғур әдәбиятиниң пешивалири билән йәңни түрүп мәйданға чиққан яшлар арисида сәмимий риқабәтчилик йүз бәрди. Бу тәвриниш Қазақстан диярида йеңи мәзмундики вә йеңи шәкилдики әдәбиятни қелиплаштурди. Бизниң әдәбиятимизға болған нәзәр күндин-күнгә күчәйди. Бу бәйгидә Шайим ака Шаваев өзиниң чечән тулпари билән алға қарап интилди. Әдипниң 1961-жили нәшир қилинған «Яш достларға», «Қарапайим кишиләр»намлиқ әсәрлиридин кейин, униңға шан-шөһрәт елип кәлгән «Имзасиз хәтләр», «Йоқалған қәләм», «Сехирлиқ ақ булутлар», «Чимәндопа» қатарлиқ повестьлири елан қилиниду. Шу жиллири униң уйғур театрида «Сениң қара көзлириң» вә «Акам ойлиниду» вә «Бегунаға бәш әйип» қатарлиқ романтикилиқ пафоста йезилған драма әсәрлири қоюлиду. Бу сәһнә әсәрлирини тамашә қилған уйғур яшлири узун вақит Уйғур театридин нери кетәлмигәнлиги һәққидә талай қетим ейтилған. Бу йәрдә һәқиқий мәнадики яшлиқ муһәббәт қоңғуриғи челинған еди. Шайим ака Шаваев «Биринчи муһәббәт» вә «Тойлар мубарәк» нахшилириниң мәтинини йезип, шу чағдики яшларниң ирадисини, өмүр нахшисини, көкләм ишқилирини, жүрәк сөйгү-отлирини вә уларниң интилиш-тәшвиш һәм арзу-арманлирини намайән қилған еди. Әдип 80 жиллиридин башлап уйғур классик шаири вә қиссәчиси Билал Назим һәққидә чоң роман йезишқа киришип, ХІХ әсир уйғур хәлқиниң сәясий-мәдәний вә иҗтимаий һаяти һәққидә мәлуматларни топлашқа башлайду. У жиллири Билал Назим дәвригә аит тарихий материаллар интайин аз еди. Шуңлашқа ғәзәлхан шаиримизниң иҗадиға қизиқиш күндин-күнгә күчийиду. Әдәбиятшунас алим Мурат Һәмраев көп издинишләр нәтиҗисидә, униң әсәрлирини рустиллиқ китапханларға тонуштуриду. Классик әдәбият тәтқиқатчиси, мәрһум алим Савут ака Моллаудов Билал Назимниң һаяти вә иҗадийитини мәхсус үгинишкә киришиду. Шайим ака Шаваев әйнә шу намайәндилиримиз билән Билал Назим яшиған дәвирни тәпсилий үгинишкә башлайду. Бу бир аддий иш болмиғачқа, наһайити көп вақитни тәләп қилатти. Мән Шайим акиниң һәрдайим иҗадийәт үстилидә олтарғанлиғини көрәттим. У романдин парчиларни маңа оқуп берәтти. Амма у өзи язған қисимлардин задила қанаәтләнмәтти. Язғучи наһайити муһим тарихий вақиәләр билән бирқатарда уйғур хәлқиниң ХІХ әсирдики сәясий-иҗтимаий вә мәдәний муһити һәққидә конкрет вақиәләрниң һәм мәлуматларниң йетишмәйдиғанлиғини тилға алатти. Шу түпәйли 1981-жили қоюлған «Билал Назим» сәһнә әсәридин көңли су ичмигәнлигини очуқ ейтип бәргән еди. Ушбу әсәрни йезиш үчүн әдипниң 20 жиллиқ вақти кәтти. Амма Кеңәш Иттипақи бәрбат болуп, йеңи мәлуматлар тепиш үчүн қолайлиқ шараит яритилди. У ана дияримизда елан қилинған миллий тарихимизға аит нурғунлиған китаплар билән тонушуп чиқишқа муйәссәр болди. Бу әсәрләр вә һөҗҗәтләр язғучиға зор мәдәт бәрди. Шу түпәйли, сәясий тәләпләрдин хали йеңи уйғур романи нәширгә тәйярланди. 2001-жили әдипниң мәзкүр «Билал Назим» романи елан қилинғанда, униң хошаллиғиниң чеки болмиди. Чүнки яркәнтлик қериндашлиримиз Билал Назимниң симасини уюл ташта яратқанда қандақ хошал болса, өзи уйғур әдипиниң тарихий обризини тиклигәнлигидин бәкму мәмнун болатти. Һәқиқәтәнму Шайим ака Шаваев тинмай издинишләр нәтиҗисидә тарихий романини йезип чиқип, көпчиликниң һөрмитигә бөләнди. Язғучиниң иҗадий мираси мунасип баһаланди, дәп ойлаймән. Әдип әсәрлиригә тегишлик жуқури һөрмәт-баһасини һаят вақтида алди. Амма униң армини уйғур иҗаткарлириниң арисида аммибап «Илһам» мукапити еди. Амма әдипкә бу мукапат несип болмиди. Уни 2010-жили шәпқәтсиз әҗәл аримиздин бемәзгил елип кәтти. Алимҗан ТИЛИВАЛДИ, Қазақстан пәнләр академияси М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, профессор.

596 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы