• Иҗтимаий мәсилә
  • 08 Тамыз, 2018

Балини мәктәпкә тәйярлаш қанчә туриду?

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Мана, бираз вақиттин кейин йеңи оқуш жили башлиниду. Демәк, ата-анилар балилирини мәктәпкә тәйярлаш тәрәддутини көрүватиду дегән сөз. Әлвәттә, һәм баһаси, һәм сүпити җәһәттин, адәмни толуқ қанаәтләндүридиған кийим-кечәк, оқуш қурал-җабдуқлирини тәйярлаш оңай әмәс. Шундақ екән, һазир бир балини мәктәпкә тәйярлаш қанчә туриду? Биз мошу соалға җавап издәп, базарларни арилап, баһаларни билип қайттуқ.Тәкитләш лазимки, һазир, йәни базар ихтисади дәвридә, һәммимиз үчүн товар таллаш имканийәтлири наһайити кәң. Пәқәт ихтисадий мүмкинчиликлириңиз яр бәрсә болди. Униңдин ташқири, һазир Алмутида көплигән базарлардин ташқири чоң сода мәркәзлириму нурғун. Бизму, биринчи новәттә үгинип қалған базарға кәлдуқ. Дәсләп бийилқи баһаларни өткән жилдики баһалар билән селиштурдим. Баһаларда хелила пәриқ бар. Мәсилән, өткән жили Түркиядә ишләнгән «базири иштик» оғул балиниң мәктәп формисини 14-15 миң тәңгигә елишқа болатти. Бийил 18 миң тәңгидин кам әмәс. Хитайниңки, йәни – Беҗинниң заводлирида чиқирилған мәктәп формилири 14-15 миң тәңгә әтрапида. Амма сүпити җәһәттин хелила төвәнлиги ейтмисамму чүшинишлик. «Көрүватисәнғу, һазир доллар баһаси күндин-күнгә өсүватиду. Бизма шуниңға риайә қилишқа мәҗбур. Товарниң һәммисини долларға һесаплап алимиз. Илгири август ейида мәхсус мәктәп йәрмәңкилири өтидиған. Шу йәрмәңкиләрдә бираз болсиму әрзән баһада сетивелишқа болатти. Башқа айларда мәктәп формисини сетивелиш қийинирақ болидиған. Һазир ундақ әмәс. Товар җиқ. Жил бойи мәктәпкә керәк һәммә нәрсини алалайсән», дәйду бир содигәр тонушум. Әлвәттә, оғул балиға қариғанда қиз балини кийиндүрүш қиммәткә тохтайду. Қизлар үчүн сарафан баһаси 8 миң тәңгә, сүпәтлик блузкилар 3500 тәңгидин башлиниду. Қисқиси, оғул балиға һаҗәт асасий һәммә нәрсини елиш үчүн 26 миң тәңгә керәк екән. Буниңға 2500 тәңгилик көйнәк, 5000 тәңгигә костюм, 5000 тәңгигә тәнтәрбийә дәриси үчүн костюм, 4500 тәңгигә туфли, 3000 тәңгигә спорт аяқ кийимини елишқа болиду. Қиз балини кийиндүрүш болса, 29 миң тәңгигә тохтайду. Мошуниң һәммиси оттура баһалар. Йәни бизгә көрсәткән кийим-кечәкләр Түркиядә яки Хитайда чиқирилған. Базарларда Польшида яки Россиядә чиқирилған сүпити жуқури кийим-кечәкләрму бар, әлвәттә. Уларниң баһаси қиммәт. Қошумчә қилсақ, биз көргән баһалар башланғуч синип оқуғучилириниң кийим-кечәклири. Әнди жуқарқи синип оқуғучилири үчүн кийим-кечәкләр елиш үчүн қошумчә йәнә 15-20 миң тәңгә хәшләйсиз. Дәптәр, қәләм, қериндаш, бояқлар вә башқа мәктәпкә керәк ушшақ-чүшәкләрни сетивелиш үчүн йәнә 3500 тәңгә, сумкиға 2500 тәңгә һаҗәт болиду. Бу базарлардики баһалар. Әнди Алмутиниң чоң сода мәркәзлиридиму мәктәп формисиниң содиси қизиветипту. «Биз мәктәп формисини жил бойи сатимиз. Мәвсүм алдида айрим йеникчиликләрни тәклип қилимиз. Мәсилән, һазир мәктәп формисиниң баһалирини 5-10 пайизға чүшәрдуқ. Униңдин ташқири, дайимлиқ херидарлиримиз үчүн йәнә қошумчә йеникчиликләрму бар. Сентябрьда болса, биз баһаларни 70 пайизға төвәнлитимиз. Бирақ у вақитта 7-12 яшлиқ балиларға кийим-кечәкләрни тепиш қийин. Һазир қизлар үчүн мәктәп формисиниң баһаси 25 миң тәңгә, оғул балилар үчүн 36 миң тәңгә туриду. Көйнәкләрниң баһаси 6-8 миң тәңгә, сумкилар 7 миң тәңгә әтрапида», дәйду балилар кийимлири бутигиниң егиси. Көрүп турумизки, базар билән сода мәркизидики баһаларниң айримчилиғи хелә бар. Чоң дуканларда һәр қандақ товарниң сүпәт сертификати бар. Сүпәтлик кийим демәкчи, өткәндә җумһурийитимизниң баш санитар врачи Ж.Бекшин мәктәп формисиниң гигиенилиқ тәләпләргә мувапиқ болушини алаһидә тәкитлиди. «Мәктәп формисиниң сиртқи қәвитиниң тәркивидә тәбиий талчиқлар – жуң, пахта, ипәкниң үлүши 30 пайиздин кам болмаслиғи лазим. Кийимниң әстәри 100 пайиз тәбиий рәхттин болуши шәрт. Бу тәләпләр немишкә қоюлиду? Сәвәви, бала мәктәп формисида күнигә 5-6 саат жүриду. Мошу вақитта кийим-кечәк балини қисмай, һава өткүзүп туруши лазим. Шундақла бала үчүн бош сумкиниң салмиғи бир килограммдин ашмаслиғи керәк”. Һазир мәктәп формисини чиқириватқан қазақстанлиқ ширкәтләрму бар. Әйнә шу ширкәтләр тәвсийә қиливатқан башланғуч синип оқуғучилири үчүн мәктәп формисиниң баһаси 15 миң тәңгә, жакети вә көйнигиниң һәр қайсисиниң баһаси 4-5 миң тәңгә, галстуклар 100-1500 тәңгә әтрапида болуватиду. Буму базарлар билән селиштурғанда бирқәдәр жуқури. Шундақ қилип, бир балини мәктәпкә тәйярлаш оттура һесап билән 50-60 миң тәңгә болидекән. Әнди икки-үч балини мәктәпкә тәйярлашниң қанчигә тохтайдиғинини өзиңиз һесаплап көрүң. Болупму, йеза йәрлиридә көпбалилиқ аилиләр үчүн балиларни оқутуш қийин екәнлиги чүшинишлик. Шуңлашқа һәр жили җумһурийәт даирисидә «Мәктәпкә йол» акцияси уюштурулиду. Мәзкүр акция 1-августта башлинип 30-сентябрьда аяқлишиду. «Мәктәпкә йол» акцияси бийил онинчи қетим өтиду. Өткән он жил ичидә мошу акция даирисидә 2 миллион 600 миңдин ошуқ балиға умумий көләми 17 миллиард 800 миллион тәңгилик ярдәм көрситилди. Мәлумки, бу акцияға һамийларни җәлип қилиш арқилиқ иҗтимаий тәминати начар аилиләрниң балилири мәктәпкә һаҗәт барлиқ нәрсиләр билән тәминлиниду. Әгәр мошу акцияға қатнишимән дегүчиләр болса Пән вә билим министрлигиниң балилар һоқуқини һимайә қилиш комитетиниң «111» номери арқилиқ умумий әхбарат мәркизигә мураҗиәт қилса болиду. Қошумчә әхбаратни шундақлаwww.bala-qqk.gov.k сайтидин елишқиму болиду.

245 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы