• Спорт
  • 15 Тамыз, 2018

Москвадин олҗилиқ қайтти

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Туран университетиниң студенти Рәхим Һәйдәровниң Шәриқниң йәкму-йәк күрәш түри билән мәшиқлиниватқиниға он жилға тақап қалди. Мошу жиллар мабайнида униң қол йәткүзгән утуқлири аз әмәс. Йеқинда у Москва шәһиридә өткән хәлиқара очуқ турнирға қатнишип, өз салмақ дәриҗиси бойичә І орунға сазавәр болди. Күрәшниң бу түри һәрхил йөнилишни өз ичигә алғанлиқтин, униң билән мәшиқлиништә бираз қийинчилиқларниң бар екәнлиги көпчиликкә яхши мәлум. Шундақ болсиму, Рәхим Һәйдәров өзиниң тиришчанлиғи һәм спортқа дегән иштияқи түпәйли бүгүнгә қәдәр мәғлубийәткә қариғанда ғалибийити тола яшлиримизниң бири. Униң мәшиқни башлиған дәсләпки күнлиридинла қабилийәтлик екәнлигини байқиған устази Арслан Туғанбай яш спортчиниң келәчигидин үмүтләнгән һалда, уни дайим қоллап-қувәтләп кәлди. Рәхимниң ейтишичә, бу мусабиқигә Қазақстандин 15 спортчи иштрак қилипту. Қизиқарлиғи, уларниң һәммиси дегидәк алдинқи орунларға қол йәткүзгән һәм башқилардин алаһидә пәриқләнгән һалда, елимиз шәнини ишәшлик қоғдиған. Буниңдин мәмнун болған спортчиларниң ата-анилири билән мәшиқләндүргүчиләрниң хошаллиғида чәк болмиди. Болупму шагиртлиридин пәхирләнгән улар йәниму чоң турнирларға тәйярлиқни башлавәтти. Өз новитидә, бизму оқушта әла вә спортта егиз чоққилардин көрүнүп келиватқан Рәхим Һәйдәровқа утуқ-муваппәқийәт тиләймиз.

236 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы