- Әхбаратлар еқими
- 15 Тамыз, 2018
Үч тилда сөзләйду
Әнди Алмутида җәмийәтлик транспортта бекәтләр қазақ, рус тиллири билән биллә инглиз тилида елан қилинидиған болиду.Бу лайиһә шәһәрниң гөзәл җайлиридин өтидиған барлиқ автобусларда әмәлгә ашурулмақчи һәм август ейиниң ахириғичә ишқа қошулиду. Униңдин ташқири, барлиқ автобус вә троллейбусларда еланлар үч тилда йезилиду. Еланларда бехәтәрлик қаидилири, маршрутлар вә һәқ төләш тоғрилиқ әхбаратлар болиду. Бу һәққидә «Туризм саһасидики бизнес имканийәтләрниң һарписида» намлиқ “дүгләк үстәлдә” ейтилди. Униңда Vіsіt Almaty ширкити туризмни тәрәққий әткүзүшниң стратегиясини тәвсийә қилди. “Дүгләк үстәл” давамида инвесторлар, туризм саһасидики ширкәтләр, ресторан вә меһманханилар вәкиллири мошу мәсилигә мунасивәтлик өз пикирлири билән ортақлашти.
«Чәтәллик туристни җәлип қилиш үчүн комплекслиқ услубларни, шуниң ичидә хизмәт көрситишни йүксәлдүрүшни тәләп қилиду. Биз һазир Универсиада-2017 меһмандостлуғи программисини актив давамлаштуруватимиз. Бу меһманларни қарши елишқа мунасивити бар, йәни аэропорт, төмүрйол, автобус, кассирларни өз ичигә алидиған мәхсус программа», деди Vіsіt Almaty ширкитиниң мудири Камила Луқпанова.
Тәтқиқатларниң нәтиҗилири көрсәткинидәк, Алмутиға Россия, Хитай, Өзбәкстан, Түркия, Таҗикстан вә Украинидин туристлар көп келидекән.
473 рет
көрсетілді0
пікір