• Әхбаратлар еқими
  • 15 Тамыз, 2018

Изгү тиләкләр мәйрими

Қурван һейти – Ислам динидики әң чоң мәйрәмләрдин болуп, һиҗрийә жили һесавидики Зулһәҗҗә ейиниң (һаҗилиққа бериш ейи) 10-күни, йәни Роза һейтидин кейин йәтмиш күн өткәндә нишанлиниду. Бу вақит дәсләп Муһәммәт пәйғәмбәр тәрипидин бәлгүләнгән. Бийил Қурван һейти 21-август – сешәнбә күнигә тоғра келиватиду.Қурван һейтида Роза һейтидики удумлар билән бирқатарда униңдин пәриқлинидиған тәрәплириму бар. Җүмлидин һейт намизини оқуп болғичә, адәттә, һечнәрсә истимал қилмай, намаздин кейин қурванлиқ үчүн союлған қой гөшигә еғиз тегиш мусулманлар үчүн наһайити чоң совап һесаплиниду. Бу мәйрәмниң түп-маһийити һәҗ мәрасими билән бағлиқ. Маддий имканийити бар, йол жүрүш азаплириға чидайдиған балағәт йешидики һәрбир мусулман өмридә бир қетим һәҗгә, йәни Мәккә зияритигә бериш вә у йәрдики өзигә хас бирқанчә ибадәт мәрасимлирини бәҗириш лазим. Бу тоғрилиқ Қуръан Кәримдә мундақ дейилиду: “Қадир болған кишиләргә Алла йолида һәҗ өйини – Кәәбини, зиярәт қилиш пәриз қилинди...” (“Ал-имран” сүриси, 97-айәт). Бу күни пүткүл дуния мусулманлири пәйғәмбәр Ибраһим әләйһиссаламниң қурванлиқ қилғанлиғиниң хатирисигә беғишланған Қурван һейтини нишанлайду. Алла: “Пәрвардигариң үчүн намаз оқуғин вә қурванлиқ қилғин” (“Қуръан Кәрим”, “Кәвсәр” сүриси, 2-айәт) дәп өз бәндилиригә қурванлиқ қилишни буйриған. Қудрити йетидиған һәрбир мөмүн мусулманниң қурванлиқ қилиши тәвсийә қилиниду. “Аллаға уларниң гөшлири вә қанлири йетип бармайду, Аллаға йетидиғини пәқәт силәрниң тәқвадарлиғиңлар. Алланиң силәрни өзиниң әһкамлириға йетәклигәнлигини улуқлишиңлар үчүн Алла уларни силәргә әшундақ бойсундуруп бәрди. Яхши иш қилғучиларға (ахирәттә бәхиткә еришидиғанлиғи билән) хуш хәвәр бәргин” (Қуръан Кәрим”, “Һәҗ” сүриси, 37-айәт). Ислам әнъәнилири бойичә, қурванлиқ қилидиған мал гөшиниң үчтин бир қисми яки, һәтта, һәммиси намратларға тарқитилип берилиду, чүнки қурванлиқ Алла үчүн қилиниду вә у муһтаҗларға пайда елип кәлсә, қурванлиқ қилғучи келәчәк һаятида Алланиң рәһим-шәпқитигә еришиду. Қурван һейтиниң асасий мәрасими Мәккидә өткүзүлиду. Ривайәт қилинишичә, нәқ мошу йәрдә, Кәәбәниң вә муқәддәс Зәм-зәм булиғиниң йенида Ибраһим әләйһиссалам Алланиң әмригә итаәт қилип, өз оғли Исмайилни қурванлиқ қилишқа тәйяр болған. Пүткүл дуния мусулманлири өзлириниң чоң мәйрими – Қурван һейти күни әтигәндә мечитларға берип, һәммә дәқәмдә һейт намизини оқуйду. Андин қәбирстанға берип, вапат болған уруқ-туққан, қериндашлириниң қәбирлирини зиярәт қилиду, уларниң роһиға атап дуа қилиду. Қурван һейти үч күн давам қилиду. Бу күнлири мөмүн мусулманлар уруқ-туққанлирини, әл-ағинилирини, холум-хошнилирини йоқлайду, бемарлардин һал сорайду. Қурван һейтиңлар мубарәк болсун, әзиз қериндашлар!   Һейт шатлиғи Қурванлиқ қилмақ ваҗип мусулманға, Мели барға, пули барға, һәрбир җанға. Лекин бәзи һиммити зор пеқирлар бар, Чин ихласи салар көпни һаяҗанға. Бир қурванлиқ орниға онкән бәрикәт, Баянида Қуръанниң ушбу һәқиқәт. Қолдин бәрмәй бу пурсәтни совап тапқан, Һаятида өтәр хошал сүрүп раһәт. Һейттин-һейтқа йәттуқ аман миң бир шүкүр, Мәзмунға бай, әгәр һейттәк өтсә өмүр. Һейт шатлиғи илһам бәргәч жүригимгә, Шеир яздим, болмисиму пикрим өткүр. Қериндашлар-бурадәрләр, һейт мубарәк, Достлуқ, бирлик – шу әмәсму алий тиләк. Тиләкләр һәм дуалар иҗавәт болса, Мундин артуқ бизгә йәнә нә керәк?! Кишиләрниң өзара болмай ятлиғи, Давамлашсун узаққа һейт шатлиғи! Шәмсимуһәммәт НИЯЗОВ, Пәнҗим йезиси, Панфилов наһийәси.

651 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы