• Әхбаратлар еқими
  • 22 Тамыз, 2018

Әл қоғдиған жигитләр

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Яркәнт чегара отрядиға бийил 95 жил толди. Бир әсиргә йеқин тарихи бар мәзкүр отрядта қанчилигән ширғуран чегаричи жигитләр хизмәт қилип, әл бехәтәрлигини күзәткәнлиги, уларниң җәңгиварлиқ йоли һәққидә талай йезилди вә йезиливатиду. Бүгүн биз мәзкүр чегара отрядиниң 2091-һәрбий қисмида өзиниң һәрбий хизмитини шәрәп билән өтәватқанларниң мәдәний һаяти тоғрилиқ гәп қилмақчимиз. Жуқури җавапкәрликни, һошиярлиқни, еһтиятчанлиқни тәләп қилидиған бу һәрбий хизмәттики жигитләр тинимсиз вә тәшвишлик күнләрни баштин кәчүрүп жүрүп, мәзкүр қисимда оркестр тәшкил қилип, ансамбль қуруп, нахша ейтип, саз челип, һәрхил байқаш-көрүкләргә қатнишип, униңда пәқәт баш мукапатлиқ орунларға егә болуп келиватиду.Яркәнт чегара отрядиниң 2091-қисмидики һәрбий оркестрниң дирижери вә ансамбльниң бәдиий рәһбири Пәрһат Илиев билән хәвәрләшкинимиздә, улар чегаричилар күни һарписида елимиз пайтәхти Астанада гастрольлуқ сәпәрдә болуп, һүнәрлирини намайиш қиливатқанлиғини ейтти. Биз чегаричи жигитләр билән ана жутиға, йәни һәрбий қисимға кәлгәндин кейинла учришип, сөһбәтлишиш пурситигә егә болдуқ. Чүнки мәзкүр ансамбль әзалири техи йеқиндила һәммимиз дағдуғилиқ нишанлап өткән Астананиң 20 жиллиқ мәрикисигә һәм хәлиқара һәрбий оюнлар байқишиға қатнишип қайтқан еди. Бу қетим кәспий мәйрими һарписида йәнә яш пайтәхттики байқаш-фестивальда һүнәр көрситиш бәхтигә еришкән екән. – Елимиз мустәқиллик алған дәсләпки жиллири һәрбий қисимда ансамбль тәшкил қилиш тәкливимиз бирдин әмәлгә ашти, – дәйду чегаричи жигитләр. – Бизниң оркестрғиму, ансамбльғиму бийил 25 жил толди. Пүвдәп чалидиған һәрбий саз әсваплириниң мутәхәссислири – бир топ жигитләр җәлип қилинип, һәрбий оркестр һәм «Пограничные сердца» ансамбли тәшкил қилиниду. Әлвәттә, дәсләпки жиллири хелә қийинчилиқларға дуч кәлдуқ. Һәрбий нахша-сазларни иҗра қилиш жуқури маһарәтни тәләп қилидиғу. Шуниң үчүнму вақит билән һесаплашмай, һәрбий хизмәт, новәттики күзәтчиликләр билән мәшиқләрни биллә елип бардуқ. Иқрар қилиш керәкки, уйқисиз түнләр новәтчиликкә алмишип, тириштуқ, интилдуқ. Нәтиҗидә 25 жил давамида бизниң оркестр билән ансамбльниң бармиған йеримиз, арилимиған шәһиримиз қалмиди десәмму болиду. Һәр жили әнъәнивий түрдә өтидиған оркестрлар байқишиға қатнишиватимиз. Атап ейтсақ, ахирқи икки-үч айниң өзидила гастрольлуқ сәпәрләр билән байқашларда жүрүп өй көрмидуқ. МДҺ әллириниң бирқатар шәһәрлиридә болдуқ, хәлиқара «Әскері керней» байқишида баш мукапат, җумһурийәтлик «Виват Қазақстан», «Қасиетті шекара күзетінде», «Жас ұлан» байқашлириға қатнашип, биринчиликни қолдин бәрмәй келиватимиз. Чегаричи жигитләр репертуаридики вәтәнпәрвәрлик мавзуға йезилған нахшилар билән һәрбий музыкиларни наһийә аһалисиму сөйүп тиңшайду. Новәттики қетим чегара отрядиниң 95 жиллиқ мәрикиси мунасивити билән наһийәлик Мәдәнийәт өйидә уюштурулған хәйрихаһлиқ концерти сөзүмизниң испати. Бу концертта улар һәрбий нахшилар билән уйғур, қазақ, рус вә башқиму милләтләрниң нахша-уссуллиридин түзүлгән концертлиқ программисини намайиш қилип, униңдин чүшкән мәбләғни муһтаҗ җанларға ианә қилди. Чегаричиларниң бу хилдики хәйри-еһсанлиқ ишлири буниң биләнла чәкләнмәйду. Астанада болуп өткән һәрбий парад дефиледин кәлгән чегаричиларни 2091-һәрбий қисим командири, подполковник А.Печуркин тәбрикләп, тәшәккүр изһар қилди. Панфилов наһийәси.

431 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы