• Кәсипдаш һәққидә сөз
  • 22 Тамыз, 2018

Дәсләпкиләрниң бири

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Мәлумки, 1957-жили «Коммунизм туғи» гезитиниң (һазирқи «Уйғур авази») чиқиши Кеңәш Иттипақида истиқамәт қиливатқан уйғурларниң һаятида чоң вақиә болди. Гезит хәлиқниң иҗтимаий-ихтисадий, мәдәний, мәнивий һаятида чоң роль ойнашқа башлиди. Әлвәттә, гезитни чиқириш оңай болмиди. У дәвирдә кадр мәсилиси җиддий турғанлиғи һәммигә мәлум. Шуңлашқа гезитниң дәсләпки хадимлириниң зиммисигә чүшкән җавапкәрликни, еғирчилиқларни чүшинивелиш тәс әмәс. Гезит дәсләп йоруқ көргән жиллири кәспий журналистларниң аз болуши түпәйли гезит ишиға башқа саһа егиси болсиму, амма әдәбиятқа, иҗатқа йеқин шәхсләрму җәлип қилинди. Әйнә шундақ инсанларниң бири Решит Кичиков еди. Решит ака һаят болғинида, бийил 90 яшқа толаттекән.Йеқинда униң чоң оғли Рушидин Кичиков билән учрашқинимда, дадиси һәққидә нурғун мәлуматларни елишқа муйәссәр болдум. Бизниң фамилиямизниң өзигә чушлуқ «тарихи» бар екән,— дәйду Рушидин ака. — Мениң қошқа бовам, йәни бовам Абдиримниң дадиси Шәрип дегән киши пака бойлуқ, чуғи кичик адәм болған екән. У Һәрәмгә берип кәлгәндин кейин жутдашлири униң исмини атимай «Кичик һаҗим» дәттекән. Шу «кичик» ләқими түпәйли бизниң фамилиямиз Кичиков болуп қалған. Болмиса әсли биз Шәриповлар. Дадам рәмити өзиниң әҗдатлири тоғрилиқ наһайити қизиқ һекайиләрни қилип бәргинидә, зоқуң келидиған. Өзи әсли кәспи бойичә математик болсиму йезишқа хумар еди. Қизиқ йери, мән туғулған күни у «Коммунизм туғи» гезитиға ишқа орунлишипту. Апамниң ейтип беришичә, шу күни у туғутханиға келип апамға: «Мән бүгүн әң бәхитлик адәм. Оғлум туғулди һәм өзәм яхши көргән ишқа кирдим» дегән екән. Шуңлашқа болса керәк, аилимиздә миллий гезитимизға болған һөрмәт дайим жуқури. Решит Кичиков 1928-жили Яркәнт шәһиридә туғулған. Атиси Абдирим өз заманиға лайиқ билим алған көзи очуқ, зияли адәм болған. У өткән әсирниң 20-жиллири «Зәрват» мәктивидә оқуған. Мәзкүр мәктәпни тамамлиғандин кейин һәрхил жилларда партия саһасида мәсъул хизмәтләрдә, мәктәпләрдә муәллим, илмий мудир, мудир болуп ишлигән. Абдирим ака билән Алийәм һәдә сәккиз пәрзәнт тепип, тәрбийиләп қатарға қошқан. Уларниң арисида аилиниң тунҗиси Решитниң орни алаһидә. У ата изини бесип, Яркәнт педтехникумини тамамлайду. Билим дәргаһини тамамлиғандин кейин Қаратал, Панфилов наһийәлиридә муәллим, илмий мудир болуп ишләйду. Иштин қол үзмәй Алмутидики Қазақ педагогика институтини сирттин оқуп тамамлайду. Решит ака өзи иҗадийәткә йеқин болғачқа, муәллим болуп ишләватқан пәйтлиридә наһийәлик гезитларда чоң-кичик мақалилири йоруқ көрүп турди. Жуқурида ейтқинимиздәк, «Коммунизм туғи» гезити чиқишқа башлиғанда кадр мәсилә җиддий турди, йәни мақалә йезишни билидиғанлар йетишмәтти. Шу сәвәптин җай-җайлардин йезишқа иштияқи барлар тәклип қилинишқа башлиди. Әйнә шуларниң арисида Решит Кичиковму болди. Решит ака өзи үчүн йеңи саһаниң ишини чин иштияқи билән үгинишкә башлиди. Алий билимлик, җәмийәтниң барлиқ саһалиридин азду-тола хәвири бар, ана тилини яхши билидиған, муһими йезишқа иштияқи зор Решит ака үчүн журналистикини өзләштүрүш қийин болмиди. Униңдин ташқири, у тәбиитидин әмгәкчан вә өзигә тәләпчан еди. Шу түпәйли Решит Кичиков тез аридила редакция ишиға қоюқ арилишишқа башлиди. Униңға Мәхсүт Норузов, Тудахун Нәзәров, Қурван Тохтәмов, Нурәхмәт Исмайилов, Һезим Бәхниязов охшаш кәсипдашлириму йеқиндин ярдәм қилди. Решит Кичиковниң қәлимигә мәнсүп очерклар, репортажлар, мақалилири гезитханлар арисида чоң қизиқиш һасил қилди. Жиллар өтүп у қәлими өткүр журналистлар қатаридин көрүнди. 1964-жили болса, СССР Журналистлар иттипақиға қобул қилинди. Гезитта бираз тәҗрибә топлиған журналист әнди өзини телевизия вә радиожурналистикида синап көрүшни тоғра көриду. Шундақ қилип, у 1969-жили өз ихтияри билән Өзбәкстан телевизия вә радиоаңлитиш дөләт комитетиниң чәт әлләргә радиоаңлитиш уйғур редакциясигә Қазақстан бойичә өз мухбири болуп ишқа орунлишиду. Тәҗрибилик журналист әнди уйғурлар зич яшайдиған наһийәләрдин материалларни көпләп уюштуриду. Қазақстанда әмгәк мәйданида, илим-пәндә, спортта, сәнъәттә зор утуқларға йәткән уйғурларни өзбәкстанлиқларға тонуштурди, муһим вақиәләр һәққидә өз вақтида хәвәрләр берип турди. Шу түпәйли Решит Кичиковниң исми Өзбәкстандиму тонулушқа башлиди. Униң пидакаранә әмгиги мунасип баһалинип, бирнәччә қетим Өзбәкстан телевизия вә радиоаңлитиш дөләт комитетиниң пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнди. У 1977-жили «Коммунизм туғи» гезитиға қайтип кәлди. Гезитта әдәбий хадим, бөлүм башлиғи сүпитидә гезитниң мәзмунлуқ вә сүпәтлик чиқишиға өз үлүшини қошти. Әпсус, 1982-жили иҗадийәтниң камалитигә йәткәндә, йәни бари-йоқи 55 йешида туюқсиз дуниядин өтти. Решит Кичиковниң өмүрлүк җүпти Почунай Бурһанова пүткүл аңлиқ һаятини мәрипәткә беғишлиған инсан. Улар үч пәрзәнт тепип, тәрбийиләп қатарға қошти. Чоң қизи Һәдийәм медицина саһасини хадими. Оғли Рушидин һазир «Asіa Contіnental Aіrlіnes» авиакомпаниясииниң президенти, Меҗит болса кәспий-техникилиқ билимгә егә. Жуқурида Решит акиниң оғли Рушидин Кичиковниң ейтқинидәк, «Уйғур авази» гезити уларниң аилисидә алаһидә орунни егиләйду. Шуңлашқа болса керәк, Рушидин ака гезитимизниң йеқин достлириниң бири. Узун жиллардин бери у дайим муштири топлаш мәвсүмидә онлиған адәмләрниң гезит муштири болушини тәминләп кәлмәктә. Униңдин ташқири, гезитқиму қолидин кәлгән ярдимини айимайдиған һамийлиримизниң бири. Решит Кичиков – гезитимизниң ишини җанландурған шәхсләрниң бири. Демәк, униң исми гезит тарихида қалидиғанлиғи сөзсиз. Мошу мақалиму униң ярқин испати. Сүрәттә: Р.Кичиков (оңда) кәсипдашлири билән (1970-жиллар).

272 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы