• Бизниң сөһбәт
  • 22 Тамыз, 2018

Дилнур РӘЙХАН: «Бизгә һисдашлиқ билдүргүчиләр көпийиватиду»

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Өткәндә тәһриратимизға Франциядин кәлгән социолог алимә Дилнур Рәйхан қәдәм тәшрип қилған еди. Биз, пурсәттин пайдилинип, меһманни сөһбәткә тәклип қилдуқ.– Дилнур, дәсләп өзиңизни тонуштуруп өтсиңиз? – Мән тарихий Вәтинимиздә, Ғулҗа шәһиридә туғулуп өстүм. Мошу йәрдә уйғур мәктивидә оқудум. Кейин Лянҗоу шәһиридә алий билим алдим. Кәспим – йеңичә учур тарқитиш коммуникациялири мутәхәссиси. Шуниңдин кейин Үрүмчидә институтта өз мутәхәссислигим бойичә хитай тилида дәрис бәрдим. Бу ишим вақитлиқ болди. Ишсиз қалғандин кейин, Франциягә кәттим. – Чәт әлгә кетишкә немә сәвәп болди? – Мән институтта савақдашлиримға нисбәтән яхши оқудум. Хитай савақдашлирим оқушни тамамлапла яхши ишларға орунлашти. Мәнму шундақ болиду дәп ойлидим. Амма Үрүмчигә кәлгәндә, жуқурида ейтқинимдәк, вақитлиқ ишқа қобул қилиндим. Сәл өтүпла ишсиз қалдим. У пәйтләрдә билими, әқли болсиму очуқтин-очуқ уйғур балилирини ишқа қобул қилмаслиқ кәң қанат яйған еди. Шуңлашқа чәт әлгә чиқип кетишкә мәҗбур болдум. Униңдин ташқири Европиға берип, журналист болуп, уйғурлар тәғдирини тонуштуруш мәхситимму болди. Франциягә келип тил үгинип, «әхбарат технологиялири» вә «мигрантлар социологияси» мутәхәссислиги бойичә билим алдим. Социология бойичә докторантурини тамамлидим. Өткән жили болса, докторлуқ диссертацияни һимайә қилдим. Алтә жилдин буян Францияниң Шәриқшунаслиқ институтида уйғур тилидин дәрис беримән. Униңдин ташқири Инженерлар институтида Хитайниң геосәясити бойичә лекцияләр оқуймән. – Франциядә уйғурларға, уйғур тилиға қизиқиш қандақ? – Алаһидә тәкитләш лазимки, пәқәт Франциядила алий оқуш орнида уйғур тили оқутулиду. Башқа Европа дөләтлиридә уйғур тили оқутулмайду. Амма чоң қизиқиш бар дәп ейтиш қийин. Шәриқшунаслиқ институтида уйғур тили түркшунаслиқ факультетида оқутулиду. Йәни уйғур тилини һазир уйғуршунаслар, түркшунаслар, хитайшунаслар үгиниватиду. Униңдин ташқири, уйғур тарихиға, мәдәнийитигә қизиққучилар тил үгәнмәктә. Қошумчә қилсам, Шәриқшунаслиқ институтида уйғур тилини оқутуш тәстиқләнгичә мән өзәм халиғучиларға уйғур тилини үгәттим. Бу йәргә кәлгәндә дәсләп наһайити қийин болди. Тил үгиниш, йеңи шараитқа үгиниш дегәндәк. Бир жил давамида тил үгәндим. Шуниңдин кейин оқушқа чүштүм. Шәхсән өзәм ана тилимдин башқа хитай, француз, инглиз вә түрк тиллирини йетүк билимән. – Һазир Франциядә яшаватқан уйғурлар нурғунму? – Франциядики уйғурлар пәқәт билим елиш үчүнла кәлгәнләр. Әнди Европиниң башқа дөләтлиридики қандашлиримиз көпирәк сәясий пана сорап кәлгәнләр болуп һесаплиниду. Франциядә, мениң билишимчә, бәш йүзгә йеқин уйғур аилиси бар. Уларниң һәммиси алий билимлик, йеши оттуздин алқиғанлар. Улар асасән әхбаратлиқ технологияләр саһалирида ишләйду. Мәсилән, Варис Җанбаз компьютер технологиялириниң доктори. Муқәддәс Меҗит дегән қизимиз маңа охшаш иҗтимаий пәнләр билән шуғуллиниду. Дилинур дегән қериндишимиз алий билимлик тәрҗиман. У қиз Бирләшкән Милләтлар Тәшкилатида хәлиқара жиғинларда тәрҗиманлиқ қилиду. Демәкчи болғиним, Франциядә дөләтниң ярдимигә тайинип яшаватқан уйғур йоқ. Һәммиси дегидәк өз билими, әқли билән пул тепип, һаят кәчүрүватиду. Биз мошуниңдин он жил илгири, йәни институтларда оқуватқан пәйтлиримиздә, «Оғуз» студентлар бирләшмисини қурған едуқ. Мәзкүр бирләшмини қуруштики мәхситимиз — уйғур миллитиниң тарихини, мәдәнийитини, сәнъитини тонуштуруш болди. Шу мәхсәттә 2013-жили Франциядә дәсләпки қетим уйғуршунаслиқ конференциясини өткүздуқ. Қизиқ йери, шу күнгә қәдәр Европа әллиридә уйғурларға мунасивәтлик өткән илмий конференцияләр «Шинҗаңшунаслиқ конференцияси» дәп өткүзүләттекән. Униң сәвәви, Шинҗаңда пәқәт уйғурларла яшимайду, башқа милләтләрму бар дегән пикир қелиплишип қалған екән. Амма бизниң тарихий Вәтинимиздә мутлақ көпчилик уйғурлар болуши керәкку?! Шуңлашқа биз бу мәсилидә өз мәвқәмиздә қаттиқ турдуқ. Шу жили өткән конференциягә дунияниң барлиқ дөләтлиридин уйғуршунасларни тәклип қилдуқ. «Париждики уйғур һәптилиги» дәп атилип кәткән бу конференциядә көп мәсилиләрни тәһлил қилдуқ. Францияликләргә уйғур мәдәнийитини, сәнъитини, тарихини тонуштурдуқ. Уйғур таамлириниң дәмини тартип көргән французларниң миллитимизгә болған қизиқиши ашти. Уйғур тилини үгинимиз дегүчиләрму көпәйди. Биз, йәни «Оғуз» бирләшмисиниң әзалири, «Уйғурларға нәзәр» дегән журнални нәшир қилишни қолға алдуқ. Мошу күнгә қәдәр журналниң сәккиз сани йоруқ көрди. Журналимиз уйғур вә француз тилида чиқиду. Мениң билишимчә, һазир бу журнал Европа әллиридики уйғуршунаслиқ бойичә бирдин-бир уйғур тилидики илмий журнал. Биз ғәрип уйғуршунас алимлириниң илмий мақалилирини таллап нәшир қилимиз. Журналда бәш уйғур вә он француз ишләймиз. Илмий мақалилардин ташқири уйғур шаир-язғучилириниң әсәрлирини, французлар үчүн уйғур тили дәрислирини турақлиқ берип туримиз. Шундақла бизниң журналда тарихий Вәтинимиздә болған чәтәллик сәяһәтчиләрниң мақалилири, сәпәр тәсиратлири йоруқ көриду. Журнал Франциядики он нәччә университетиниң уйғуршунаслиқ бойичә материал мәнбәси болуп һесаплиниду. Шу оқуш орунлириниң китапханилирида сақлиниду. Францияниң ташқи, ички, мәдәнийәт министрликлири, Париждики чәт әл дөләтләр консулханилири бизниң муштирилиримиз. Журнал умумән он сәккиз дөләткә тарқайду. Алаһидә тәкитләш лазимки, журнал сәясий вә диний мәсилиләрдин тамамән жирақ. Биз пәқәт илмий, әдәбий, мәдәний мәсилиләрни муһакимә қилимиз. — Европиниң башқа дөләтлиридә яшаватқан уйғурлар билән арилишип турамсиләр? — Мунасивитимиз асасән Интернет, иҗтимаий торлар арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Мәлумки, башқа дөләтләрдики қандашлиримизниң сәясий паалийәтлири күчлүк. Мән, жуқурида ейтқинимдәк, биз сәясий паалийәттин жирақ. Асасән уйғур мәдәнийитини, сәнъитини, тарихини тәшвиқат қилимиз. Бизниң асасий қураллиримиз – мәдәнийитимиз, таамлиримиз, уссуллиримиз, музыкимиз. Сәясий паалийәттә, йәни байрақ көтирип наразилиқ акциялирини өткүзгәндә чәтәлликләргә миллитимизни паҗиәсини чоңқур һис қилдурулмаймиз. Әнди мәдәний чарә-тәдбирләр давамида мана мошундақ тарихи, сәнъити бар милләт йоқап кетиш алдида турғанлиғини ейтсақ, башқичә көзқараш шәкиллиниду, бизгә һисдашлиқ билдүргүчиләр көпийиду. Бу мениң шәхсий пикрим, мени тоғра чүшиниду, дәп үмүт қилимән. Мән буни бирдин-бир тоғра йол дәп ейтиштин жирақмән, әлвәттә. Шундиму он жил давамидики паалийитимиздә бу йөнилишниң нәтиҗидарлиқ болуватқанлиғиға көз йәткүзүватимиз. Илим-пәндә «юмшақ күч» дәп аталған бу васитә арқилиқ хәлқимизниң һазирқи паҗиәлик әһвалиға дуния җамаәтчилигиниң диққитини җәлип қиливатимиз. «Юмшақ күч» билән уйғурларниң дуния мәдәнийити, тәрәққияти үчүн қанчилик муһим екәнлигини билдүрүмиз. Бизниң мәдәний паалийәтлиримиздә «уйғур дегән ким, уларниң һазирқи әһвали қандақ?» дегән соаллар қоюлиду. Биз әһвалимизни ейтқанда һисдашлиғи ашиду, тәрәпдарлиримиз көпийиду. Униңдин ташқири, биз мошу паалийәтлиримиз билән дуния җамаәтчилиги алдида “уйғур” дегән милләтниң иҗабий обризини яритимиз, позитив пикирләрни шәкилләндүримиз. Әпсус, мошу «юмшақ күчниң» иқтидарини толуқ пайдилиналмайватимиз. — Бу қетим Қазақстанға немә мәхсәтләр билән кәлдиңиз? — Қазақстанға иккинчи қетим келишим. Бу сәпирим давамида Қирғизстан, Қазақстан вә Өзбәкстанда болумән һәм социолог алим сүпитидә илмий тәтқиқатларни елип бериватимән. Асасий мавзу – чәт әлләрдики уйғур диаспорисидики аялларниң җәмийәттики роли, орни. Мошу йәрдә алаһидә тәкитләйдиған әһвал шуки, илгиридинла җәмийәттә чоң роль ойниған уйғур аяллири наһайити көп болған. Әпсус, уларниң һәммисиниң исим-нәсибилирини биливәрмәймиз. Санақла қәһриман қизлиримизниң исимлири яхши тонуш. Беваситә тәтқиқат ишлиримға кәлсәм, умумән, аялларниң җәмийәттики роли өсмәктә. Ханим-қизлар һәрқандақ ишларда алдинқи сәптин көрүнмәктә. Амма җәмийәттә өмлүк, бирлик мәсилилири җиддий туруватиду. Болупму Қирғизстанда бу җәриян наһайити қийин әһвалда. У йәрдә миллитимиз сани аз болғачқа, иттипақсизлиқниң ақивәтлири еғир болуветипту. Ечинарлиқ әһвал. Әнди Қазақстанда уйғурлар илгиридинла яшап келиватиду. Сан җәһәттинму хелә нурғун. Шуңлашқа иттипақсизлиқ ақивәтлири көп билинмәйду. Униңдин ташқири, Қазақстанда алий билимлик аяллар сани нурғун, демәк, аяллар роли өскән. Әр кишиләрниңму заманға лайиқ сәвийәси өзгириватиду. Шуңлашқа болса керәк, аялларниң авази көп аңлинишқа башлиди. Бу мошу йәрдикила иш әмәс, бу пүткүл дунияда йүз бериватқан җәриян. Қошумчә қилсам, Қазақстанда дөләт тәрипидин мәдәнийитимизни, ана тилимизни, сәнъитимизни, урпи-адәтлиримизни сақлап, тәрәққий әткүзүшкә әҗайип шараитлар яритилған. Атмиштин ошуқ ана тилида билим беридиған мәктәпләр бар екән. Йәнә тәкрарлаймән, буларниң һәммиси наһайити муһим. Дунияниң башқа дөләтлиридә, һәтта тарихий Вәтинимиздә мошундақ имканийәтләр йоқ. Шуңлашқа пүткүл дуния уйғурлириниң нәзәри — Қазақстанда. Қазақстан миллийлигимизни сақлап қелишниң муқәддәс җайи. Әнди қазақстанлиқ уйғурлар мошуниң қәдрини биләмду, шу имканийәтләрдин толуқ пайдилиниватамду? Әпсус, қазақстанлиқ қандашлирим буни толуқ һис қилмайветипту. Мана йеқинда Челәк тәвәсидә болдум. Бәзи йезиларда уйғур мәктәплиригә бала топлаш қийин болуветипту. Айрим ата-анилар балилирини өзгә тилларда оқутмақчикән. Растимни ейтсам, һәйран қилдим. Буниңдин артуқ ахмақлиқ болмиса керәк. Аңлиғиним, уйғурчә оқуған балиниң келәчиги йоқ екәнмиш. Алим вә дуниядики тонулған алимлар билән тонуш болуш сүпитим билән дәйдиғиним, илим-пәндә чоң утуқларға йәткән уйғурларниң тохсән пайизи өзиниң ана тилида билим алған. Пәқәт ана тилида билим алған инсанла миллитиниң дәрдини билиду, униң келәчигини ойлайду. Демәк, уйғурлуғумизни сақлап қелишни, келәчәктә заманға лайиқ милләт болушни халайдекәнмиз, пәрзәнт тәрбийисигә алаһидә көңүл бөлүшимиз шәрт. Илмий тәтқиқатлирим давамида мошу мәсилигиму көңүл бөлүватимән. — Келәчәктә қандақ планлириңиз бар? — Мән, жуқурида ейтқинимдәк, биз оқуватқан пәйтлиримиздә «Оғуз» студентлар бирләшмисини тәшкил қилған едуқ. Бирләшмә паалийити түпәйли уйғурларни французларға тонуштурушқа муйәссәр болалидуқ. Әнди һазир һәммимиз оқушларни тамамлидуқ. Йешимизму чоң болди. Демәк, студентлар бирләшмиси даирисидә иш қилиш әқилгә мувапиқ әмәс. Мошуниңдин икки жил илгири биз Европа уйғур институтини қуруш лайиһисини қолға алдуқ. Бу институт классикилиқ чүшәнчидики билим беридиған алий оқуш орни әмәс. У милләтниң мәдәнийәт орни. Парижда Финляндия, Швеция, Курт институтлири бар. Шуңлашқа бизму мошу ишни қолға алдуқ. Бизниң мәхситимиз – миллитимиз тарихини, мәдәнийитини, урпи-адәтлирини тәтқиқат вә тәшвиқат қилидиған, Европа дөләтлиридә уйғурлар үчүн мәркәз болидиған институтни бәрпа қилиш. Францияниң он чоң институти бизниң лайиһини қоллап-қувәтләватиду. Улар бекардин-бекар һечкимни қоллимайду. Биз шундақла билимгә хуштар уйғур балилириниң Европа алий оқуш орунлирида билим елишиға ярдәмлишишни халаймиз. Мошуниңдин икки жил илгири тарихий Вәтинимизгә берип, яшларни таллап, чәт әлләрдә оқутушни қолға алған едуқ. Әпсус, у йәрдики вәзийәт кәскин өзгирип кәткәнликтин, ишимиз тохтап қалди. Һазир биз қазақстанлиқ яшларғиму шу имканийәтләрни яритишни халаватимиз. Биз Европида һәқсиз оқутумиз дәп вәдә бәрмәймиз. Мошуни алаһидә тәкитлигүм келиду. Биз пәқәт йол-йоруқ көрситимиз, шараитларни яритимиз, артуқ чиқимлар болушиниң алдини алимиз. Сәвәви, шәхсән өзәм Европиға кәлгәндә наһайити көп артуқ чиқимларға йол қоюптимән. Мән уни кейин чүшәндим. Тил билмигәчкә, гаңгирап қалған пәйтлиримизму болди. Әйнә шундақ вақитта бизгә йол көрсәткидәк адәм яки бир мәркәз болмиди. Европа уйғур институтиниң лайиһисини тәйярлиғанда мошуларғиму көңүл бөлдуқ. Униңдин ташқири, институт тәшкил қилинса, униң дөләт органлири алдидики дәриҗисиму өсиду. Һәрқандақ мәсилини биз салаһийәт билән оттуриға салимиз һәм гепимизму өтиду. Нәшрият ишиниму җанландурушни мәхсәт қиливатимиз. Уйғур классик вә заманивий әдәбиятиниң, уйғур алимлириниң әмгәклирини Европа тиллириға тәрҗимә қилип, нәшир қилиш планимизму бар. Франциядики уйғурлар вә француз достлиримиз бизниң лайиһини қоллиди. Әлвәттә, институтни ечиш үчүн нурғун мәбләғ һаҗәт. Шуңлашқа мошу сәпәр давамида Европа уйғур институтиниң лайиһисини қандашлиримға тонуштуруватимән. Мүмкин, сахавәтлик ака-һәдилиримиз чиқип, ярдәм қолини сунуп қалар дегән үмүтимизму бар. — Сөһбитиңизгә рәхмәт.

312 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы