• Әхбаратлар еқими
  • 28 Тамыз, 2018

Асасий Қанун – тәрәққият капалити

Мәлумки, Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини алғандин бери бесип өткән йол дайим дағдам болғини йоқ. Йәтмиш жилдин ошуқ вақит өмүр сүргән Кеңәш Иттипақи парчиланғандин кейин мустәқилликкә еришкән дөләтләр алдида наһайити қийин мәсилиләр турди. Сәясий түзүмниң өзгириши яш дөләтләргә тәрәққиятниң түрлүк йоллирини издәп тепиш, заманға маслишиш ишлирини әмәлгә ашуруш тәливини қойди.Шу нуқтәий нәзәрдин қариғанда, дөләтләрдә «қандақ йолни таллаймиз?» дегән соалға җавап тепиш күн тәртивигә көтирилди. Илгири ички вә ташқи ишларни Москва арқилиқ һәл қилип «үгинип» қалған йеңи дөләтләр рәһбәрлириниң дәсләп беши гаңгирап қалғанлиғиму сир әмәс. Йәтмиш жил давамида «иҗил-инақ, достлуқта яшап» кәлгән хошна дөләтләр арисида зиддийәтләр көпәйди. Айрим мәмликәтләрдә гражданлар уруши башланди. Таҗикстанда, Тағлиқ Қарабахта (Әзәрбәйҗан вә Әрмәнстан арисидики тоқунуш), Грузиядә қанлиқ тоқунушлар йүз бәрди. Йүз миңлиған адәмләр вапат болди, миңлиған адәмләр болса, вәтинини ташлап қечишқа мәҗбур болди. Мошуниң һәммиси ахирқи жигирмә бәш жилда йүз бәргән вақиәләр. Әйнә шу жиллири шундақ җиддий мәсилиләр яш дөләт — Қазақстан алдидиму турди. Мустәқил Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаевниң дана сәясити түпәйли елимиз өзигә хас йолни таллавалди. Алаһидә тәкитләш лазимки, елимиздә чоң «силкинишләр» йүз бәрмиди. Президент Қазақстанниң әң чоң байлиғи елимиздики течлиқ һаят, милләтләрара разимәнлик, достлуқ екәнлигини, әйнә шу қәдрийәтләрни сақлап қалғандила утуққа йетидиғинимизни дайим қәйт қилди. Чүнки 130дин ошуқ милләт иҗил-инақ яшаватқан, кеңәш дәвридә «достлуқ лабораторияси» дәп аталған Қазақстан үчүн бу наһайити муһим еди. Шу сөзләрниң, чүшәнчиләрниң, қәдрийәтләрниң қанчилик дәриҗидә муһим вә дурус екәнлигигә бүгүнки таңда һәммимиз көз йәткүзүватимиз. Мустәқилликниң дәсләпки жиллири моҗут болған вәзийәтниң мурәккәплигигә қаримай, биз ихтисадий вә иҗтимаий ислаһатлар жүргүзүш йолини таллидуқ. Дуния үчүн очуқ, заманға лайиқ тәрәққият йолиға чүшкән, базар ихтисадиға йүзләнгән дөләткә айландуқ. Шу жиллардики җәмийәттә йүз бәргән қийинчилиқлардин биз Конституция арқилиқ чиқтуқ. Мәлумки, һәрқандақ конституция дөләтчиликниң асасий бәлгүси, дөләтниң сәясий вә һоқуқ һөҗҗити болуп һесаплиниду. У алий юридик күчкә егә. Конституция дөләтниң һоқуқ, сәясий, ихтисадий системилирини ениқ көрситип бериду. Шундақла у мәмликәтниң қурулуш мәхсәтлирини әкис әткүзидиған тәсис қилғучи һөҗҗәт. Демәк, һәрқандақ дөләттә қобул қилинидиған һәрхил қанунлар мәмликәтниң Асасий Қануниға, йәни Конституциягә мувапиқ болуши лазим. Дунияниң көплигән дөләтлиридә конституция рефередумлар, тәсис жиғинлири яки Парламент тәрипидин қобул қилиниду. Мәсилән, Украина, Өзбәкстан, Молдова, Грузияниң әмәлдики конституциялири Парламент тәрипидин қобул қилинған. Әнди Болғария, Бразилия, Румыния, Камбоджа, Колумбияниң асасий қанунлири тәсис жиғинларда қобул қилинған екән. Қазақстан (1995-жилдики), Россия, Белоруссияниң әмәлдики конституциялири болса, дөләт рәһбәрлири тәрипидин тәйярлинип, умумхәлиқ референдумида қобул қилинди. Қазақстан Җумһурийитиниң Конституцияси 1995-жили 30-август күни умумхәлиқ референдумида қобул қилинди һәм шу жили 5-сентябрь күни күчигә кирди. Бу мустәқил Қазақстан қобул қилған иккинчи конституция болуп һесаплиниду. Есиңларда болса, Қазақстанниң суверен дөләт сүпитидә конституцияси 1993-жили 28-январьда қобул қилинған еди. Һазир биз елимизниң ихтисадий, сәясий, иҗтимаий тәрәққиятини тәһлил қилсақ, Конституциядики асасий принципларниң әмәлгә ашурулуватқанлиғини байқаймиз. Мошу йәрдә «у қандақ принциплар?» дегән соалниң туғулуши тәбиий. Биринчи новәттә, мән җәмийәтлик разимәнлик вә сәясий турақлиқ принципини атап көрсәткән болар едим. Чүнки бу принцип дөләтниң, униң институтлириниң, сәясий партияләр, җәмийәтлик бирләшмиләрниң, Вәтининиң келәчигигә бепәрва қаримайдиған гражданниң паалийитидә муһим роль ойнайду. Йүз оттуздин ошуқ милләт яшаватқан мустәқил дөлитимиздә течлиқ, сәясий турақлиқ һөкүм сүрмәктә. Мән, жуқурида тәкитлигинимдәк, бу бизниң әң чоң байлиғимиз, утуғимиз, тәрәққиятимиз капалити. Һәммимизниң пайдиси үчүн хизмәт қилидиған ихтисадий тәрәққият пәқәт дөләтниңла әмәс, аддий хәлиқниң, бизнес қурулумларниң паалийитидики муһим йөнилишләрниң биригә айланди. Билимизки, Конституциядә җәмийәттә ихтисадий ислаһатларни әмәлгә ашурушқа алаһидә көңүл бөлүнгән. Президент Нурсултан Назарбаев мустәқиллигимизниң дәсләпки жиллири бәлгүлигән “Дәсләп ихтисат, андин кейин сәясәт” дегән пикри толуқ өзини ақлиди, дәп ишәшлик ейталаймиз. Чүнки дөләт дайим хәлиқ паравәнлигини биринчи орунға қоюп кәлгән. Шуңлашқа һазир Қазақстан дунияда иҗтимаий асаси мустәһкәм дөләт сүпитидә етирап қилиниду. Униңға дәлил сүпитидә Президентниң «Бәш иҗтимаий тәшәббусини» кәлтүрмәкчимән. Башқисини ейтмиғанда, «7-20-25» программисиға охшаш программа сабиқ Кеңәш Иттипақи тәркивидә болған дөләтләрниң һечқайсисида йоқ. Нәқ мошу программа қазақстанлиқларни турушлуқ өй билән тәминләшниң әҗайип үлгиси. Һазир программа ишқа қошулди. Бу пәқәт бирла мисал. Ундақ мисалларни көпләп кәлтүрүшкә болиду, әлвәттә. Конституциядики йәнә бир асасий принципларниң бири — Қазақстан вәтәнпәрвәрлиги принципи. Чүнки биз бәрпа қиливатқан җәмийәт асаслириниң мустәһкәм екәнлигини, һәрбир гражданниң өз Вәтинини сөйүш, уни һимайә қилиш муқәддәс вәзиписи екәнлигини һәммимиз яхши һис қилимиз. Шуңлашқа пәрзәнтлирини қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләш һәрбир ата-аниниң муқәддәс борчи. Тәкитләш лазимки, дөләттики муһим мәсилиләрни демократик усуллар билән һәл қилишқа алаһидә көңүл бөлүнүп келиватиду. Буму асасий принципларниң бири. Конституциядә һәрбир гражданға сайлиниш, сайлаш һоқуқи, сөз вә етиқат әркинлиги һоқуқлири капаләтләндүрүлгән. Асасий Қанунда инсан һаяти, һоқуқ вә әркинлиги дөләтниң алий байлиқлири сүпитидә бәлгүләнгән. Биз, қазақстанлиқ уйғурлар, Конституциядә көрситилгән һоқуқ-әвзәлликләрни пайдилинип, җәмийитимизниң барлиқ саһалирида паалийәт елип бериватимиз, униң тәрәққиятиға мунасип һәссә қошуватимиз. Қошумчә қилсам, депутат сүпитидә қанун лайиһилирини тәйярлиғанда һәм қобул қилғанда жуқурида тәкитләнгән принципларға алаһидә әһмийәт беримән. Конституция тоғрилиқ гәп қилғанда, умумий өйүмиз – Қазақстанда миллий мәдәнийитимиз, маарипимиз, мәтбуатимизни тәрәққий әткүзүш үчүн барлиқ шараитлар яритилиғанлиғини алаһидә тәкитлигүм келиду. Мошуниң һәммиси Конституция тәрипидин капаләтдүрүлгәнлигини чоңқур һис қилимиз. Демәк, миллий тәрәққиятимиз пәқәт өз қолумизда. Конституцияниң новәттики сәнәси нишанлиниватқан бу күнләрдә барлиқ қазақстанлиқларни сәмимий тәбрикләймән һәм паравәнлик, утуқ тиләймән. Шаһимәрдан НУРУМОВ, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҚХА Кеңишиниң әзаси, ҖУЭМ рәиси.

502 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы