• Әхбаратлар еқими
  • 28 Тамыз, 2018

“Болашақ” стипендияси берилди

Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықованиң рәислигидә Чәт әлләрдә кадрларни тәйярлаш бойичә җумһурийәтлик комиссияниң новәттики мәҗлиси болуп өтти. Гүлшара Әбдиқалықова кеңәшмини ечип, “Болашақ” программисиниң бийил 25 жиллиғини нишанлаватқанлиғини, униң жуқури квалификациялик мутәхәссисләрни тәйярлашқа муһим һәссә қошуватқанлиғини атап көрсәтти. Униң тәкитлишичә, мошу жилларда 13 миңға йеқин стипендия берилип, һазир мәмликәт ихтисадиниң түрлүк саһалирида ишләватқан он миңдин ошуқ салаһийәтлик кадр тәйярланди. Назарбаев Университетиниң бир топ алимлири “Болашақ” хәлиқара программисини әмәлгә ашурушниң нәтиҗидарлиғини баһалаш мәхситидә уни эконометрикилиқ тәһлил қилди. Тәтқиқат нәтиҗилири “Болашақ” стипендиясиниң өзиниң нәтиҗидарлиғини көрсәткәнлиги тоғрилиқ гувалиқ қилиду. Мәмликәт ихтисатниң барлиқ секторлири үчүн жуқури квалификациялик мутәхәссисләргә егә болди. Мәсилән, кардиохирургия саһасидики программиниң учумкарлири һәқсиз 32 миңдин ошуқ операция қилди. Әнди бир операцияниң баһаси 300 миңдин 10 миллион тәңгә әтрапида. Мәҗлис даирисидә Қазақстан Җумһурийитиниң Билим вә пән министрлиги Чәт әлләрдә кадрларни тәйярлаш бойичә җумһурийәтлик комиссияниң тапшурмилирини орунлаш тоғрилиқ әхбарат бәрди. Комиссияниң қарари билән 128 үмүткарға стипендия берилди, улар магистратура һәм докторантуриларда оқуйду, шундақла дунияниң йетәкчи илмий вә ишләпчиқириш мәркәзлиригә стажировкиға әвәтилиду.

426 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы