• Әхбаратлар еқими
  • 28 Тамыз, 2018

“ҚазМунайГаз” IPOға чиқишқа тәйяр

Президент Нурсултан Назарбаев “ҚазМунайГаз” МК” акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Сауат Мыңбаевни қобул қилди.Учришиш давамида Дөләт рәһбиригә миллий компанияниң биринчи йерим жиллиқтики паалийитиниң асасий йәкүнлири вә йеқин истиқбалға бәлгүләнгән планлар тоғрилиқ доклад қилинди. Нурсултан Назарбаев “ҚазМунайГаз” акционерлиқ җәмийитиниң Қазақстанниң барлиқ нефть-газ лайиһилиригә қатнишиватқан чоң ишләпчиқириш холдинглириниң бири болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди вә энергетика секторини техиму тәрәққий әткүзүш үчүн компанияниң иқтидарини пайдилинишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. – Бүгүнки күндә “ҚазМунайГаз” мәлум тәрәққият дәриҗисигә йәтти вә қурулумни оптималлаштурушни, технологиялик җәриянларни рәқәмләштүрүшни һәм IPOға чиқишқа тәйярлиқ көрүшни өз ичигә алидиған өзгәртиш басқучида туруватиду, – деди Қазақстан Президенти. Сауат Мыңбаев шундақла Дөләт рәһбиригә энергия ресурслириға болған дуниявий баһаларниң компанияниң пайдисини шәкилләндүрүшкә тәсир қилиши шараитида нефть базарлиридики әһвал тоғрилиқ доклад қилди. Учришиш йәкүни бойичә Нурсултан Назарбаев бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

466 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы