• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 10 Қыркүйек, 2018

Уйғур нахшиси Австралиядә яңриди

Исми пәқәт уйғур хәлқигила әмәс, Япония, Австралия қатарлиқ әлләргиму тонулған, уйғур хәлиқ нахшилири вә муқамлириниң маһир иҗрачиси Шөһрәт Турсунниң Австралиядә өткән «Уйғур он икки муқами» фестивалида рак муқамини жуқури маһарәт билән орунлап, тамашибинлар алқишиға еришкәнлиги һәққидә хәвәр бу күнләрдә иҗтимаий торларда кәң тарқалмақта. Шөһрәт Турсун уйғур дияриниң Ғулҗа шәһиридә, мәрипәтлик сәнъәткарлар аилисидә дунияға кәлгән вә кичигидинла уйғур хәлиқ нахша-музыкилири билән муқам садалирини аңлап өскән. Дадиси Турсун Ғулҗида һөрмәткә сазавәр сазәндә вә сәнъәт устази болғачқа, Шөһрәт 6 йешидин башлапла униңдин дутар челишни, муқам вә хәлиқ нахшилирини ейтишни үгәнгән. Көп қирлиқ талант егиси Шөһрәт Турсун мәктәпни пүтәргәндин кейин Беҗиндики театр университетиға оқушқа чүшиду. Бу йәрдә Иззәт Ильяс, Адил Меҗит, Ниҗат Нияз охшаш даңлиқ сәнъәткарлар билән қатар тәлим алғандин кейин, 1986-жили автоном районлуқ опера өмигигә хизмәткә орунлишиду. 1989 – 1995-жиллири Япониядә кәспий билимини мукәммәлләштүриду. У уйғур муқамлиринила әмәс, һәтта япон хәлқиниң қедимий нахшилириниму бабиға йәткүзүп орунлап, йәрлик аһалиниму мәһлия қилиду. Шундақла Япониядә «12 муқам» намлиқ музыка пластинкисини чиқирип тарқитиду. Талантлиқ сәнъәткар 1999-жили аилиси билән Австралиягә көчүп бариду. Униң өмүрлүк җүпти Рамилә ханим турмушниң әң қийин күнлиридиму униңға мәдәт берип, қоллап келиватқан пидакар инсан. Сәнъәткарниң камаләткә йәткән иҗрачилиқ маһарити, ичидин орғуп чиққан сап уйғур роһи, чоңқур иштияқ билән орунлиған хәлиқ нахшилири вә музыкилири, муқамлири билән сәнъәт саһасида муваппәқийәт қазанған көп қирлиқ сәнъәткар сүпитидә мухлислири арисида алаһидә иззәт-еһтирамға егә. Шуңлашқа австралиялик тамашибинларму униң нахшилирини наһайити қизғинлиқ билән қобул қилди. www.rfa.org

210 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы