• Спорт
  • 10 Қыркүйек, 2018

“Аси” – қош турнирниң ғалиби

Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ғəйрəт йезисида адəттикидəк футбол мəвсүми өз пəллисигə йəтти. Алтинчи жил уда өтүватқан йеза чемпионатида бийил «Аси» командиси ғалип чиқти. Иккинчи вə үчинчи орунларни «Абай» билəн «Дехан» командилири егилиди. Әлишер Савутов, Назим Һаки, Васип Гиҗаев, Рамзан Махмут, Ялчин Левировлар турнирниң «Əң яхши оюнчиси» мукапитиға сазавәр болди. Бийил иккинчи қетим өтүватқан «Мəшрəп кубоги» үчүн болған турнирдиму асилиқлар биринчиликни қолдин бəрмиди. Иккинчи орунға «13 район» командиси еришсə, үчинчи орунға «Дехан» командиси муйəссəр болди. Йеқинда жутимизда өткән новəттики мəшрəп әйнә шу футбол ишқивазлириға беғишланди. Униңда «Мəшрəп кубоги» кочиларара турнирда ғалип чиққан командилар Пəхрий ярлиқ вə кубок билəн мукапатланди. Андин йеза футболини дайим қоллап-қувəтлəватқан вə ветеран футболчиларға тəшəккүрнамилар тапшурулди. Футбол мəвсүминиң өз дəриҗисидə өтүшигə үлүшини қошқан жигитбеши Руслан Иминовқа, И.Саттаров намидики оттура мәктәпниң мудири Əзимҗан Мəрүповқа, Яшлар кеңишиниң рəиси Ришат Турғановқа, шундақла Тайир Савутовқа, Қудрəт Исмайиловқа, Бəхтишат Мəмəтбақиевқа вə Ефрат Абдуғаповқа йеза футбол ишқивазлириниң миннəтдарлиғи чəксиз. Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ. Əмгəкчиқазақ наһийəси.

483 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы