• Йеңилиқлар
  • 07 Қыркүйек, 2012

«Мәһәммәтниң прокурор оғли»

Шаймәрдан Мәһәммәт оғли Шәрипов Уйғур наһийә-синиң Шуңқар йезисида 1962-жили Мәһәммәт вә Тиллахан Шәриповларниң аилисидә туғулған. Мәктәп босуғисиниму дәсләп шу Шуңқар йезисида атлиған. 1974-жили, шараит-вәзийәткә бола, Мәһәммәт аилиси билән Алмутиға йеқинирақ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Раһат йезисиға көчүп кәлди вә Шаймәрдан Алмута шәһиригә қатнап оқуп, 12-қазақ оттура мәктивини әла баһалар билән тамамлайду. У мәктәптә оқуп жүргинидә математика пәнигә бәк қизиқатти һәм бу җәһәттин қабилийитиниң үстүнлүги билән көзгә чүшкән еди. Бирақ қолиға шаһәдәтнамә алғандин кейин, немишкиду, һөҗҗәтлирини Қазақ дөләт университетиниң әдлийә факультетиниң тәйярлаш бөлүмигә тапшурди. Уни әла баһалар билән тамамлап, студент аталди... Университетни тамамлиғандин кейин, Шаймәрданниң намзити җумһурийәт прокуратура органлирида ишләш үчүн әң мунасипларниң бири сүпитидә көздә тутулди. У чағларда әдлийә саһаси бойичә мутәхәссислик егилигән яшларни ишқа тәхсим қилиш билән пәқәт Москва шуғуллинатти. Мана шу принцип асасида пайтәхттин кәлгән комиссия Шаймәрданни Чимкәнткә вилайәтлик прокуратуриға ишқа әвәтти. Яш мутәхәссискә натонуш шараитта тәртип-интизамниң, адәмләр һоқуқлириниң һимайә қилиниши йолида бар билим-қабилийитини ишқа селишқа тоғра кәлди. Йәнә бир тәрәптин, Шаймәрданға йәрлик урпи-адәт,  әнъәниләрни  вә, һәтта, адәмләрниң психологиясиниму үгинишкә тоғра кәлди. Университетта алған билими билән әмәлияттики тәҗрибә уни утуқларға йетәклиди, йәниму тиришип әмгәк қилишқа дәвәт қилди. Шуниң үчүн болса керәк, уни бир нәччә қетим партия вә кеңәш органлирида ишләшкә тәклип қилди. Ваһаләнки, Шаймәрдан Мәһәммәт оғли илгиридин виждан хаһиши бойичә таллавалған йолиға садиқлиғини сақлап қалди. 1993-жили һәр қандақ ишқа җавапкәрлик билән қарашқа адәтләнгән Ш.Шәриповни Алмута вилайәтлик прокуратурисиға алаһидә муһим ишлар бойичә тәргәвчи сүпитидә ишқа тәклип қилди вә у йеңи хизмитини вилайәт наһийәлириниң биридә, наһийәлик банк башлиғи, наһийәлик малийә бөлүминиң башлиғи, наһийәлик дөләт ғәмсизләндүрүш бөлүминиң башлиғи вә башқа бир түркүм лавазимлиқ шәхсләргә мунасивәтлик қозғалған җинаий ишни тәргәв қилиштин башлиди. У җинайәтләр асасән пара бериш — пара елиш, малийәвий мәккарлиқлардин ибарәт еди. Шаймәрдан Шәрипов тәрипидин жүргүзүлгән тәргәв ишлири нәтиҗисидә әйипләнгүчиләрниң җинайити толуқ ениқлинип, нәтиҗидә улар тегишлик җазалирини алди. Шаймәрдан Мәһәммәт оғли тәрипидин жүргүзүлгән әйнә шундақ тәргәв ишлири нәтиҗисидә Қапчиғайдики «Банк ишлири» дәп аталмиш җинайәтму толуғи билән паш қилинған еди. Яш болсиму, үнүмлүк паалийәт елип бериватқан Шаймәрданниң бу утуқлири тоғрилиқ өз вақтида җумһурийәтниң бирқанчә қәрәллик нәширлиридә тәпсилий йезилди. Нәтиҗидә Шаймәрданниң «Банк саһасидики малийәвий җинайәтни тәргәв қилишниң «Шәрипов усули» дәп аталған тәҗрибә методикиси ишлинип чиқти. Әйнә шу методика бойичә 1996-жили Қазақстан Җумһурийитиниң Баш прокуратуриси хәлиқара конференция өткүзгән еди. Мәзкүр конференциядин кейин Шаймәрданни бир нәччә қетим өзи учум болған билим ордисиға илмий-педагогикилиқ ишқа тәклип қилди. Амма униң әмәлий ишлар билән шуғулланғуси келәтти. Чүнки у өз ишиға пүтүн вуҗуди билән берилип кәткән еди. 1995-жили вилайәттики йезиларниң биридә адәм өлтүрүш факти йүз берип, бәш жил давамида у бойичә жүргүзүлгән тәргәв ишлириниң ахири чиқмай кәлгән еди. Ахирида шу җинайәтни тәргәв қилиш Шаймәрданға тапшурулған еди. Шуңлашқа Шаймәрдан җинайәт йүз бәргән йезида бир нәччә ай қонуп дегидәк ишлиди. Нәтиҗидә, рәт қилип болмайдиған испатлар билән җинайәтчи паш қилинди. Аридин бир аз вақит өтүп, Шаймәрдан өзи учум болған билим дәргаһиға оқутқучи болуп кәлди вә 2001-жили дөләт тилида сот һакимийитиниң мустәқиллигигә беғишланған намзатлиқ диссертациясини утуқлуқ һимайә қилди. Униңда судьяларниң мустәқиллиги тоғрилиқ муәммалар наһайити чоңқур тәһлил қилинған, шундақла бу мәсилиләрни һәл қилишниң усуллири оттуриға қоюлған. Шаймәрдан Мәһәммәт оғли кейинки жиллири өзиниң узун жиллиқ әмәлий тәҗрибисигә асаслинип, «Судьяниң тәуелсіздігі» намлиқ оқуш қуралини нәшир қилдурди. У бүгүнки таңда алий билим дәргаһлиридила әмәс, шундақла әдлийә хадимлириниң күндилик китави сүпитидә пайдилинилмақта. Көп кечикмәйла, Шаймәрдан йетүк алим сүпитидә өзиниң иш саһасида узундин бери топлиған тәҗрибисигә илмий җәһәттин яндишип, прокуратура органлириниң җинаий-процессуал паалийитигә беғишланған докторлуқ диссертациясини муваппәқийәтлик һимайә қилишқа сазавәр болди. Бүгүнки таңда Шаймәрдан Шәрипов Қазақстан Җумһурийитиниң гүллинишигә мунасип үлүш қошуватқан уйғур зиялилириниң биридур. Алим, педагог, кәсипдашлири билән студентлар арисида чоң абройға егә,  он жилға йеқин Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси болған, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси. Бүгүнки күнгә қәдәр униң өз саһаси бойичә төрт оқуш қурали, атмиштин ошуқ илмий мақалилири вә бир монографияси нәшир қилинған. Муәллип пәқәт студентлар, магистрлар, докторантлар арисидила әмәс, шундақла атақлиқ судьялар, прокурорлар, һоқуқ қоғдаш органлириниң башқа хадимлири арисидиму һоқуқ вә қанун мавзулири бойичә лекцияләрни оқуйду, банк ишлирини тәргәв қилиш бойичә консультант. — Башқилардин алаһидә пәриқлинидиған һеч бир артуқчилиғим йоқ, ака. Оқудум, андин мутәхәссислигим бойичә нәгә әвәтсә, шу йәрдә тиришип ишлидим, илмий ишлар билән шуғулландим, азду-тола утуқларғиму қол йәткүздүм, — дәйду у мениң билән болған сөһбәттә кәмтаранә қияпәттә.  — Ейтмақчи, уйғур хәлқидин йетилип чиққан һоқуқшунас алим сүпитидә өз хәлқиңниң қедимқи әдлийә һөҗҗәтлириниң тарихини тәтқиқ қилишқа урунуп көрдүңму? — дәп соридим униңдин.  — Мениңчә болғанда, көкригидә миллий ғурури бар һәр қандақ әзимәт, болупму алим, биринчи новәттә, өз хәлқиниң тарихиға, мәдәнийитигә, бүгүнки күн нуқтәий нәзәридин қарашқа қизиқиду. Өзәм студент чағлиримдила, академик Султан Сартаевниң тәкливи билән Шәриқ хәлиқлириниң җәмийәтлик мунасивәтләрни һоқуқ нуқтәий нәзәридин рәтләш мәсилилири бойичә бирқәдәр тәтқиқатларни жүргүзгән едим.  Әзәлдинла уйғур хәлқи шәриәткә вә миллий урпи-адиәтлиригә асасланған һалда һоқуқини һимайә қилиш услублирини шәкилләндүргән. Шәриәт қанунини яхши билидиған, әл арисида аброй-шәни жуқури адәмләрдин қазилар сайланған. Улар дава-дәстүрләрни, җинайәтләрни қарап, һөкүм чиқирип турған. Тәкитләйдиған бир йери қази-бийләрниң һөкүмлири мәҗбурий түрдә иҗра қилинатти. Мошу нуқтәий нәзәрдин қариғанда, һоқуқ мәсилилиригә, йәни өзиниң урпи-адитигә дегән һөрмәт, уни етирап қилиш алаһидә орунға қоюлған. Мәсилән, башқиларға нисбәтән бурунирақ олтирақлашқан һаләттә өмүр сүрүшкә өткән уйғурларда аилидики кәнҗә оғулни ата-анисидин  қалған өйниң беваситә мирасхори дәп һесаплаш әнъәниси шәкилләнгән. Бирақ заманивий қанунларда бу тоғрилиқ йезилмиған. Йәни, һазирқи балиларниң һәммиси мирасқа тәңһоқуқлуқ. Шундиму уйғурлар һелиғичә шу урпи-адәтни сақлап кәлмәктә. Йәни, у һеч қандақ дава-дәстүр пәйда қилмайдиған ата қәдрийити сүпитидә баһалиниду. Һазирқи вақитта җай-җайларда жигитбашлири, жут ақсақаллири аилидики келишмәсликләрни, ушшақ-чүшәк талаш-тартишларни, һәтта бәзи һоқуқ бузушларни өз ара муһакимә қилип, жут тинчлиғини, бирлик-иттипақлиғини сақлап кәлмәктә. Буму миллитимиздә қедимийдин шәкилләнгән һәм бүгүнки күнгә қәдәр сақлинип келиватқан яхши әнъәнидур. Мундақ мисалларни көпләп кәлтүрүшкә болиду... — Аиләң тоғрилиқ ейтип бәрсәң? — Рәпиқәм — Каминур Шәрипова, алий билимлик невролог, кәспи бойичә ишләватиду. Қизим Саидәм билән күйоғлум Дияр бу күнләрдә Америкиниң Хьюстон университетида оқуватиду. Улардин Ясмина исимлиқ бир нәврәм бар. Оғлум — Әзиз, Алмута Энергетика университетиниң төртинчи курс студенти... Бәзи яшанған шуңқарлиқлар гайида «Бизниң Мәһәммәтниң һелиқи прокурор оғли...», дәп тилға алидиған Шаймәрдан Шәрипов  мошу күнләрдә 50-баһарини қарши алмақта. Тәвәллуд мубарәк, жутдаш. Өрләйдиған чоққилириң техиму егиз болсун!

Минәмҗан АБДУРАХМАНОВ,

пешқәдәм журналист. 

572 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы