• Спорт
  • 10 Қыркүйек, 2018

9-орунға қанаәт һасил қилди

Шөһрәт МӘСИМОВ, “Уйғур авази” Индонезияниң Джакарта вә Палембанг шәһәрлиридә XVIII язлиқ Азия оюнлири аяқлашти.Бу қетимқи қитъә оюнлирида Азияниң 45 мәмликитиниң 11 миң спортчиси спортниң 40 түри бойичә 465 медаль комплекти үчүн күрәшти. Оюнларға қатнашқан Қазақстан талланма командиси спортниң 25 түри бойичә күч синишип, барлиғи болуп 76 медальға еришти. Бизниң спортчилар велосипед спортида, байдарка вә каноэда, йеник атлетикида, бәдиий гимнастикида, самбода, джиу-джитсуда, дзюдода, қиличвазлиқта, каратэ вә су поңзигидә ғалип чиқип, Оюнларда Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт гимни 15 қетим яңриди. Униңдин ташқири қазақстанлиқлар 17 күмүч вә 44 бронза медалиға сазавәр болди. Умумкомандилиқ һесапта Қазақстан 9-орунда қалди. Дәсләпки үч орунни Хитай, Япония вә Җәнубий Корея егилиди. Етирап қилиш керәкки, бу қетимқи Азиада Қазақстан миллий талланма командиси үчүн оңушлуқ болмиди. Әслидә умумкомандилиқ һесапта төртинчи орунни көзлигән еди. Әмәлиятта болса, бизниң спортчилар алтун медаль сани бойичә 1994-жилдин кейинки әң начар нәтиҗә көрсәтти. Мәсилән, 1994-жили Хиросимода (Япония) Қазақстан спортчилири умумий командилиқ һесапта төртинчи (27 алтун, 25 күмүч, 27 бронза медаль), 1998-жили Бангкокта (Таиланд) бәшинчи (24-24-30), 2002-жили Пусанда (Җәнубий Корея) төртинчи (20-26-30), 2006-жили Дохада (Катар) төртинчи (23-20-42), 2010-жили Гуанчжода (Хитай) бәшинчи (18-23-38), 2014-жили Инчхонда (Җәнубий Корея) төртинчи (28-23-33) орун егилигән еди. Шундақ қилип, XVIII язлиқ Азия оюнлири пәллисигә йәтти. Қитъәниң әң яхши спортчилири әнди 2022-жили Хитайниң Ханчжоу шәһиридә жиғилиду.

218 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы