• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 13 Қыркүйек, 2018

Аилә мәдәнийити

Аилә мәдәнийити – узақ тарихий тәрәққият җәриянида шәкиллинип, та бүгүнки күнгичә турмушумизда өз қиммитини йоқатмай келиватқан миллий мәдәнийитимизниң муһим тәркивий қисмидур. Төвәндә униң бирмунчә әдәп-қаидилиригә тохтилип өтмәкчимиз. Меһманларни һөрмәтләш. Уйғурларда өйгә кәлгән һәрқандақ киши, мәртивисиниң жуқури-төвәнлигидин вә туққанчилиғидин қәтъий нәзәр, қизғин күтүвелиниду. Әрләр қол елишип, аяллар үз йеқишип саламлишиду. Меһманни өйниң төригә башлаш – әдәп-әхлақ, иззәт-һөрмәт чүшәнчилири билән бағланған муһим қаидилиримизниң бири. Тәртип бойичә, һөрмәткә сазавәр, билимлик яки йеши чоңирақ киши төрниң оттурисида олтириду. Башқа меһманларму, яш алаһидилиги вә билим қурулмиси бойичә, дәстихан әтрапидин орун алиду. Меһманлар олтарғандин кейин дуа қилип, һал-әһвал соришиду. Саһипхан пәга тәрәптә олтирип, меһманларниң хизмитидә болиду. Меһманниң қолиға су елиш. Меһманларниң қолиға су елиш төвәндин, оң тәрәптә олтарған кишидин башлиниду. Бу ишни яшлар бәҗириду. Меһман қолини жуюп болғандин кейин хизмәт қилғучиға миннәтдарлиғини билдүрүп, дуасини бериду. Меһманға тамақ тартиш. Тамақ тартиш өйниң төридә олтарған меһмандин башлиниду. Тамақ сипайилиқ вә әдәп билән сунулиду. Меһманму тамақни иззәт билән икки қоллап алиду. Төрдики меһман тамаққа қол узатқандин кейин башқилар ғизалинишқа киришиду. Өй егиси бу җәриянда меһманларға “тамаққа беқиңлар, елиңлар, йәңлар” дегән гәпләрни қайтилап туриду. Ятлиқ болидиған қизға өй ишлирини үгитиш. Ана турмушқа чиқидиған қизиниң қулиғиға оғул тәрәпниң аилисигә барғандин кейин қейината, қейинанини һөрмәтләш, уларниң алдидин тоғра өтмәслик, сәһәр туруп һойла-арам, өйләрни тазилаш, наштилиқ тәйярлаш, қейината, қейинана алдида сөз-һәрикәттә әдәплик болуш, уларниң рухситисиз иш қилмаслиқ қатарлиқ пәнди-несиһәтләрни қуюп, тәлим-тәрбийә бериду. Шу сәвәптин қизлар йеңи аилә турмушиға асанла көнүп кетиду. Аилә әзалири җәм болуп тамақлиниш. Аилә әзалири һейт-айәм яки дәм елиш күнлири җәм болуп ғизаланғач, бир-бириниң әһвали, турмуши һәққидә пикирлишиду. Қийинчилиқта қалғанларға ортақ күч чиқирип ярдәм қилиду, лазим болса, бир-бириниң көңлигә тәсәлла беришиду. Йәни чоң өй уларниң өмлүк-иттипақлиғини мустәһкәмләйдиған мәркәз болуп һесаплиниду. Шуңлашқиму аилә мәдәнийити билән аилә әхлақи – җәмийәт мәдәнийити билән җәмийәт әхлақини шәкилләндүриду.

252 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы