• Нәшрият төһписи
  • 13 Қыркүйек, 2018

Академик һәққидә топлам

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Йеқинда «Өнегелі Өмір» серияси бойичә Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги Пән комитети М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институти атақлиқ әдәбиятшунас алим, сөз сәнъитиниң нәзәрийәчиси, ҚҖ Дөләт мукапитиниң саһиби, ҚҖ Миллий пәнләр академиясиниң академиги, филология пәнлириниң доктори, профессор Заки Ахметовниң туғулғининиң 90 жиллиғиға беғишланған «Заки Ахметов» намлиқ топлам нәшир қилинди.Мәзкүр китапни көрнәклик әдәбиятшунас алим Сериказы Қорабай нәширгә тәйярлиған. Бу китапқа алимниң һаяти вә иҗадий паалийити, илмий очерклири, муһим әһмийәткә егә талланма әсәрлири, архив мәлуматлири, тарихий әһмийәткә егә сүрәтләр берилгән. Шундақла мәзкүр китапта дуния алимлириниң Заки Ахметов һәққидә язған мақалә-пикирлири, җүмлидин әдәбиятшунас алим Алимҗан Тиливалдиниң мақалисиму орун алди.

212 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы