• Нәшрият төһписи
  • 13 Қыркүйек, 2018

Мәдәний һаятимиздики чоң йеңилиқ

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Йеқинда Түркияниң Стамбул шәһиридики «Тәклимакан» нәшриятида атақлиқ язғучи, алим, тәрҗиман һәм хәлиқара Уйғур пен клубиниң президенти Хәмит Һәмраевниң қәлимигә мәнсүп «Ғоҗилар вәзипилири» тетралогиясиниң биринчи қисми Стокгольм шәһириниң турғуни, уйғур қериндишимиз Абдурешит һаҗим Керими тәрипидин әрәп йезиғиға көчирилип, йоруқ көрди. Мәлумки, мәзкүр тарихий роман рус тилида йезилған болуп, у 2017-жили Малик Мәһәмдиновниң тәрҗимиси билән «Мир» нәшриятидин уйғур тилида нәшир қилинған еди. Муәллипниң бай вә һәққаний мәнбәләр асасида ХVІ – XVІІ әсирләрдики ақтағлиқ вә қаратағлиқ ғоҗиларниң Яркәнт ханлиқлириға болған тәсирини вә шу дәвирниң ханлиқлири арисида йүз бәргән шәпқәтсиз күрәшни очуқ көрситип беридиған бу тарихий романни илгири пәқәт кирилл йезиғида оқуп-билиш мүмкин болған болса, әнди дунияниң җай-җайлирида истиқамәт қиливатқан қериндашлиримиз уни әрәп графикисида оқуш имканийитигә егә болди. Демәк, бу ишни зиммисигә жүкләп, униң һөддисидин бемалал чиққан Абдурешит һаҗим Керимниң әҗри бекарға кәтмиди. «Ғулҗа йоли» намлиқ икки қисимлиқ вә «Ғоҗилар вәзипилири» тетрологияси охшаш тарихий әсәрлири арқилиқ көпчиликкә яхши тонуш язғучи Хәмит Һәмраев һәққидә сөз қилидиған болсақ, униң әмгәклири илгири-кейин ейтилмиған йеңилиқларға толуп-ташиду. Шу түпәйли муәллипниң мәзкүр романлири оқурмәнләр тәрипидин қизғин қарши елинған еди. Романда толиму аз тәтқиқ қилинған «Тарихий Рәшиди», «Тарихий Қәшқәр» вә «Тәзкирәи Ғоҗихан» охшаш әсәрләр асасида, ханлиқларға зор тәсир көрсәткән сопилиқ әрбапларниң вә ғоҗиларниң паалийити әтраплиқ баян қилиниду. Умумән, хәлқимизниң мәдәний һаятида йүз бәргән ушбу йеңилиқ пәқәт муәллип билән башқа йезиқта чәтәллик қериндашларға тонутқан Абдурешит һаҗим Кериминиңла әмәс, бәлки миллий әдәбиятимиз җанкөйәрлириниң умумий хошаллиғидур.

218 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы