• Әнҗуман
  • 13 Қыркүйек, 2018

Ата-аниларниң җавапкәрлигигә беғишланди

Йеңи оқуш жили һарписида Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги “Аиләвий тәрбийиләш институти” ҖЧЙ билән бирликтә “ХХІ әсирдики қазақстанлиқ ата-ана: өз балаңға үлгә бол” мавзусида җумһурийәтлик ата-анилар конференциясини өткүзүш көздә тутулған еди. Министрликниң тапшуруғиға бенаән, ата-анилар конференциясини җумһурийитимиздики барлиқ мәктәпләрдә бир вақитта өткүзүш молҗаланди. Шундақ конференция йеқинда Алмута шәһири М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә өткүзүлди. Дәсләпки сөзни мәктәп-гимназияниң мудири Хуршидәм Ниязова елип, ата-аниларни конференцияниң мәхсити билән тонуштурди. Андин кейин қатнашқучиларға Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги Балиларниң һоқуқини қоғдаш комитетиниң рәиси Нурбек Оршыбековниң хетини оқуп бәрди. Шундақла конференция җәриянида мудирниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари Майгүл Һезбақиева 1-синипниң, мудирниң илмий ишлар бойичә орунбасари Халидәм Мирсақиева 10-11-синипларниң ата-анилирини конференцияниң программиси билән тонуштуруп чиқти. Шундақла мавзуларға бағлинишлиқ видеороликларму көрситилди. Конференция давамида ата-анилар тәрипидин мәктәп-гимназияниң мудириға, тәклип қилинған меһманларға – “Нур Отан” партиясиниң вәкили Серик Тойланбаевқа вә Жетису наһийәлик һакимийитиниң вәкили Исмаржан Алиевқа соаллар қоюлуп, тегишлик җаваплар елинди. Нусрәт МӘСИМОВ, М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң муәллими.

299 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы