• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 19 Қыркүйек, 2018

Мәрвайитниң “мәрвайитлири”

Европидики уйғур рәссами Мәрвайит Һапиз ханим Германияниң уйғурлар әң көп олтирақлашқан Мюнхен шәһиридики Падиша сарийиниң галереясидә шәхсий көргәзмисини ачти. Униңға қоюлған 28 парчә рәсимдә уйғур хәлқиниң иҗтимаий турмуши, тарихи вә урпи-адәтлири өз ипадисини тапқан. Уларниң йенидин йәнә икки немис рәссаминиң әсәрлири орун алған. Ейтиш керәкки, 22 жилдин буян Европида туруватқан Мәрвайит ханим уйғурларниң иҗтимаий турмушини вә тарихини әкис әттүридиған қоюқ миллий пураққа егә майбояқ рәсимлирини сизишта көзгә көрүнгән рәссамлардин. Алтә күн давамлашқан бу рәсим көргәзмисини йәрлик аһалидин сирт чәтәллик сәяһәтчиләр вә мәмликәттә яшаватқан бир топ уйғурлар зиярәт қилип, чоңқур тәсират алған. Бәзилири өзлиригә яққан рәсимләрни сетивалған. www.rfa.org

205 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы