• Иҗадий кәч
  • 19 Қыркүйек, 2018

Биз йәнә учришимиз...

Елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисида алға сүрүлгән вәзипиләр асасида елимизниң Мәдәнийәт вә спорт министрлиги иҗадий коллективларниң өз репертуарлирини йеңилаш, заман тәләплиригә лайиқ яхши һәм сүпәтлик әсәрләрни сәһниләштүрүш, иҗадий топларниң гастрольлуқ паалийәтлири географиясиниң кәң һәм мәзмунлуқ болушини тәминләш мәхситидә һәртәрәплимә иш елип бериватиду. Җүмлидин шанлиқ тарихи 85 жилға тәң Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң тамашибинларға тәғдим қилидиған байлиғи мол болғиниға қаримай, гастрольлуқ паалийәтлиримизниң кейинки жилларда кәскин қисқирап кәткини аччиқ һәқиқәт еди. Жирақ чәт әлләрни демигәндә, ян хошнимиз болған Өзбәкстан, Қирғизстан тамашибинлири билән үз көрүшмигинимизгә он бәш жил бопту. Он бәш жил!!! Бу биз, сәнъәткарлар үчүн, наһайити узақ тәнәпус, әлвәттә. Шуниң үчүн болса керәк, бу қетим театримизниң мудири Руслан Тохтахунов билән бәдиий рәһбиримиз Мурат Әхмәдиев коллективни Ташкәнт һәм Бишкек шәһәрлиригә гастрольлуқ сәпәргә әвәтиш мәсилисиниң һәл болғанлиғини ейтқанда, бәк хошал болдуқ. Һәқиқәтән, биз бу қетимқи гастрольни тәшналиқ билән күткән едуқ. Хулләс, 14-август күни йолға атландуқ. Җәми атмиш бәш нәпәр сәнъәткардин ибарәт театр коллективини Ташкәнттә Өзбәкстан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң вәкиллири билән бир түркүм қериндашлар қучақ йейип қарши елишти. План бойичә 16-август күни гастрольлуқ сәпиримизниң тәнтәнилик ечилиш мәрасими Ташкәнтниң «Түркстан» концерт залиға бәлгүләнгән екән. Ташкәнтлик тамашибинлиримиз зални толтурди. Алди билән сәһнигә Қазақстанниң Өзбәкстандики Пәвқуладдә вә Толуқһоқуқлуқ әлчиси Ерик Утенбаев көтирилип, қисқичә тәбрик нутқини баян қилди: – Әссалам, әзиз қериндашлар! Өзбәкстан – Мәркизий Азиядики чоң дөләтләрниң бири. Өзбәк хәлқи – бизниң йеқин хошнимиз. Шуниң үчүн Өзбәкстан билән алақә биз, қазақстанлиқлар, үчүн әһмийәтлик. Өзәңларға мәлумки, 2018-жил Қазақстанда Өзбәкстан жили, 2019-жил болса, Өзбәкстанда Қазақстан жили дәп елан қилинди. Икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ йүксәк ишәнчә вә өзара һөрмәт асасида риваҗланмақта. Қ.Ғожамияров намидики Дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри коллективиниң бүгүн Ташкәнт шәһиридики гастрольлуқ сәпири – икки мәмликәт оттурисидики мәдәний алақиларниң ярқин бир ипадисидур. Залдики гүлдүрас алқишлардин кейин, сәһнигә Өзбәкстан Җумһурийити Министрлар Кабинети йенидики Хәлиқара мунасивәтләр вә чәт әлләр билән достлуқ алақилар комитетиниң рәиси Рустәм Қурбанов көтирилди: – Қәдимиңлар оңушлуқ болсун, әзиз сәнъәткарлар! Силәрниң келишиңлар Өзбәкстанимиз мустәқиллигиниң жигирмә йәттә жиллиқ тойи һарписида болуватиду. Икки дөләт хәлқи әзәлдин янму-ян яшиған, қериндаш болған. Қазақстандин кәлгән уйғур сәнъәткарлирини қучақ ечип қарши алимиз, қәдимиңлар қутлуқ болсун! Сәнъитиңлар, йеқимлиқ музыка-нахшилириңлар, әвришим уссуллириңлар, сәһнә әсәрлириңлар билән өзбәкстанлиқ тамашибинниң уйғур сәнъитигә болған тәшналиғини қандуруп, сеғинған жүрәкләргә мәлһәм беғишлап, хушвақ дәмләргә бөләйду, дәп үмүт қилимиз! Натиқларниң қизғин тәбрик сөзлиридин кейин Өзбәкстан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Һәлимә Баратова, Ташкәнт шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Алимҗан Зайитов Уйғур театриниң бәдиий рәһбири Мурат Әхмәдиев башқурған иҗадий коллективқа Ташкәнттики гастрольниң муваппәқийәтлик өтүшигә тиләкдашлиқ билдүрүп, әнъәнә бойичә Мурат Әхмәдиевниң учисиға уйғурниң миллий чапинини япти. Өз новитидә, Уйғур театри рәһбәрлигиму қазақстанлиқ барлиқ қериндашларниң иллиқ салимини йоллиғач, Ерик Утенбаев билән Рустәм Қурбановқа қазақ хәлқиниң миллий чапинини һәдийә қилиш арқилиқ еһтирам билдүрди. Шуниң билән тәнтәнилик кәчниң рәсмий бөлүми түгәп, пәрдә Абдрим Әхмәдийниң «Яру» нахшиси билән ечилди. Уйғур кәспий театр сәнъитиниң ярқин намайәндиси, Өзбәкстан Җумһурийитиниң хәлиқ артисти Абдрим Әхмәдийниң мубарәк исми, униң иҗади өзбәкстанлиқ тамашибинлиримизға йеқиндин тонуш. Узун жиллар бойи Ташкәнттә Өзбәкстан Дөләт Телевизия вә радио хәвәрлирини аңлитиш комитетиниң йенидики уйғур нахша уссул ансамблида паалийәт жүргүзүп, мәзкүр ансамбльниң тәрәққиятида чоң әҗир сиңдүргән бу есил сәньәткарниң нахшилири һәрбир тамашибинниң дилида һеликәм мәккәм сақлақлиқ. Кәч тамашибин зали билән сәмимий мунасивәттә әҗайип бир иллиқ сезимләр илкидә жуқури дәриҗидә өтти дәп ойлаймән. Тамашибинлар бирдә ихтиярсиз көзлиригә яш алса, бирдә сәһнидики артистларға җор болуп биллә нахша ейтишти. Бир чағларда раса қайнақ иҗат ордиси болған һәм музыка сәнъитимизниң гүлтаҗиси «12 муқамни» қайта тикләш, рәтләш кәби аләмшумул әһмийәтлик ишларни тунҗа қетим әмәлгә ашурған Ташкәнт уйғур нахша-уссул ансамбли аллиқачан өз паалийитини тохтатқан еди. Шу уйғур ансамблида паалийәт жүргүзгән сәньъәткарларниң бесим көпчилиги бақилиқ боп кетипту. Шаһидә Шәймәрданова, Һавахан Әзизова, Халисхан Қадирова охшаш бирқатар атақлиқ сәньәткарлар билән дидарлишиш пурситини толиму арзулиған едуқ. Лекин жилларниң өтүши билән, саламәтлигиниң яр бәрмигәнлиги түпәйли, у арзулуқ инсанлиримиз концертқиму келәлмиди, әпсус... Биз билән қучақ йейип көрүшкән пешқәдәм сәнъәткарлар Һаким Хеләмов, Турсун Шавдунов, Реһангүл Һашимова, Турсунай Мервалиева, Рәхмитулла Еләмовлар болса, һаяҗанланғинидин сәһнигиму көтирилип кәтти, һәммимиз биллә Абдрим акиниң иҗадидин «Тәнлирим япрақ» нахшиси билән кәчни йәкүнлидуқ... Әтиси хәлиқара фестивальларниң лауреати «Нава» фольклор ансамблиниң рәһбири Ниязҗан Турсунов билән уссулчилар топиниң рәһбири, балетмейстер Эльмира Сәйдуллаева тәйярлиған концерти өтти вә тамашибин «Түркстан» сәньәт сарийиниң миң орунлуқ залиға патмай қалди. Театримиз актрисиси Гүлбаһар Әхмәдиеваниң риясәтчилигидә өткән концертта Нуралим Варисов, Нурәләм Қурванбақиева, Пәрһат Давутов, Саһидәм Мәшрәпова, Луиза Розахунова, Халмурат Мунаров, Фурқәт Зайировниң иҗрасидики нахшилар, «Рухсарә» уссулчилар топиниң иҗрасидики әвришим уссуллар, сазлар тамашибинларниң һәқиқәтән көңлидин чиқти. Концерт ахирида сәһнигә Ташкәнт турғуни, социология пәнлириниң доктори Абдуләһәт Қаһаров көтирилип, тамашибинлар намидин чоңқур миннәтдарлиғини мундақ ипадилиди: – Мениң қолумдики бу ғеҗәк – миң бир йүз жиллиқ тарихқа егә, – деди у қолидики Қумул ғеҗигини егиз көтирип. – Бу ғеҗәктә тоққузинчи әсирдә Қумул муқамлири иҗра қилған. Ваһаләнки, Қумул муқамлири – музыка сәнъитимиздә узун тарихқа егә. Тарихий Вәтинимизгә болған илмий сәяһитим давамида қумуллуқ қериндашлар маңа бу ғеҗәкни соға қилған еди. Хелә жиллардин бери бу тәвәрүк әсвап мениң өйүмдә сақланмақта. Лекин һәрдайим бу тәвәрүк әсвапни Уйғур театриға апирип соға қилишни арзу қилип жүрәттим. Мана бүгүн шу пурсәт кәлгән екән, мән бу әсвапни «Нава» ансамблиға тәғдим қилимән. 18-август күни гастролимизни режиссер Муһит Һезимов сәһниләштүргән «Баһардики күлкә» намлиқ һәзил-күлкә кечи билән давамлаштурдуқ. У күниму тамашибинлар Саһибәм Норузова билән Бәхитҗан Авдунов жүргүзгән кәчтә қизиқ миниатюрилар билән нахша-сазлардин бәһримән болуп, сәһнини өзлириниң иллиқ һөрмәт-еһтираминиң ипадиси болған гүлдәстилири билән көмүвәтти. Гастролимизниң төртинчи күни Муқимий намидики дөләт театри бенасида биз режиссер, ҚҖниң хизмәт көрсәткән әрбаби Ялқунҗан Шәмиев сәһниләштүргән И.Саттаров, В.Дьяковниң «Ғерип-Сәнәм» музыкилиқ драмисини һавалә қилдуқ. Пәрдә ечилиши билән рәссам Гөзәл Мамединованиң иҗадиға мәнсүп чирайлиқ сценография бирдинла тамашибин диққитини өзигә рам қиливалди. Әҗайип гүлстанлиқ билән безәлгән сәһнә декорацияси хәлқимизниң бу надир әсәриниң мәзмуниға техиму чирайлиқ рәң берип толуқлиғандәк болди. Спектакль давамида һәрбир музыка, Ғерип билән Сәнәмниң ария, дуэтлири тамашибинларниң гүлдүрас алқишлири билән қарши елинди. «Нава» фольклор ансамблиниң җор болушида өткән спектакльдики барлиқ музыкилиқ номерлар пәқәт җанлиқ аваз билән иҗра қилинди. Баш қәһриманлар Риссам Мамутов (Ғерип), Луиза Розахунова (Сәнәм), Пәрһат Давутов (Шаһ Аббас), Гүлбаһар Әхмәдиева (Мәликә), Алимҗан Әйсаев (Еқилдар), Рашидәм Һәмраева (Раһилә) вә башқилар «Ғерип-Сәнәм» сәһнә әсәри арқилиқ шу дәвир нәпәсини, аһаңини, тилини, шаһ ордисидики қариму-қаршилиқларни ениқ йәткүзүп берәлиди. Спектакль йәкүнидә Өзбәкстан уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңиши Сәнәм ролини зор маһарәт билән ойниған Луиза Розахунованиң учисиға миллий нәқишләр билән безәлгән уйғур чапинини кийгүзди. Биз ташкәнтлик тамашибинларниң зор һөрмәт-еһтирамиға бөләнгән Луиза сиңлимиз үчүн наһайити хошал болуп, уни қизғин тәбриклидуқ. Чүнки сәнъәткарға болған бу алий еһтирам һәқиқәтәнму у күни өз егисини тапти. Луиза спектакльда баш рольни орунлаш билән биллә, концертлардиму өз репертуаридики әҗайип чирайлиқ лирик нахшилири билән һәр күни тамашибинға роһий ләззәт беғишлап, зор алқишқа бөләнди. Шундақ қилип, биз Ташкәнттики гастрольлуқ сәпиримизни аяқлаштуруп, Өзбәкстан уйғур мәдәнийәт мәркизи уюштурған чоң сорунниң меһмини болдуқ. Әшу сорунда мәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзалири тәркивидики сәнъәткар яшлар өзлириниң бай репертуари арқилиқ уйғур хәлиқ нахшилирини бабида иҗра қилип, бизни бәк һаяҗанға салди. Андин шу мәркәз йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Ярмуһәмәт Абдусаттаров, атақлиқ уссулчи, пешқәдәм сәньәткар Реһангүл Һашимова, көрнәклик шаир Давут Турахмәтовниң оғли Тәмкин Турахмәтов вә башқилар Ташкәнт, Чиназ, Янгийул, Бектемир, Қойлуқ охшаш Ташкәнтниң әтрапидики наһийә, мәһәллиләрдин келип, бизниң оюнлиримиздин бәһримән болған уйғурлар намидин чоңқур миннәтдарлиқ билдүрди. *** Узақ сәпәрдин кейин Алмутида бир күн дәм елип, әтиси, йәни 22- август күни Бишкек шәһиригә атландуқ. Қазақстан – Қирғизстан чегарисидин өтүшимиз билән бизни Қирғизстан уйғурлири «Иттипақ» җәмийитиниң рәиси Артиқ Һаҗиев башлиқ бир түркүм қериндашлиримиз кәң қучақ йейип, қарши елишти. Әтиси Бишкекниң Токтогул Сатылганов намидики дөләт филармонияси бенаси тамашибинға лиқ толди. Сәһнигә алди билән Қирғизстан хәлқи Ассамблеясиниң рәиси Токон Мамытов, Қирғизстан президентиниң Жогоргу Кенештики вәкили Қурманбек Дыйканбаев, Қирғиз Җумһурийити Жогоргу Кенеш депутати Пәрһат Тулендыбаев, Қирғизстан уйғурлири «Иттипақ» җәмийитиниң рәиси, Қирғизстан хәлқи Ассамблеяси рәисиниң орунбасари Артиқ Һаҗиев Қазақстан вә Қирғизстан оттурисидики сәмимий мунасивәтләр, хәлиқләр достлуғи һәм мәдәний алақилар һәққидә иллиқ пикирлири билән бөлүшти. Әйнә шундақ көтирәңгү мәйрәм кәйпияти һарписида башланған гастроль, миң үч йүз орунлуқ филармония бенасида қизғин өтти. Артистлиримизму өзлиригә жүкләнгән җавапкәр вәзипини жуқури дәриҗидә орунлап, бишкеклик тамашибинлар қәлбидә зор тәсиратлар пәйда қилди. Мошу йәрдә йәнә бир нәрсини тәкитләш муһимки, Уйғур театри рәһбәрлигиниң қарари билән, Бишкекқа башқа йеңи артистлар тәркиви билән алмаштурулди. Демәк, көпчилик яш актерлар һәм нахшичиларму өзлириниң маһарәтлирини намайиш қилиш пурситигә еришти, дегән сөз. Мошу турғудин «Ғерип-Сәнәм» музыкилиқ драмисидики Шаһ Аббас ролини иҗра қилған Аблиз Ушамов билән Мәликә ролидики Аминәм Үсәнова, Һапиз ролидики Турғанҗан Һезимов, Ғерипниң аниси Һәлимә ролидики Саһирәм Шәрипова образларға тоғра яндашқан һалда, әсәр мәзмунини жуқури маһарәт билән техиму чоңқур гәвдиләндүрәлиди. Яш нахшичи Алимҗан Абдуллаев, Фируза Җалаловаму зилва авазлири билән тамашибин залиниң гүлдүрас алқишлириға бөләнди. Биз билән Бишкектики гастрольға Толунай Әйсароваму биллә барған еди. Пешқәдәм сәнъәткарни бишкеклик тамашибинлар алаһидә қәдирләйдекән. Толунай һәдә өткән әсирниң 60-жиллирида мошу тәвәдә истиқамәт қилип, шу дәвирләрдә өзиниң әжайип нахшилири билән қайил қилған миңлиған мухлислирини бу қетимму Қәшқәр, Или хәлиқ нахшилирини алаһидә бир илһам билән иҗра қилип, һаяҗанға бөлиди. Гастрольниң ахирқи күни, пурсәттин пайдилинип, заманимизниң бүйүк язғучиси Чиңғиз Айтматовниң роһи алдида тазим қилиш үчүн һәммимиз шәһәрдики язғучиниң мемориалини зиярәт қилдуқ. Язғучиға болған һөрмитимиз сүпитидә, гүлдәстилиримизни қоюп қайттуқ. Гастроль йәкүни «Иттипақ» җәмийити уюштурған сорунға улашти. Бу хошлишиш сорунини Артиқ Һаҗиев өзиниң ихлас сөзлири билән ачти. – Әзиз қериндашлар, биз, Қирғизстан дияридики уйғурлар, мошу төрт күн җәриянида һәқиқий мәйрәмни һис қилдуқ, һәр күни миллий нахша-сазлиримиз, әвришим уссуллиримизни тамашә қилиш үчүн җуғиҗәм болушуп, әҗайип һис-туйғулар илкидә қалдуқ. Әпсус, әнди силәр билән хошлишиш дәқиқилиридә олтиримиз. Лекин бу учришишларниң йәниму давам қилиши үчүн һәммимиз һәрикәт қилимиз. Биз тилимизни, мәдәнийитимизни, миллий қәдрийәтлиримизни сақлап қелишимиз үчүн силәрниң қоллап-қувәтлишиңларға муһтаҗмиз. Улуқ язғучимиз Чиңғиз Айтматовниң «Тил йоқ йәрдә милләт йоқ, манқурт болмаңлар» дегән һекмәтлик сөзлирини әслисәк, биздә ана тилимиздики бағчилар, миллий мәктәпләрниң йоқлуғи түпәйли, келәчәк әвлатлиримизниң тәғдири бизни тәшвишләндүрүватқини аччиқ һәқиқәт. Мошу җәһәттин Мурат Әхмәдиев билән биз көп музакирә жүргүздуқ һәм һәр икки тәрәп келишип, бизниң бүгүнки яш әвлатлиримизға әҗдатлиримизниң роһий байлиғини йәткүзүштә әмәлгә ашурушқа тегишлик бирнәччә келишимләрни муһакимә қилдуқ. Мана бүгүн шу меморандумға қолумизни қойдуқ. Биз, Қирғизстан вә Қазақстан уйғурлири, әркин һәм демократик дөләттә яшаватимиз. Биз бу дөләтләрниң тәңһоқуқлуқ пухралири сүпитимиз билән өзлүгимизни муәййән сақлап қелишимиз үчүн қолумиздин кәлгән ишларни қилишимиз керәк... Биз силәр билән хошлашмаймиз, йәнә көрүшимиз! Әлвәттә, бизму мундақ иллиқ тиләкләрдин кейин, бишкеклик қериндашлиримиз билән “йәнә көрүшимиз” дегән иллиқ туйғулар билән Алмутиға қарап йолға атландуқ... Гүлбаһар НАСИРОВА. Алмута – Ташкәнт – Бишкек – Алмута. Сүрәтләрдә: 1. Бишкеклиқлар меһманларға гүл тәғдим қиливатқан пәйт. 2. “Ғерип-Сәнәм” драмисидин көрүнүш. 3. Сәһнидә – «Нава» ансамбли.

395 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы