• «Уйғур авазиниң» сәйилгаһи
  • 26 Қыркүйек, 2018

Инсан һаяти вә пайпақ

Әр-аялниң 25 яшлиқ вақтидики сөһбитидин. – Җеним, пайпиғимни көрдүңму? – Алтунум, дәзмал селип, шкафқа селип қойғандим. Һазир елип беримән. Әр-аялниң 30 яшлиқ вақтидики сөһбитидин. – Пайпиғимни көрдүңму? (“җеним” йоқ) – Янчуқлириңизға қарап көрмәмсиз (“алтунум” йоқ) Әр-аялниң 40 яшлиқ вақтидики сөһбитидин. – Пайпиғим нәдикинә? – Көзүң көрмәмду немә, әву тартмида туридуғу! Әр-аялниң 50 яшлиқ вақтидики сөһбитидин. – Пайпиғимни йеңила мәйәрдә көргәндәк қиливедим... – Мени йәвәтти дәватамсән уни, дуруслап издимәмсән! Әр-аялниң 70 яшлиқ вақтидики сөһбитидин. – Момай, пайпиғимни тапалмайватимәнғу? – Пайпиғиң билән биллә өзәңму жүтүп кәтсәңмамду, худайим. Бовийидин айрилған 80 яшлиқ момайниң жиғиси. – Вай, өмүр бойи пайпиғини тапалмай өткән җорамәй! Әнди мән сени нәдин издәп тапармәнай?..

172 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы