• Әхбаратлар еқими
  • 26 Қыркүйек, 2018

“Уйғур алимәлири” Миллий китапханида тонуштурулди

Шәмшидин АЮПОВ, “Уйғур авази” Өткән һәптидә Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий китапханисида миллий мәдәнийитимиз билән маарипимизниң җанкөйәри Турсунай Тейипова тәрипидин топланған “Уйғур алимәлири – Уйгурские женщины-ученые” топлиминиң тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Униңға алимлар, язғучи-шаирлар, сәнъәткарлар вә җәмийәтлик тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти. Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң артисти Гүлбаһар Насированиң риясәтчилигидә өткән мәзкүр мәрасимда сөзгә чиққан натиқларниң һәммисила бу топламниң Турсунай Тейипованиң уйғур алимәлиригә болған чәксиз һөрмәт-миннәтдарлиғиниң бир бәлгүси болуп қалидиғанлиғини, шундақла ушбу топламниң келәчәк әвлатқа мәнивий озуқ болуп, уларниң илмий издинишлиригә иқбал етидиғанлиғини тәкитләшти. Мәзкүр мәрасимда сәясәтшунас Қәһриман Ғоҗамбәрди, шаирлар Абдуғопур Қутлуқ, Мәмтимин Обулқасимов, язғучи Дүрнәм Мәшүрова, А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Шавкәт Өмәров, хәлиқ һапизи Рабийәм Мәмәтова, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Омақ Һасанова, “Бейбітшілік әлемі” хәлиқара Қазақ иҗадий зиялилар бирләшмисиниң президенти Әбен Нурманов һәм мәзкүр бирләшмә йенидики Әдәбият кеңишиниң рәиси Абдулһәй Дөләтов вә башқилар сөзгә чиқти. Улар тәрипидин оттуриға қоюлған ой-пикирләрни бир түгүнгә җәмлигәндә, “Өсүш һалитиниң бирдин-бир мезани – китап. Китап болса – у мәлум бир хәлиқниң кимлигиниң әйниги. Шуңлашқа өз қәдир-қиммитини билгән, мәдәнийәтлик хәлиқ әң авал миллий әдәбият алдида җанкөйәр, таки садиқ қул... Раст, китап – хәлиқниң. Шундақкән, һәрбир китапхан униңға еһтият вә еһтирам билән қариши керәк еди. Әпсуски, биздә ундақ болмайватиду. Далаләт шуки, аһалиниң сәксән пайизи китап оқумайду. Навада бүгүнки уйғур китавиниң жирақ өтмүштә яшап кәткән әқилдар әҗдатлар яратқан бүйүк әдәбиятниң давами екәнлигини чүшәнсә еди, у чағда бүгүнки “Уйғур алимәлири...” топлимини тонуштуруш мәрасимида бу гәп болматти. Мәрасимму ушбу мәнивий ғәзнини топлиған Турсунай Әйса қизини мәдһийиләш биләнла түгәтти...” дегән хуласә келип чиқиду. Мәрасимда Турсунай Тейиповаға тәшәккүр изһар қилип, утуқ тиләштин башқа, нәширдин чиқиватқан миллий әдәбиятни оқуйдиған, йәни ана тилимизда билим еливатқан оқуғучилар саниниң жилдин-жилға кемийип кетиватқанлиғи, һәрбир уйғур пәрзәндиниң тәрбийиси үчүн пүткүл уйғур җамаәтчилиги күч чиқириши керәклиги тоғрилиқ ой-пикирләр оттуриға қоюлди. Шундақла баш қошушта “Анилар китап оқуса, балиларму китап оқуйду. Қайси аилидә китап оқулмиса, ундақ аилә мәнивий җәһәттин тәл-төкүз аилә болмайду. Әгәр һиссиятсиз, вуҗудида миллий ғурурдин нам-нишан йоқ анилардин “тәлим” алған қаракөзләр һесапта бар, әмәлдә йоқ оқуғучиларниң сепини тәшкил қилидиғини тәбиий”, дегәнгә охшаш инкарсиз һәқиқәтму очуқ ейтилди. Хәйрият, әндики гәп немидә? Әндики гәп чоң илмий мәсилә дәриҗисидә әһмийити бар мону соалда: “Ана тилимизда нәширдин чиқиватқан мошу хилдики китаплар ким үчүн йезиливатиду? Чүнки хәлқимиздә китапқа болған мунасивәт күндин-күнгә суслишип кетип бариду. Бу пикир шу күни М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, филология пәнлириниң доктори, профессор Алимҗан Тиливалди тәрипидин оттуриға қоюлди. Әдәбиятшунас алимға мундақ соал қойғузуватқан нәрсә, йәнила бүгүнки миллий маарипимиздики моҗут әһвал, мәхсәткә қарши сәлбий көрүнүшләр, бепәрвалиқ, кимлигимиздин кечиш... Мәлумки, һазир нәзир-чирақ көпийип кәтти. Адәмләр уларға мәрһумларниң һөрмити йүзисидин көп қатнишиду. Әйнә шуларда саатлап дин һәққидә вәзә ейтиш, тәлим бериш вә башқилар тоғрилиқ сөз болидудә, бүгүнки мәдәний һаят – миллий әдәбиятимиз, маарипимиз, мәтбуатимиз, сәнъитимиз, пәнимиз, умумән, өзимизниң кимлиги тоғрилиқ бир еғиз сөз йоқ. Мабада, бирәр зияли қопуп, “Балилиримизни ана тилида оқутайли”, хәлқимизниң намида атилидиған “Уйғур авази” гезити билән ана тилимизда йоруқ көрүватқан нәширлиримизгә бир кишидәк йезилайли” дегән гәпни ейтса, уни қоллап-қувәтләшниң орниға, һүрпийип қараймиз. Унтумайли, дин – биринчи, пән – асасий. Һә, өзини унтуп қелиш – наданлиқ... Әнди немә қилишимиз керәк? Келәчигимизгә зор сәлбий тәсирини тәккүзүп, түзәп болмайдиған дәриҗидә зәрәр йәткүзидиған бу җәриянниң сирттин күзәткүчиси – тамашибини болуп қалимизму яки униң амал-чарисини қилип, алдини алимизму? Умумән, өз хәлқимизниң мәнивий мустәқиллигини, пүтүн бир милләт һоқуқини тикләш, риваҗландуруш, миллий ғурурини қануний һаләт сүпитидә етирап қилинишини халиған һәрбир уйғур пәрзәнди бу мәсилидә бепәрва болмиши һаҗәт вә зөрүр.

442 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы